Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири

Росулларниң паалийәтлири 4

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Петрус билән Юһанна халайиққа гәп қиливатқанда, каһинлар, ибадәтхана қаравуллириниң башлиғи вә Садуқийлар уларниң йениға келип қалди.
2Улар расулларниң халайиққа тәлим бериши, җүмлидин «Әйсаниң вастиси билән өлгәнләр тирилдүрүлиду» дәп җакалиқини үчүн интайин әсәбийләшти .
3Улар уларни тутқун қилип, әтисигичә түрмигә солап қойди, чүнки кәч кирип қалған еди.
4Лекин җар қилинған сөз-каламни аңлиғанларниң көпи етиқат қилди; шуниң билән етиқат қилған әрләрниң санила бәш миңға йәтти.
5Әтиси, Йәһудийларниң кеңәшмисидики башлиқлар, ақсақаллар вә Тәврат устазлири Йерусалимда топланди.
6Уларниң арисида баш каһин Аннас, Қаяфас, Юһанна, Искәндәр вә баш каһинниң башқа җәмәтидикиләр бар еди.
7Улар Петрус билән Юһаннани арисиға турғузуп: — Силәр бу ишни қайси күч-қудрәткә тайинип яки кимниң нами билән қилдиңлар? — дәп сориди.
8Петрус Муқәддәс Роһқа толдурулған һалда уларға мундақ деди: Хәлиқниң һөкүмранлири вә Исраилниң ақсақаллири!
9Әгәр биз бүгүн бу токур адәмгә көрсәткән яхши әмәл һәм униң қандақ сақайтилғанлиғи сәвәплик сораққа тартилған болсақ,
10силәр вә пүткүл Исраил хәлқи шуни билсунки, силәр крестлигән, амма Худа өлүмдин тирилдүргән Насарәтлик Әйса Мәсиһниң нами билән, униң күч-қудрити арқилиқ бу киши мошу йәрдә алдиңларда пүтүнләй сақ-саламәт туриду!
11Бу Әйса болса, муқәддәс язмиларда пүтүлгәндәк, дәл силәр тамчилар етиварсиз дәп ташливәткән, бирақ бүҗәк теши болуп тикләнгән таштур.   
12Униңдин башқа һеч кимдә ниҗатлиқ йоқ, чүнки пүткүл асман астида инсанлар арисиға тәқдим қилинған, Әйсадин башқа бизни қутқузидиған һеч қандақ бир нам йоқтур.
13Петрус билән Юһаннаниң бу җүръитини көргән һөкүмранлар уларниң оқумиған адәттики адәмләрдин екәнлигини билип, һәйран болушти; уларниң бурун Әйса билән биллә болғанлиғиниму билди.
14Униң үстигә, сақайған һелиқи адәмниң уларниң йенида туруватқанлиғини көрүп, улар һеч қандақ гәп яндуралмиди.
15Шуниң билән һөкүмранлар уларни кеңәшмидин чиқишқа буйруди. Андин бир-бири билән мәслиһәтлишип:
16— Буларни қандақ қилимиз? Чүнки уларниң вастиси билән хелә көрүнәрлик мөҗизилик бир аламәт йүз бәргәнлиги пүткүл Йерусалимдикиләргә аян болди вә биз уни инкар қилишқа амалсизмиз.
17Лекин бу ишниң хәлиқ ичидә техиму кәң йейилип кәтмәслиги үчүн, уларға бундин кейин бу адәмниң намида һеч кимгә һеч немә демәсликкә агаһ-тәһдит салайли! — дейишти.
18Шуниң билән уларни чақиртип, бундин кейин Әйсаниң намида һеч сөзлимәслик яки тәлим бәрмәсликни қәтъий буйруди.

19Лекин Петрус билән Юһанна: — Худаниң алдида силәргә итаәт қилиш тоғриму яки Худағиму, буниңға өзүңлар бир немә дәңлар!
20Амма биз болсақ, көргән вә аңлиғанлиримизни ейтмай туралмаймиз! — дәп җавап бәрди.
21Һөкүмранлар болса халайиқтин қорқуп, уларни җазалашқа лайиқ сәвәп тапалмай, уларға техиму тәһдит селип, қоюп бәрди. Чүнки халайиқ болған вақиә түпәйлидин Худани улуқлиған еди.
22Чүнки бу сақайтилиш мөҗизилик аламити көрситилгән кишиниң йеши қириқтин ашқан еди.
23Улар қоюп берилгәндин кейин, өз һәмраһлириниң йениға қайтип келип, баш каһинлар вә ақсақалларниң қилған сөзлирини баштин-ахир көпчиликкә уқтурди.   
24Улар буни аңлиғанда, авазини бир нийәт бир дил билән Худаға көтирип мундақ нида қилди: — И Егимиз, Сән асман-зимин, деңиз-океанларни вә улардики барлиқ мәвҗудатларни яратқан Худадурсән.
25Сән Муқәддәс Роһ билән хизмәткариң болған Давутниң ағзи арқилиқ мундақ дегәнғу: «Әлләр немишкә чуқан салиду? Немә үчүн бекардин-бекар сүйқәст ойлайду?  
26Дуниядики падишаһлар сәп тартип, Әмәлдарлар жиғилишип, Пәрвәрдигар вә Униң Мәсиһи билән қаршилишқа җәм болушти».  
27— Чүнки дәрвәқә дәл бу шәһәрдә Һерод һәм Понтиус Пилатус, ят әлликләр һәм Исраил хәлиқлири бирлишип, Сән мәсиһлигән муқәддәс хизмәткариң Әйсаға қарши чиқип топланған еди,
28шуниң билән күч-қудритиң вә ирадәң бойичә Сән бурунла неминиң әмәлгә ашурулушини бекиткән болсаң, улар шуларни қилған.
29Әнди и Пәрвәрдигар, уларниң селиватқан тәһдитлирини көргәйсән, қуллириңни сөз-каламиңни толуқ жүрәклик билән сөзләп йәткүзидиған қилғайсән;
30кесәлләрни сақайтишқа қолуңни узитип, муқәддәс хизмәткариң Әйсаниң намида мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләрни яратқайсән.
31Уларниң дуаси аяқлашқанда, улар турған йәр тәвринип кәтти. Улар һәммиси Муқәддәс Роһқа толдурулуп, Худаниң сөз-каламини жүрәклик сөзләп йәткүзүшкә башлиди.
32Топ-топ етиқатчилар бир җан-бир дил, бир мәхсәттә еди. Һеч ким өзигә тәәллуқ пул-мелини «өзүмниң» демәйтти, бәлки һәммисигә ортақ еди.
33Расуллар зор күч-қудрәт билән Рәб Әйсаниң тирилгәнлигигә гувалиқ берәтти. Худаниң зор меһри-шәпқити уларниң һәммисиниң үстигә қонди.
34Уларниң арисидикиләрниң һеч немигә һаҗити чүшмәйтти. Чүнки йәр-зимин, өй-җай егидарлири болғанлар уларни сетип, пулини елип келип
35расулларниң айиғи алдиға қоятти; андин һәр кимниң еһтияҗиға қарап тәқсим қилинатти.
36Уларниң ичидә Лавий қәбилисидин болған, Сипруста туғулған Йүсүп исимлиқ бириси бар еди (расуллар уни Барнабас, йәни «Риғбәтләндүргүчи оғул бала» дәп атиған);

37униңму бир парчә етизи бар еди; у шу йолда уни сетип, пулини елип расулларниң айиғи алдиға тапшурди.