1Қурбанлиқ гөшлиригә толған җедәллик өйдин, Бир чишләм қуруқ нан йәп, көңүл течлиқта болған әвзәл.
2Хизмәткар чевәр болса, ғоҗисиниң номуста қойғучи оғлини башқурар; Кәлгүсидә у ғоҗиниң оғли қатарида туруп униң мирасни тәқсим қилар.
3Сапал қазан күмүчни тавлар, чанақ алтунни тавлар, Бирақ адәмниң қәлбини Пәрвәрдигар синар.
4Қәбиһ киши яман сөзләргә ишинәр; Ялғанчи питничиләрниң сөзигә қулақ салар.
5Мискинләрни мәсқирә қилғучи, өзини Яратқучини һақарәтлигүчидур; Башқиларниң бәхитсизлигидин хошал болған киши җазасиз қалмас.
6Қериларниң нәврилири уларниң таҗидур; Пәрсәндләрниң пәхри уларниң атилиридур.
7Ахмақ яришиқ гәп қилса униңға ярашмас; Мөтивәр ялған сөзлисә униңға техиму ярашмас.
8Пара — уни бәргүчиниң нәзиридә есил бир гөһәрдур; Гоя уни нәгила ишләтсә мувәппәқийәткә еришидиғандәк.
9Башқиларниң хаталиқини йопутуп кәчүргән киши меһир-муһәббәтни көзләр; Кона хаманни сориған киши йеқин достларни дүшмән қилар.
10Ақиланигә сиңгән бир еғиз тәнбиһ, Ахмаққа урулған йүз дәрридин үнүмлүктур.
11Яманлар пәқәт асийлиқни көзләр; Уни җазалашқа рәһимсиз бир әлчи әвәтиләр.
12Әхмиқанә иш қиливатқан надан кишигә учрап қалғандин көрә, Балилиридин айрилған ейиққа йолуғуп қалған яхши.
13Кимки яхшилиққа яманлиқ қилса, Ишигидин балайиқаза нери кәтмәс.
14Җедәлниң башлиниши тосмини су елип кәткәнгә охшайду; Шуңа җедәл партлаштин авал талаш-тартиштин қол үзгин.
15Яманни ақлиған, Һәққанийға қара чаплиған, Охшашла Пәрвәрдигарға жиркиничликтур.
16Ахмақниң көңли даналиқни әтиварлимиса, Қандақму униң қолида даналиқни сетивалғидәк пули болсун?
17Һәқиқий дост һәрдайим саңа муһәббәт көрситәр, Һәқиқий қериндаш яман күнүң үчүн ярдәмгә дунияға кәлгәндур.
18Әқилсиз киши қол берип, Йеқини үчүн кепил болиду.
19Җедәлгә амрақ гунаға амрақтур; Босуғини егиз қилған һалакәтни издәр.
20Нийити бузулған яхшилиқ көрмәс; Тилида һәқ-наһәқни астин-үстүн қилғучи балаға йолуқар.
21Бала ахмақ болса, ата ғәм-қайғуға патар; Һамақәтниң атиси хошаллиқ көрмәс.
22Шат көңүл шипалиқ доридәк тәнгә давадур; Сунуқ роһ-дил адәмниң илигини қурутар.
23Чирик адәм йәң ичидә парини қобул қилар; У адаләтниң йолини бурмилар.
24Даналиқ йорутулған кишиниң көз алдида турар; Бирақ әқилсизниң көзи хиялкәшлик қилип қутупта жүрәр.
25Галваң бала атини азапға салар; Уни туққучиниңму дәрди болар.
26Һәққанийларға җәриманә қоюшқа қәтъий болмас; Әмирләрни адаләтни қоллиғини үчүн думбалашқа болмас.
27Билими бар киши кам сөзлүк болар; Йорутулған адәм қалтис еғир-бесиқ болар.
28Һәтта ахмақму аз сөзлисә дана һесаплинар; Тилини тизгинлигән киши данишмән санилар.