1Фестус Йәһудийә өлкисигә кирип, үч күндин кейин Қәйсәрийәдин чиқип Йерусалимға барған еди.
2Баш каһинлар билән Йәһудийларниң мөтивәрлири униң алдида Павлусниң үстидин рәсмий шикайәт қилип, униңдин илтипат сорап, адәм әвитип Павлусни
3Йерусалимға елип келишни өтүнди. Мәхсити, улар йол үстидә бөктүрмә тәйярлап Павлусни өлтүрүш еди.
4Фестус буни аңлап уларға: — Павлус һазир Қәйсәрийәдә солақта туривәрсун. Мән йеқинда у йәргә қайтип кәтмәкчимән.
5Араңлардин һоқуқдар болғанлар мән билән биллә чүшсун. Әгәр униң бирәр әйиви болса, улар шу йәрдә шикайәт қилса болиду, — дәп җавап бәрди.
6Фестус уларниң ичидә сәккиз-он күндин артуқ турмай, Қәйсәрийәгә қайтип чүшти. Әтиси сорақ тәхтигә олтирип, Павлусни елип келишни буйруди.
7Павлус кәлгәндә, Йерусалимдин чүшкән Йәһудийлар униң әтрапиға олишип, униңға нурғун еғир җинайәтләр билән қарилап шикайәтләрни қилди. Бирақ буларниң һеч қайсисиға испат көрситип берәлмиди.
8Павлус өзини ақлап: — Мән һеч қайси ишта Йәһудийларниң қануниға, ибадәтханисиға яки император Қәйсәргә қарши бирәр җинайәтму садир қилмидим, — деди.
9Лекин, Фестус Йәһудийларниң көңлини елишқа, уларға илтипат көрсәтмәкчи болуп Павлустин: — Йерусалимға берип, у йәрдә мениң алдимда бу шикайәтләргә асасән сотлинишқа рази боламсән? — дәп сориди.
10Лекин Павлус җавап берип мундақ деди: — Мән һазир Қәйсәрниң сорақ тәхти алдида туримән. Мени сорақ қилишқа тегишлик йәр мана мушу. Өзлиригә ениқ мәлум болғандәк, мән Йәһудийларға һеч қандақ наһәқлиқ қилмидим.
11Әгәр җинайитим болса, шундақла өлүмгә лайиқ бирәр иш қилған болсам, мән өзүмни өлүмдин қачурмаймән. Бирақ уларниң мениң үстүмдин қилған шикайәтлириниң асаси болмиса, һеч кимниң мени уларға тапшуруп беришкә һәққи йоқ. Мән Қәйсәргә мураҗиәт қилимән!
12Андин Фестус мәслиһәтчилири билән сөзләшкәндин кейин, Павлусқа: — Сән Қәйсәргә мураҗиәт қилдиң — униң алдиға әнди барисән! — деди.
13Бир нәччә күндин кейин, Агриппа хан билән сиңлиси Бәрники Фестусқа тәбрик-саламға Қәйсәрийәгә кәлди.
14У йәрдә узун күнләр турғандин кейин, Фестус Павлусниң ишини ханға мәлум қилип: — Бу йәрдә Феликс қалдуруп кәткән бир мәһбус бар.
15Мән Йерусалимға барғинимда, Йәһудий баш каһинлири билән ақсақаллири униң үстидин шикайәт қилип, мәндин уни җазаға мәһкүм қилишимни тәләп қилишти.
16Мән уларға, әрз қилинғучи әрз қилғучилар билән йүзләштүрүлүп, униңға өзини ақлаш пурсити берилмигичә, уни җазаға тапшуруш римлиқларниң адити әмәстур, дәп ейттим.
17Шуңа улар мән билән биллә бу йәргә кәлгәндин кейин, мән вақитни кәйнигә созмай, әтисила сорақ тәхтигә олтирип у кишини әкилишни буйрудум.
18Әрз қилғучилар орунлиридин турғанда, уларниң униң үстидин шикайәт қилғанлири мениң ойлиғинимдәк рәзил ишлар әмәс еди,
19Бәлки уларниң өз ибадәт түзүми тоғрилиқ вә Әйса исимлиқ бир киши һәққидә мәлум талаш-тартиш мәсилилири бар екән. У киши өлгән болуп, Павлус болса у тирилди дәйдикән.
20Бу мәсилиләрни зади қандақ ениқлашни биләлмәй, мән Павлустин Йерусалимға берип, у йәрдә бу ишлар тоғрилиқ сораққа тартилишқа рази болуш-болмаслиғини сориған едим.
21Павлус солақта туруп император җанаблириниң сорақ қарарини чиқиришини мураҗиәт қилғандин кейин, мән уни Қәйсәрниң алдиға әвәткичә, солақта тутуп турушни буйрудум.
22Агриппа Фестусқа: — Мениңму бу кишиниң сөзлирини аңлап баққум бар, — деди. — Әтә аңлайсиз, — деди у.
23Шуниң билән әтиси, Агриппа билән Бәрники һәйвәт билән аммивий жиғин залиға кирип кәлди, миң бешилар вә шәһәр каттивашлириму улар билән биллә кирип келишти. Фестус әмир қиливиди, Павлус елип кирилди.
24Фестус мундақ деди: — Агриппа падишаһ алийлири вә мошу сорунға жиғилған җанаблар! Бу кишини көрүватисиләр. Һәм Йерусалимда һәм бу йәрдә пүтүн Йәһудий аһалиси униң тоғрилиқ әрз қилип маңа мураҗиәт қилип, у тирик қалдурушқа болмайду! — дәп чурқирашқан еди.
25Лекин мән униңдин өлүм җазаси беришкә тегишлик бирәр җинайәт тапалмидим. Һазир бу киши император җанаблириға мураҗиәт қилди. Шуниң билән уни Римға әвәтишни қарар қилдим.
26Бирақ униң һәққидә ғоҗамға мәлум қилип язғидәк иш йоқ. Шуниң билән әһвални рәсмий тәкшүрүп бирәр язғидәк мәлуматқа егә болуш мәхситидә уни һәр бирлириниң алдиға, болупму сили, Агриппа падишаһ алийлириниң алдиға елип кәлдим.
27Чүнки мәһбусни сотқа әвәткәндә, униң үстидин қилинған шикайәтләрни ениқ көрсәтмәслик маңа нисбәтән орунлуқ әмәстәк билиниду.