1Яманларға рәшк қилма, Улар билән барди-кәлди қилишни арзу қилма;
2Чүнки уларниң көңли зораванлиқнила ойлар; Уларниң ағзи азар йәткүзүшни сөзләр.
3Аилә болса даналиқ асасида бәрпа қилинар; Чүшиниш билән мустәһкәмлинәр.
4Билим билән өйниң ханилири һәр хил қиммәтлик, есил гөһәрләргә толдурулар.
5Дана адәм зор күчкә егидур; Билими бар адәм қудритини ашурар.
6Пухта несиһәтләр билән җәң қилғин; Ғәлибә болса Бирдинбир Улуқ Мәслиһәтчи билән болар.
7Даналиқ әқилсиз адәмгә нисбәтән толиму егиз, чүшиниксиздур; Чоңлар шәһәр дәрвазиси алдиға жиғилғанда у зуван ачалмас.
8Әскиликни нийәтлигән адәм «сүйқәстчи» атилар.
9Ахмақликтин болған нийәт гунадур; Һакавур киши адәмләргә жиркиничликтур.
10Бешиңға еғир күн чүшкәндә җасарәтсиз болсаң, Күчсиз һесаплинисән.
11Сәвәпсиз өлүмгә тартилғанларни қутқузғин; Боғузлиниш хәвпидә турғанлардин ярдәм қолуңни тартма;
12Әгәр сән: «Бу иштин хәвиримиз йоқтур» десәң, Һәр адәмниң көңлини таразиға Салғучи буни көрмәсму? Җениңни һаят Сақлиғучи уни билмәсму? У һәр бир инсан балсиниң өз қилғанлири бойичә уларниң өзигә яндурмасму?
13И оғлум, һәсәл тапсаң истимал қил, у яхшидур. Һәрә көнигидин алған һәсәл болса татлиқ тетийду;
14Даналиқ билән тонушсаң, уму көңлүңгә шуниңдәк болар; Уни тапқиниңда җәзмән яхши көридиған күнүң болиду, Арзу-үмүтүң бекарға кәтмәс.
15И рәзил адәм, һәққанийниң өйигә йошурун һуҗум қилишни күтмә, Униң туралғусини булиғучи болма!
16Чүнки һәққаний йәттә қетим жиқилип чүшәр, Бирақ ахири йәнә орнидин турар. Лекин рәзил киши күлпәт ичигә путлишип чүшәр.
17Рәқибиң жиқилип кәтсә хуш болуп кәтмә, Дүшминиң путлишип чүшсә шатланма;
18Пәрвәрдигар буни көргәндә, Бу қилиғиңни яхши көрмәй, Бәлким ғәзивини рәқибиңгә чүшүрмәслиги мүмкин.
19Яманлар раваҗ тапса, беарам болуп кәтмә; Рәзилләргә рәшк қилма.
20Чүнки яманларниң келәчики йоқтур, Униң чириғиму өчүрүләр.
21И оғлум, Пәрвәрдигардин қорққин, падишаһниму һөрмәт қил. Қутратқучилар билән арилашма.
22Бундақ кишиләргә келидиған балаю-апәт уштумтут болар, Пәрвәрдигар билән падишаһниң уларни қандақ йоқитидиғанлиғини биләмсән?
23Буларму ақиланиләрниң сөзлиридур: — Сот қилғанда бир тәрәпкә ян бесиш қәтъий болмас.
24Җинайәтчигә: «Әйипсиз сән» дәп һөкүм чиқарған кишигә, Хәлиқләр ләнәт ейтар; Әл-жутлар униңдин нәпрәтлинәр.
25Бирақ улар җинайәтчиниң гунайини ечип ташлиған кишидин хурсән болар, Улар униңға бәхит-саадәт тилишәр.
26Дурус җавап бәргүчи, Гояки кишиниң ләвлиригә сөйгүчидур.
27Авал сиртта ишлириңниң йолини һазирлап, Етиз-ериқлириңни тәйярла, Андин өйүңни салғин.
28Йеқиниңға қарши асассиз гувалиқ қилма; Ағзиңдин һеч ялғанчилиқ чиқарма.
29«У маңа қандақ қилған болса, мәнму униңға шундақ қилимән, Униң маңа қилғинини өзигә яндуримән», дегүчи болма.
30Мән һорунниң етизлиғидин өттим, Әқилсизниң үзүмзарлиғи йенидин маңдим,
31Мана, һәр йеридин тикәнләр өсүп чиққан, Хохилар йәр йүзини бесип кәткән, Қоруқ теми өрүлүп кәткән!
32Уларни көргәч, убдан ойландим; Көргинимдин савақ алдим: —
33Сән: «Йәнә бирдәм көзүмни жумувалай, Йәнә бирдәм ухливалай, Йәнә бирдәм пут-қолумни алмап йетивалай» — десәң,
34Намратлиқ булаңчидәк сени бесип келәр, Һаҗәтмәнлик қалқанлиқ әскәрдәк саңа һуҗум қилар.