1Даналиқ өзигә бир өй селип, Униң йәттә түврүгини орнатти.
2У маллирини союп, Есил шараплирини арилаштуруп тәйярлап, Зияпәт дәстихинини яйди;
3Дедәклирини меһман чақиришқа әвәтти, Өзи шәһәрниң әң егиз җайлирида туруп:
4«И саддилар, бу йәргә келиңлар, — дәп чақириватиду; наданларға:
5Қени, нанлиримдин еғиз тегип, Мән арилаштуруп тәйярлиған шараплардин ичиңлар;
6Наданлар қатаридин чиқип, һаятқа еришиңлар, Йоруқлуқ йолида меңиңлар», — дәватиду.
7Һакавурларға тәнбиһ бәргүчи аһанәткә учрайду, Қәбиһләрни әйиплигүчи өзигә дағ кәлтүриду.
8Һакавурларни әйиплимә, чүнки у саңа өч болуп қалиду; Һалбуки, дана кишини әйиплисәң, у сени сөйиду.
9Дана адәмгә дәвәт қилсаң, әқли техиму толуқ болиду; Һәққаний адәмгә дурус йол көрсәтсәң, Билими техиму ашиду.
10Пәрвәрдигардин әйминиш даналиқниң башлинишидур, Муқәддәс болғучини тонуш йоруқлуқтур.
11Мән даналиқ сәндә болсам, күнлириңни узартимән, Өмрүңниң жиллири көпийәр.
12Сәндә даналиқ болса, пайдини көридиған өзүңсән, Даналиқни мазақ қилсаң зиян тартидиғанму өзүңсән.
13Надан хотун ағзи бисәрәмҗан, әқилсиздур, Һеч немә билмәстур.
14У ишик алдида олтирип, Шәһәрниң әң егиз җайлирида орун елип,
15Удул өтүп кетиватқанларға:
16«Кимки садда болса, бу йәргә кәлсун!» — дәватиду, Вә әқилсизләрни:
17«Оғрилиқчә ичкән су татлиқ болиду, Оғрилап йегән нан тәмлик болиду!» — дәп чарқиватиду.
18Лекин чақирилғучи өлүкләрниң униң өйидә ятқанлиғидин бехәвәрдур, Униң бурунқи меһманлириниң аллиқачан тәһтисараниң тәглиригә чүшүп кәткәнлигини у сәзмәс.