1Шуниң билән, Агриппа Павлусқа: — Өзүңниң гепиңни қилишиңға рухсәт, — деди. Павлус қолини созуп өзини ақлашқа башлиди:
2— И Агриппа хан, бүгүн алдилирида Йәһудийлар мениң үстүмдин шикайәт қилған пүтүн ишлар тоғрилиқ җавап бериш пурситигә несип болғанлиғим үчүн, болупму өзлириниң Йәһудийларниң адәтлири вә уларниң арисидики талаш-тартишлиридин хәвәрлири болғанлиғи үчүн өзүмни бәхитлик һесаплаймән! Шуниң үчүн дегәнлиримни сәвирчанлиқ билән аңлап беқишлирини өтүнимән.
4Мениң дәсләпки вақитлиримда, йәни кичигимдин тартип өз елимдә, Йерусалимда жүрүш-турушумниң қандақ екәнлиги Йәһудийларниң һәммисигә аян.
5Улар шу дәсләпки вақтимдин бери мени тонуғачқа (әгәр халисаиди, шуниңға гувалиқ берәтти), мениң ибадәт түзүмидики әң тәләпчан мәзһәпниң шәртлири бойичә яшап, йәни Пәрисий болуп өмрүмни өткүзгинимни билиду.
6Әнди мән Худа ата-бовилиримизға қилған вәдигә бағлиған үмүтүм түпәйлидин һазир сорақ қилиниватимән.
7Шу вәдиниң несивисигә йетишни бизниң пүткүл он икки қәбилимиз кечә-күндүз тохтавсиз Худаға ибадәт қилип үмүт қилмақта. И алийлири, Йәһудийларниң мениң үстүмдин қилған шикайәтлири дәл шу үмүткә бағлиқтур!
8Халайиқ, Худа өлгәнләрни тирилдүрсә, немә үчүн ишинишкә болмайду, дәп қарайсиләр?
9Дәрвәқә, өзүмму әслидә Насарәтлик Әйсаниң намиға қарши нурғун ишларни қилишим керәк дәп қайил едим
10вә Йерусалимда әнә шундақ ишларни қилған едим. Баш каһинлардин һоқуқ елип, өзүм Худаниң нурғун муқәддәс бәндилирини зинданға тутуп бәргән, улар өлүмгә һөкүм қилинғандиму, һөкүмгә аваз қошқан едим.
11Мән һәммә синагогларда көп қетим уларни издәп тепип җазалап, күпүрлүк гәп қилишқа зорлиған едим. Мән уларға тәлвиләрчә өч болуп, һәтта яқа жуттики шәһәрләргә берип, уларға зиянкәшлик қилған едим.
12Бу ишларда болуп баш каһинлар бәргән толуқ вәкиллик һоқуқи билән Дәмәшиқ шәһиригә қарап сәпәр қиливататтим.
13Чүш вақтида йолда кетиветип, асмандин чүшкән, қуяш нуридинму күчлүк бир нурниң әтрапимни вә биллә кетиватқанларни йорутувәткәнлигини көрдүм.
14Һәммимиз йәргә жиқилған болуп мән ибраний тилида ейтилған: «Әй Саул, Саул! Маңа немишкә зиянкәшлик қилисән? Сени зихлашларға қарши тәпмикиң сән үчүн тәс келиду!» дегән бир авазни аңлидим.
15Мән: — «И Рәб, сән кимсән?» дәп сорисам, Рәб маңа: «Мән сән зиянкәшлик қиливатқан Әйсадурмән!
16Әнди орнуңдин тур; чүнки Мән сени сән көргән ишларға һәмдә Өзүм саңа аян қилинғинимда көридиған ишларға ғәзничи ғоҗидар вә гувалиқ бәргүчи болушқа тикләш үчүн, саңа аян болдум.
17Мән сени өз хәлқиңниң һәм әлләрниң қолидин қутқузимән — чүнки мән сени ят әлликләрниң көзлирини ечип, уларниң қараңғулуқтин йоруқлуққа, Шәйтанниң илкидин Худаға бағлинишқа бурулуши үчүн уларниң арисиға әвәтимән. Шуниң билән улар гуналириниң кәчүрүмигә, шундақла Маңа етиқат қилиш арқилиқ пак-муқәддәс қилинғанларниң арисида мирасқа муйәссәр болиду» — деди.
19Шуңа, и Агриппа алийлири, мән әрштин кәлгән бу ғайипанә көрүнүшкә итаәтсизлик қилмидим.
20Бәлки алди билән Дәмәшиқ хәлқигә, андин Йерусалим шәһиридикиләргә, пүтүн Йәһудийә өлкисидикиләргә һәмдә ят әлликләргиму, «Товва қилип, Худаға бағлиниңлар, шундақла товва қилишқа уйғун әмәлләрни көрситиңлар» дәп җакалап хәвәр йәткүзүп кәлдим.
21Бу ишлар түпәйлидин Йәһудийлар мени ибадәтхана һойлисида тутуп, муштлап өлтүрүвәтмәкчи болушти.
22Лекин бүгүнгичә Худаниң ярдәм-мәдитигә муйәссәр болуп мән чиң туруватимән, төвәндикиләр болсун жуқуридикиләр болсун һәммәйләнгә гувалиқ берип кәлдим. Гувалиғим дәл пәйғәмбәрләр һәм Муса өзи бешарәт қилип ейтқанлиридин башқа нәрсә әмәс —
23демәк, Мәсиһ җәзмән азап-оқубәт чекип, тунҗа болуп өлүмдин тирилгүчи болуп Йәһудий хәлқигә һәм пүткүл әлләргиму йоруқлуқ җакалайду.
24Павлус бу ишларни ейтип өзини шундақ ақлаш җававини бәргәндә, Фестус жуқури аваз билән униңға: — Павлус, сараң болупсән! Билимиңниң көплиги әқлиңни аздурупту! — деди.
25Лекин Павлус: — Сараң әмәсмән, и Фестус җанаблири, мән бәлки һәқиқәткә уйғун һәм салмиқи бар сөзләрни җар қилимән.
26Чүнки Агриппа алийлириниң бу ишлардин хәвири бар. Мән униңға жүрәклик билән очуқ сөзләватимән, чүнки бу ишларниң һеч қайсисиниң униңдин йошурун әмәслигигә ишинимән. Чүнки бу иш булуң-пучқақларда қилинған әмәс!
27— Әй Агриппа алийлири, өзлири пәйғәмбәрләрниң ейтқанлириға ишинәмдила? Мән ишинидиғанлиқлирини билимән! — деди.
28Агриппа Павлусқа: — Сән мени мушунчилик қисқиғина вақитта христиан болушқа қайил қилмақчимусән? — деди.
29Павлус: — Мәйли қисқа вақит ичидә яки узун вақитта болсун, пәқәт өзлириниң әмәс, бәлки бүгүн сөзүмни аңлиғучиларниң һәммиси маңа охшаш болғай (пәқәт мәндики зәнҗирләр силәрдә болмисун!) дәп Худадин тиләймән, — деди.
30Шуниң билән Агриппа хан, шундақла валий, Бәрники вә улар билән биллә олтарғанлар орунлиридин туруп,
31залдин чиқип, бир-биригә: — Бу кишиниң өлүмгә яки түрмигә солашқа тегишлик һеч бир җинайити йоқ екән! — дейишти.
32Агриппа Фестусқа: — Бу адәм Қәйсәргә мураҗиәт қилмиған болса, қоюп берилсә болидикәнтуқ! — деди.