Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири

Росулларниң паалийәтлири 18

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Бу ишлардин кейин, Павлус Афина шәһиридин айрилип Коринт шәһиригә барди.
2У у йәрдә Понтус өлкисидә туғулған Аквила исимлиқ бир Йәһудий билән униң аяли Прискиллани учратти. Улар Рим императори Клавдиюсниң барлиқ Йәһудийлар Рим шәһиридин чиқип кетиши керәк, дегән ярлиғи сәвәплик йеқинда Италийәдин кәлгән еди. Павлус улар билән тонушуп,
3улар билән кәсипдаш болғачқа, биллә туруп ишлиди (чүнки улар чедирчилиқ билән шуғуллинатти).  
4Һәр бир шабат күнидә у Йәһудийларниң синагогиға кирип, Йәһудийлар вә греклар билән муназирилишип уларни Худаниң сөз-каламиға қайил қилишқа тиришатти.
5Бирақ Силас билән Тимотий Македонийәдин кәлгәндин кейин, Павлус сөз-каламни йәткүзүшкә алдириди, җан көйдүрүп Йәһудийларға: — Әйса — Мәсиһниң Өзидур, дәп гувалиқ бәрди.  
6Лекин, улар униңға қарши чиқип уни һақарәтлиди. Буниң билән Павлус пешини қеқип, уларға: — Өз қениңлар өз бешиңларға чүшсун! Мән буниңға җавапкар әмәсмән! Бүгүндин башлап, мән силәрдин бурулуп ят әлликләргә баримән, — деди.  
7Буниң билән Павлус улардин айрилип, Титиюс Юстус исимлиқ, Худадин қорқидиған бир кишиниң өйигә берип турди. Униң өйи синагогниң йенида еди.
8Әнди синагогниң чоңи Криспус пүтүн аилисидикиләр билән Рәбгә етиқат қилди. Нурғун Коринтлиқларму бу хәвәрни аңлап, етиқат қилип чөмүлдүрүшни қобул қилди.  
9Рәб кечидә Павлусқа бир ғайипанә көрүнүш арқилиқ вәһий йәткүзүп униңға: — Қорқма, сүкүт қилмай сөзлә,
10чүнки Мән сән билән биллә. Һеч ким саңа қол селип зәрәр йәткүзмәйду, чүнки Мениң бу шәһәрдә нурғун кишилирим бар, — деди.
11Шуниң билән Павлус у йәрдә бир жил алтә ай туруп, у йәрдики кишиләр арисида Худаниң сөз-каламини үгәтти.
12Амма Галлийо Ахая өлкисиниң валийси болған вақтида, Йәһудийлар бирлишип Павлусни тутуп Галлийониң «сорақ тәхти»ниң алдиға апирип, униң үстидин: Бу адәм кишиләрни қанунға хилап һалда Худаға ибадәт қилишқа қайил қиливатиду! — дәп шикайәт қилди.
14Павлус ағзини ачай дәп турушиға, валий Галлийо Йәһудийларға: — Дәрвәқә, и Йәһудийлар, бу шикайитиңлар бирәр наһәқлиқ яки еғир җинайәт тоғрисида болған болса, сәвирчанлиқ билән силәргә қулақ салсам орунлуқ болатти.
15Бирақ бу иш пәқәт бәзи нам-исимлар, сөзләр вә өзүңларниң Тәврат қануниңлар үстидә талаш-тартишларға четишлиқ екән, уни өзүңлар бир тәрәп қилиңлар! Мән бундақ ишларға сорақчи болмаймән! — деди.
16Шуниң билән у уларни сорақ тәхти алдидин һайдап чиқарди.
17Халайиқ синагогниң чоңи Состенисни тутувелип, сорақ тәхтиниң алдида қаттиқ урғили турди. Бирақ валий Галлийо бу ишларниң һеч қайсисиға қилчә писәнт қилмиди.
18Павлус Коринт шәһиридә йәнә көп күнләрни өткүзгәндин кейин, қериндашлар билән хошлишип, Прискилла вә Аквилаларниң һәмраһлиғида кемигә олтирип, Сурийәгә қарап кәтти. Йолға чиқиштин илгири у Кәнқрия шәһиридә Худаға ичкән бир қәсимидин чачлирини чүшүрүвәткән еди.   
19Улар Әфәсус шәһиригә барғандин кейин, у Прискилла вә Аквилани қалдуруп қоюп өзи шу йәрдики синагогқа кирип, Йәһудийлар билән муназириләшти.

20Улар уни узунрақ турушқа тәләп қиливиди, у қошулмай,
21«Мән қандақла болмисун келәр һейтни Йерусалимда өткүзимән; андин Худа буйруса, силәрниң йениңларға йәнә келимән», — дәп улар билән хошлишип, Әфәсустин кемә билән йолға чиқти.  
22У Қәйсәрийә шәһиридә кемидин чүшүп, Йерусалимға чиқип җамаәт билән һал сорашқандин кейин, Антакя шәһиригә чүшүп кәтти.
23Антакяда бир мәзгил турғандин кейин, у йәнә йолға чиқип Галатия вә Фригийә жутлирини бир-бирләп арилап, барғанла йеридә барлиқ мухлисларниң етиқатини қувәтлиди.
24Бу арида, Искәндәрийә шәһиридә туғулған Аполлос исимлиқ бир Йәһудий Әфәсус шәһиригә кәлди. У натиқ адәм болуп, муқәддәс язмилардин хеләла чоңқур савати бар адәм еди.   
25У Рәбниң йоли тоғрилиқ тәлим алған болуп, отлуқ роһ билән Әйса һәққидә әйнән сөзләп тәлим берәтти. Бирақ униң хәвири пәқәт Йәһя пәйғәмбәрниң жүргүзгән чөмүлдүрүши билән чәклинәтти.
26У синагогда жүрәклик сөзләшкә башлиди. Уни аңлиған Прискилла билән Аквила уни өйигә елип берип, униңға Худаниң йолини техиму тәпсилий чүшәндүрди.
27Кейин, Аполлос Ахая өлкисигә бармақчи болғанда, Әфәсуслуқ қериндашлар Ахаядики мухлисларға хәт йезип, улардин Аполлосни қарши елишни бәкму тәләп қилди. У шу йәргә берип, Худаниң меһри-шәпқити арқилиқ етиқат қилғанларға қошулуп, уларға зор ярдәмдә болди.   
28Чүнки у хәлиқ-аләм алдида Йәһудийлар билән муназирилишип, уларға күчлүк рәддийә берип, муқәддәс язмиларни шәрһлиши билән Мәсиһниң Әйса екәнлигини испатлап бәрди.