Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири

Росулларниң паалийәтлири 10

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Қәйсәрийә шәһиридә Корнилий исимлиқ бир адәм болуп, у Рим қошунидики «Италийәликләр» қисминиң йүз беши еди.
2У ихласмән адәм болуп, өзи вә пүткүл өйидикилири Худадин қорқатти. У мәртлик билән намратларға хәйр-сахавәт қилип, дайим Худаға дуа-тилавәт қилатти.
3Бир күни чүштин кейин саат үчләрдә, у ғайипанә бир көрүнүштә Худаниң бир пәриштисиниң өзиниң йениға кәлгәнлигини очуқ көрди. Пәриштә уни: — Корнилий! — дәп чақирди.
4Корнилий униңға көзлирини тикип қаттиқ чөчүп: — Тәхсир, немә иш? — дәп сориди. Пәриштә униңға: — Сениң дуалириң вә хәйр-сахавәтлик ишлириң Худа алдиға әсләтмә қурбанлиқтәк берип йәтти.
5Әнди сән Йоппаға адәм әвәтип, Петрус дәпму атилидиған Симон исимлиқ адәмни чақиртип кәл.
6У Симон исимлиқ бир көнчиниң өйидә меһман болуп туруватиду. Симонниң өйи деңиз бойида, — деди.
7Униңға сөзлигән пәриштә кәткәндин кейин, Корнилий өйдики хизмәтчиләрдин иккини вә дайим йенида туруп хизмәт қилғучилар ичидики ихласмән бир ләшкәрни чақирди.
8Барлиқ ишларни чүшәндүргәндин кейин, уларни Йоппаға әвәтти.
9Әтиси улар сәпәр қилип шәһәргә йеқинлашқанда, чүш вақти болуп, Петрус дуа қилиш үчүн өгүзгә чиқти.   
10Униң қосиғи ечип кетип, бир нәрсә йәй деди. Бирақ улар ғиза тәйярлаватқанда, ғайипанә бир аламәт Петрусни орувалди.
11У асман ечилип, төрт бүҗигидин бағланған һалда йәр йүзигә чүшүрүлүватқан кәң дәстихандәк бир нәрсини көрди.
12Дәстиханда һәр хил төрт путлуқ һайванлар, йәр беғирлиғучилар, асмандики учар-қанатларму бар еди.
13Униңға бир аваз аңланди: — «Орнуңдин тур, Петрус, улардин союп йә!»
14— Яқ, Рәб, һәргиз болмайду! Мән һеч қачан һеч қандақ напак яки һарам нәрсини йегән әмәсмән! — деди Петрус.  
15Аваз иккинчи қетим келип униңға: — Худа һалал дәп паклиғанни сән һарам демә! — дейилди.
16Бу иш үч қетим йүз берип, андин дәстихандәк болған шу нәрсә дәрһал асманға елип чиқип кетилди.
17Петрус көргән ғайипанә аламәтниң мәниси тоғрисида қаймуқуп турғанда, мана Корнилий әвәткән кишиләр Симонниң өйини тепип, дәрваза алдида туратти.
18Улар бирисини чақирип, униңдин Петрус дәпму атилидиған Симон дегән бириси бу йәрдә турамду? — дәп сориди.

19Петрус техичә шу ғайипанә аламәтниң мәниси үстидә ойлиниватқанда, Роһ униңға: — Мана, сени үч адәм издәп кәлди.
20Орнуңдин тур, пәскә чүш, һеч иккиләнмәй улар билән биллә барғин. Чүнки уларни әвәткүчи Мән! — деди.
21Петрус пәскә чүшүп, һелиқи адәмләргә: — Силәр издигән киши мана мән болимән. Бу йәргә келиш сәвәвиңлар немекин? — деди.
22Улар җавапән: — Һәққаний бир адәм, Худадин қорқидиған, шундақла пүткүл Йәһудий хәлқи тәриплигән Корнилий исимлиқ римлиқ йүз беши муқәддәс бир пәриштә тәрипидин сизни өйигә чақиртип, сиздин сөз-калам аңлашқа әмир қилинған! — деди.
23Шуңа Петрус уларни өйгә тәклип қилип, қондуруп меһман қилди. Әтиси орнидин туруп у улар билән биллә йолға чиқти. Йоппадики қериндашлардин бәзилири уларға һәмраһ болуп маңди.
24Иккинчи күни, улар Қәйсәрийәгә йетип барди. Әнди Корнилий туққанлири вә йеқин яр-бурадәрлирини өйигә чақирип, Петрусларни тәққәзарлиқ билән күтүп туратти.
25Петрус өйгә киргәндә, Корнилий алдиға чиқип, айиғиға өзини етип сәҗдә қилди.
26Лекин Петрус дәрһал уни йөләп турғузуп: — Орнуңдин турғин! Мәнму бир инсан, халас! — деди.
27У Корнилий билән гәп қилғач өйгә киривиди, өйниң ичигә жиғилған топ-топ адәмләрни көрди.
28У уларға: — Силәргә мәлумки, биз Йәһудийларниң ят әлликләрдин бириси билән барди-кәлди қилиши яки өйлиригә кириши Тәврат қанун-әқидилиримизгә хилап. Лекин Худа маңа һеч қандақ адәмни напак яки һарам демәслигим керәклигини аян қилди.
29Шуниң үчүн силәр адәм әвәтип мени чақирғанда, һеч рәт қилмай алдиңларға кәлдим. Әнди сорай, мени немә дәп чақирдиңлар? — деди.
30Корнилий мундақ деди: — Төрт күнниң алдида бүгүнки мошу вақитқичә роза тутқан едим; саат үчләрдә мән өйдә дуа қиливататтим. Туюқсиз кийимлиридин нур чақнап туридиған бир адәм алдимда пәйда болуп өрә турди:
31«Корнилий! Дуайиң иҗабәт қилинди вә хәйр-сахавәтлик ишлириң Худа алдиға әсләтмә қурбанлиқтәк йәтти.
32Шуңа Йоппаға адәм әвәтип, Петрус дәпму атилидиған Симон исимлиқ адәмни чақиртип кәл. У деңиз бойида олтирақлуқ Симон исимлиқ бир көнчиниң өйидә меһман болуп туруватиду» деди.
33Шуниң үчүн, дәрһал өзлирини чақирип келишкә адәм әвәткән едим. Өзлири күлбәмгә келип яхши қилдила! Әнди биз һәммәйлән Худа өзлиригә әмир қилған барлиқ сөзләрни аңлаш үчүн Худаниң алдида һазир туруватимиз.
34Петрус ағзини ечип мундақ деди: — Бәрһәқ, мән Худани һеч қандақ адәмгә йүз-хатирә қилмайду, дәп чүшинип йәттим; бәлки һәр әлдин болғанлар ичидә Униңдин қорқидиған вә һәққанийәт жүргүзидиған киши болсила, Униң алдида мәқбулдур.
36Худа Исраил хәлқигә йәткүзгән сөз-калам, йәни Әйса Мәсиһ арқилиқ (у пүткүл мәвҗудаларға Рәбдур) енақ-җатирҗәмлик җакаланған хуш хәвәр силәргә мәлумғу;
37Силәрниңму Йәһя пәйғәмбәр чөмүлдүрүш чақириқини йәткүзгәндин тартип, Галилийәдин башлап пүткүл Йәһудийә зиминлирида Насарәтлик Әйса тоғрилиқ гувалиқтин — йәни Худаниң қандақ қилип уни Муқәддәс Роһ вә күч-қудрәт билән мәсиһлигәнлиги, шуниң билән у һәммә йәрни кезип, яхши әмәлләрни қилип, Иблисниң илкидә болғанларниң һәммисини сақайтқанлиғидин хәвириңлар бардур. Чүнки Худа униң билән биллә еди.

39Бизму униң һәм Йәһудийларниң зиминида һәм Йерусалимда қилған пүтүн әмәллириниң гувачилири. Улар уни яғачқа есиши биләнму өлтүрди.
40Бирақ үчинчи күни, Худа уни қайта тирилдүрүп намайән қилди. Бирақ һәммә кишиләргә әмәс, пәқәт Худа Өзи алди билән таллиған гувачилар, йәни у өлүмдин тирилгәндин кейин униң билән һәмдәстихан болған бизләрниң аримизда намайән қилди.   
42У бизгә хәлиққә хуш хәвәр йәткүзүшни вә өзиниң Худа тәрипидин тирикләр вә өлгәнләрниң сорақчиси қилинип тайинланғүчи екәнлигини җакалашни әмир қилди.
43Барлиқ пәйғәмбәрләр униңға гувалиқ беридуки, һәр ким униңға етиқат қилған болса униң нами арқилиқ гуналири кәчүрүм қилиниду.
44Петрус техи бу сөзләрни қиливатқанда, Муқәддәс Роһ сөз-каламни аңлаватқан һәммә кишигә чүшти.
45Петрус билән биллә кәлгән хәтнилик болған ишәнгүчиләрниң һәр бири Муқәддәс Роһниң ят әлләрдикиләргиму ата қилинип төкүлгәнлигини көрүп бәк һәйран болушти.
46Чүнки уларниң карамәт намәлум тилларда сөзлишип Худани улуқлиғанлиғини аңлиди. Шуңа Петрус:
47— Мошу кишиләр бизгә охшаш Муқәддәс Роһни қобул қилғучи болған болса, ким уларниң суға чөмүлдүрүшни қобул қилишини тосиялисун?! — деди.
48Шуниң билән у уларниң Рәбниң намида чөмүлдүрүлүшини буйруди. Андин улар Петрусниң улар билән бир нәччә күн турушини өтүнди.