Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Пәнд-несиһәтләр

Пәнд-несиһәтләр 19

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Пәзиләтлик йолда маңған кәмбәғәл, Һейлигәр сөзлүк ахмақтин яхшидур.
2Йәнә, ғәйрити бар киши билимсиз болса болмас; Алдираңғу йолдин чиқар.
3Кишиниң ахмақлиги өз йолини астин-үстин қиливетәр; Шундақ туруқлуқ у көңлидә Пәрвәрдигардин рәнҗип ағринар.
4Байлиқ достни көп қилар; Мискинләр бар достидинму айрилип қалар.
5Ялған гувалиқ қилған җазаланмай қалмас; Ялған ейтқучиму җазадин қутулалмас.  
6Тола адәм сехийдин илтипат көзләр; Соғат берип турғучиға һәммә киши досттур.
7Намратлашқандин қериндашлириму зерикәр; Униң достлири техиму жирақ қачар; Ялвуруп қоғлисиму, улар тепилмас.
8Пәм-парасәткә еришкүчи өзигә көйүнәр; Нурни сақлиған кишиниң бәхити болар.
9Ялған гувалиқ қилған җазаланмай қалмас; Ялған ейтқучиму һалак болар.
10Һәшәмәтлик турмуш ахмаққа ярашмас; Қулниң әмәлдарлар үстидин һөкүм сүрүши техиму қамлашмас.
11Данишмәнлик егисини асанлиқчә аччиқланмайдиған қилар; Хаталиқни йопутуп кәчүрүш униң шөһритидур.
12Падишаһниң ғәзиви ширниң һувлишиға охшаш дәһшәтлик болар; Униң шәпқити юмран от-чөпкә чүшкән шәбнәмдәк шериндур.
13Ахмақ оғул атиси үчүн балайиқазадур; Урушқақ хотунниң зарлашлири тохтимай темип чүшкән тамчә-тамчә йеғинға охшаштур.
14Өй билән мал-мүлүк ата-бовилардин мирастур; Бирақ пәм-парасәтлик хотун Пәрвәрдигарниң илтипатидиндур.
15Һорунлуқ кишини ғәпләт уйқиға ғәриқ қилар; Бекар тәләп ачарчилиқниң дәрдини тартар.
16Пәрвәрдигарниң әмригә әмәл қилған киши өз җенини сақлар; Өз йоллиридин һези болмиған киши өләр.  
17Кәмбәғәлләргә рәһимдиллиқ қилған, Пәрвәрдигарға қәриз бәргән билән баравәрдур; Униң шәпқитини Пәрвәрдигар қайтурар.
18Пәрсәндиңниң тәрбийини қобул қилишиға үмүтвар болуп, Уни җазалап тәрбийә берип турғин; Лекин уни өлгичә хар болсун дегүчи болма.  

19Қәһрлик киши җаза тартар; Уни қутқузмақчи болсаң, қайта-қайта қутқузушуң керәк.
20Несиһәтни аңлиғин, тәрбийәни қобул қилғин, Ундақ қилғанда кейинки күнлириңдә дана болисән.
21Кишиниң көңлидә нурғун нийәтләр бар; Ахирида пәқәт Пәрвәрдигарниң далаләт-һидайитидин чиққан иш ақар.
22Кишиниң йеқимлиғи униң меһир-муһәббитидиндур; Мискин болуш ялғанчилиқтин яхшидур.
23Пәрвәрдигардин әйминиш кишини һаятқа ериштүрәр; У киши хатирҗәм, тоқ яшап, балайиқаза чүшүрүлүшидин халий болар.
24Һорун қолини сунуп қачиға тиққини билән, Ғизани ағзиға селишқиму һорунлуқ қилар.
25Һакавурға қилинған таяқ җазаси саддиға қилинған ибрәттур; Йорутулған кишигә берилгән тәнбиһ, Униң билимини техиму зиядә қилар.
26Атисиниң мелини булиған, Анисини өйидин һайдап чиқарған, Рәсвалиқ, иза-аһанәт қалдурғучи оғулдур.
27И оғул, несиһәткә қулиқиңни юпурувалсаң, Әқилниң тәлимлиридин жирақлашқиниңдур.
28Пәскәш гувачи адаләтни мазақ қилғучидур; Яман адәмниң ағзи рәзилликни жутар.
29Һакавурлар үчүн җазалар тәйярдур, Ахмақларниң дүмбисигә уридиған қамча тәйярдур.