1Мулайим җавап ғәзәпни басар; Қопал сөз аччиқни қозғар.
2Ақиланиләрниң тили билимни җари қилар; Ахмақниң ағзи қуруқ гәп төкәр.
3Пәрвәрдигарниң көзи һәр йәрдә жүрәр; Яхши-яманларни көрүп турар.
4Шипа йәткүзгүчи тил худди бир «һаятлиқ дәриғи»дур; Тили әгирлик кишиниң роһини сундурар.
5Ахмақ атисиниң тәрбийисигә писәнт қилмас; Лекин атисиниң тәнбиһигә қулақ салған зерәк болар.
6Һәққанийниң өйидә гөһәрләр көптур; Бирақ яманниң тапавити өзигә аваричилик тапар.
7Дананиң ләвлири билим тарқитар; Ахмақниң көңлидин һеч билим чиқмас.
8Яманларниң қурбанлиғи Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Дурусларниң дуаси Униң хурсәнлигидур.
9Яманларниң йоли Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Лекин һәққанийәтни интилип издигүчини У яхши көрәр.
10Тоғра йолдин чиққанлар азаплиқ тәрбийини көрәр; Тәнбиһгә өч болғучи өләр.
11Тәһтисара вә һалакәт Пәрвәрдигарниң көз алдида очуқ турған йәрдә, Инсан көңлидики ой-пикирни қандақму Униңдин йошуралисун?!
12Һакавур тәнбиһ бәргүчини яқтурмас; У ақиланиләрдин несиһәт елишқа бармас.
13Көңүл шат болса, хуш чирай болар; Дәрд-әләм тартса, роһи сунар.
14Йорутулған көңүл билимни издәр; Әқилсизниң ағзи наданлиқни озуқ қилар.
15Езилгәнләрниң һәммә күнлири тәстә өтәр; Бирақ шат көңүл һәркүнини һейттәк өткүзәр.
16Зор байлиқ билән беарамлиқ тапқандин, Азға шүкүр қилип, Пәрвәрдигардин әймәнгән әвзәл.
17Нәпрәт ичидә йегән бордақ гөштә қилинған катта зияпәттин, Меһир-муһәббәт ичидә йегән көктат әвзәл.
18Териккәк киши җедәл чиқирар; Еғир-бесиқ талаш-тартишларни тиничландурар.
19Һорунниң йоли тикәнлик қашадур, Дурус адәмниң йоли көтирилгән йолдәк дағдамдур.
20Дана оғул атисини шат қилар; Әқилсиз адәм анисини кәмситәр.
21Әқли йоқ киши ахмақлиғи билән хуштур; Йорутулған киши йолини тоғрилап маңар.
22Мәслиһәтсиз иш қилғанда нишанлар әмәлгә ашмас; Мәслиһәтчи көп болғанда муддиалар әмәлгә ашурулар.
23Кишигә җайида бәргән җававидин хуш болар, Дәл вақтида қилған сөз нәқәдәр яхшидур!
24Һаятлиқ йоли әқиллиқ кишини жуқуриға башлайдуки, Уни чоңқур тәһтисарадин қутқузар.
25Пәрвәрдигар тәкәббурниң өйини жулуветәр; Бирақ У тул хотунларға пасилларни турғузар.
26Яманларниң ой-пикри Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Бирақ сап дилниң сөзлири сөйүмлүктур.
27Ач көз киши өз аилисигә аваричилик кәлтүрәр; Пара елишқа нәпрәтләнгән киши күн көрәр.
28Һәққаний адәм қандақ җавап бериштә қайта-қайта ойлинар; Яман адәмниң ағзидин шумлуқ төкүләр.
29Пәрвәрдигар яман адәмдин жирақтур; Бирақ У һәққанийниң дуасини аңлар.
30Хуш көзләр көңүлни шатландурар; Хуш хәвәр устиханларға гөш-май қондурар.
31Һаятлиққа елип баридиған тәнбиһкә қулақ салған киши даналарниң қатаридин орун алар.
32Тәрбийәни рәт қилған өз җенини хар қилар; Тәнбиһгә қулақ салған йорутулар.
33Пәрвәрдигардин қорқуш адәмгә даналиқ үгитәр; Авал кәмтәрлик болса, андин шөһрәт келәр.