Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Пәнд-несиһәтләр

Пәнд-несиһәтләр 30

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Төвәндикиләр Якәһниң оғли Агурға вәһий билән кәлгән сөзләрдур: Бу адәм Итийәлгә, йәни Итийәл билән Укалға мундақ сөзләрни дегән: —
2Мән дәрвәқә инсанлар арисидики әң надини, һайванға охшаштурмән; Мәндә инсан әқли йоқ.
3Даналиқни һеч үгәнмидим; Әң Пак-Муқәддәс Болғучи һәққидиму саватим йоқтур.
4Ким әршкә көтирилгән, яки әрштин чүшкән? Ким шамални қоллирида тутқан? Ким суларни Өз тониға йөгәп қойған? Ким йәр-зиминниң чегаралирини бәлгүлигән? Униң исми немә? Униң Оғлиниң исми немә? Биләмсән-йоқ?
5Тәңриниң һәр бир сөзи синилип испатлинип кәлгәндур; У Өзигә таянғанларниң һәммисини қоғдайдиған қалқандур.
6Униң сөзлиригә һеч нәрсә қошма; Ундақ қилсаң, У сени әйипләйду, Сениң ялғанчилиғиң ашкарилиниду.
7И Худайим, Сәндин икки нәрсини тиләймән; Мән өлгичә буларни мәндин айимиғайсән: —
8Сахтилиқ вә ялғанчилиқни мәндин жирақ қилғайсән; Мени гадайму қилмай, байму қилмай, бәлки еһтияҗимға лайиқла рисқ бәргәйсән.
9Чүнки зиядә тоюп кәтсәм, Сәндин йенип: «Пәрвәрдигар дегән ким?» — дәп қелишим мүмкин. Яки гадай болуп қалсам, оғрилиқ қилип, Сән Худайимниң намиға дағ кәлтүрүшим мүмкин.
10Ғоҗайининиң алдида униң қули үстидин шикайәт қилма, Болмиса у сени қарғап ләнәт қилиду, әйипкар болисән.
11Өз атисини қарғайдиған, Өз анисиға бәхит тилимәйдиған бир дәвир бар,
12Өзини пак чағлайдиған, әмәлийәттә мәйнәтчилигидин һеч жуюлмиған бир дәвир бар,
13Бир дәвир бар — аһ, кибирлигидин нәзири немидегән үстүн, Һакавурлуғидин һали немидегән чоң!  
14Униң аҗизлар вә йоқсулларни ялмап жутуветидиған чишлири қиличтәк, Езиқ чишлири пичақтәк болған бир дәвир бар!
15Зүлүкниң икки қизи бар, улар һәрдайим: «Бәргин, бәргин» дәп товлишар. Һәргиз тоюнмайдиған үч нәрсә бар, һәргиз қанаәтләнмәйдиған төрт нәрсә бар, улар болсиму: —
16Гөр, туғмас хотунниң қарни, Суға тоюнмиған қурғақ Йәр. Вә һәргиз «болди, тойдум» демәйдиған оттин ибарәт.
17Атисини мәсқирә қилидиған, Анисини кәмситидиған көзни болса, Қарға-қузғунлар чоқулар, Бүркүтниң балилириму уни йәр.
18Мән үчүн интайин тилсимат үч нәрсә бар; Шундақ, мән чүшинәлмәйдиған төрт иш бар: —

19Бүркүтниң асмандики учуш йоли, Иланниң ташта беғирлап маңидиған йоли, Кеминиң деңиздики йоли вә жигитниң қизға ашиқ болуштики йолидур.
20Зинахор хотунниң йолиму шундақтур; У бир немини йәп болуп ағзини сүртивәткән кишидәк: «Мән һеч қандақ яманлиқни қилмидим!» — дәйду.
21Йәр-зимин үч нәрсә астида беарам болар; У көтирәлмәйдиған төрт иш бар: —
22Падишаһ болған қул, Тамаққа тойған һамақәт,
23Нәпрәткә патқан, әргә тәккән хотун, Өз ханиминиң орнини басқан дедәк.
24Йәр йүзидә тени кичик, лекин интайин әқиллиқ төрт хил җанивар бар: —
25Чөмүлиләр күчлүк хәлиқ болмисиму, бирақ язда озуқ тәйярливелишни билиду;
26Суғурлар өзи аҗиз бир қовм болсиму, хада ташларниң арисиға уга салиду;
27Чекәткиләрниң падишаһи болмисиму, лекин қатар тизилип рәтлик маңиду;
28Кәсләнчүкни қол билән тутувалғили болиду, Лекин хан ордилирида яшайду.
29Қәдәмлири һәйвәтлик үч җанивар бар, Кишигә зоқ берип маңидиған төрт нәрсә бар: —
30Һайванатлар ичидә әң күчлүк, һеч немидин қорқмас шир,
31Зилва бәйгә ити, Текә, Вә пухралири қоллайдиған падишаһдур.  
32Әгәр сән ахмақлик қилип өзүңни бәк жуқури орунға қоювалған болсаң, Вә яки тәлвә бир ойда болған болсаң, Қолуң билән ағзиңни юм!  
33Кала сүти қочулса сериқ май чиқар; Бириниң бурни миҗилса, қан чиқар; Адавәт қозғап интиқам ойлиса җедәл-маҗира чиқар.