Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 26

Росулларниң паалийәтлири 26:24-32

Help us?
Click on verse(s) to share them!
24Павлус бу ишларни ейтип өзини шундақ ақлаш җававини бәргәндә, Фестус жуқури аваз билән униңға: — Павлус, сараң болупсән! Билимиңниң көплиги әқлиңни аздурупту! — деди.
25Лекин Павлус: — Сараң әмәсмән, и Фестус җанаблири, мән бәлки һәқиқәткә уйғун һәм салмиқи бар сөзләрни җар қилимән.
26Чүнки Агриппа алийлириниң бу ишлардин хәвири бар. Мән униңға жүрәклик билән очуқ сөзләватимән, чүнки бу ишларниң һеч қайсисиниң униңдин йошурун әмәслигигә ишинимән. Чүнки бу иш булуң-пучқақларда қилинған әмәс!
27— Әй Агриппа алийлири, өзлири пәйғәмбәрләрниң ейтқанлириға ишинәмдила? Мән ишинидиғанлиқлирини билимән! — деди.
28Агриппа Павлусқа: — Сән мени мушунчилик қисқиғина вақитта христиан болушқа қайил қилмақчимусән? — деди.
29Павлус: — Мәйли қисқа вақит ичидә яки узун вақитта болсун, пәқәт өзлириниң әмәс, бәлки бүгүн сөзүмни аңлиғучиларниң һәммиси маңа охшаш болғай (пәқәт мәндики зәнҗирләр силәрдә болмисун!) дәп Худадин тиләймән, — деди.  
30Шуниң билән Агриппа хан, шундақла валий, Бәрники вә улар билән биллә олтарғанлар орунлиридин туруп,
31залдин чиқип, бир-биригә: — Бу кишиниң өлүмгә яки түрмигә солашқа тегишлик һеч бир җинайити йоқ екән! — дейишти.
32Агриппа Фестусқа: — Бу адәм Қәйсәргә мураҗиәт қилмиған болса, қоюп берилсә болидикәнтуқ! — деди.

Read Росулларниң паалийәтлири 26Росулларниң паалийәтлири 26
Compare Росулларниң паалийәтлири 26:24-32Росулларниң паалийәтлири 26:24-32