1Қулақ сал, даналиқ чақириватмамду? Йоруқлуқ сада чиқириватмамду?
2Йолларниң егиз җайлиридин, Доқмушлардин у орун алиду,
3Шәһәргә киридиған қовуқларниң йенида, Һәр қандақ дәрваза еғизлирида у мураҗиәт қилмақта: —
4«И мөтивәрләр, силәргә мураҗәт қилимән, Һәй, адәм балилири, садани силәр үчүн қилимән,
5Гөдәк болғанлар, зерәкликни үгинивелиңлар, Ахмақ болғанлар, йоруқлуққа еришиңлар!
6Маңа қулақ селиңлар, Чүнки гөзәл нәрсиләрни дәп беримән, Ағзимни ечип, дурус ишларни силәргә йәткүзимән.
7Ейтқанлирим һәқиқәттур, Ағзим рәзилликтин нәпрәтлиниду;
8Сөзлиримниң һәммиси һәқ, Уларда һеч қандақ һейлигәрлик яки әгитмилик йоқтур.
9Уларниң һәммиси чүшәнгәнләр үчүн ениқ, Билим алғанлар үчүн дурус-тоғридур.
10Күмүчкә еришкәндин көрә, несиһәтлиримни қобул қилиңлар, Сап алтунни елиштин көрә билимни елиңлар.
11Чүнки даналиқ ләәл-яқутлардин әвзәл, Һәр қандақ әтиварлиқ нәрсәңму униңға тәң кәлмәстур.
12Мән болсам даналиқмән, Зерәклик билән биллә туримән, Истиқамәттин келип чиққан билимни аян қилимән.
13Пәрвәрдигардин әйминиш — Яманлиққа нәпрәтлиниш демәктур; Тәкәббурлуқ, мәғрурлуқ, яман йол һәм шум еғизни өч көримән.
14Мәндә убдан мәслиһәтләр, пишқан һекмәт бар; Мән дегән йоруқлуқ, қудрәт мәндидур.
15Падишаһлар мән арқилиқ һөкүм сүриду, Мәнсиз һакимлар адил һөкүм чиқармас.
16Мән арқилиқла әмирләр идарә қилиду, Алийҗанаблар, йәр йүзидики барлиқ сорақчилар тоғра һөкүм қилиду.
17Кимки мени сөйсә, мәнму уни сөйимән, Мени тәлмүрүп издигәнләр мени тапалайду;
18Мәндә байлиқ, шөһрәт, Һәтта кониримас, көчмәс дөләт вә һәққанийәтму бар.
19Мәндин чиққан мевә алтундин, Һәтта сап алтундин қиммәтликтур, Мәндин алидиған дарамәт сап күмүчтинму үстүндур.
20Мән һәққанийәт йолиға маңимән; Адаләт йолиниң оттурисида жүримәнки,
21Мени сөйгәнләрни әмәлий нәрсиләргә мирас қилдуримән; Уларниң ғәзнилирини толдуримән.
22Пәрвәрдигар ишлирини башлишидила, Қедимдә ясиғанлиридин бурунла, Мән униңға тәвәдурмән. Әзәлдин тартипла — муқәддәмдә, Йәр-зимин яритилмастила, Мән тикләнгәнмән.
24Чоңқур һаңлар, деңиз-океанлар апиридә болуштин авал, Мән мәйданға чиқирилғанмән; Мол су урғуп туридиған булақлар болмастинла,
25Егиз тағлар өз орунлириға қоюлмастинла, төпиликләр шәкилләнмәстинла, Пәрвәрдигар бипаян зимин, кәң далаларни, Аләмниң әслийдики топа-чаңлириниму техи яратмастинла, Мән мәйданға чиқирилғанмән.
27У асманларни бена қиливатқинида, Деңиз йүзигә упуқ сизиғини сизиватқинида, Әрштә булутларни орунлаштуруп, Чоңқур деңиздики булақ-мәнбәләрни мустәһкәмләватқинида, Деңиз сулирини бекиткән даиридин ешип кәтмисун дәп пәрман чүшүриватқинида, Бипаян зиминниң һуллирини қуруватқинида, Мән у йәрдә едим;
30Шу чағда гоя уста бир һүнәрвәндәк Униң йенида турған едим, Мән һәрдайим Униң алдида шатлинаттим, мән Униң күндилик диларами едим;
31Мән Униң алимидин, йәр-зиминидин шатлинип, Дуниядики инсанлардин хурсәнлик тепип жүрәттим,
32Шуңа и балилар, әнди маңа қулақ селиңлар; Чүнки йоллиримни чиң тутқанлар нәқәдәр бәхит тапар!
33Алған несиһәткә әмәл қилип, Дана болғин, уни рәт қилма.
34Сөзүмгә қулақ селип, Һәркүни дәрвазилирим алдидин кәтмәй, Ишиклирим алдида мени күтидиған киши нәқәдәр бәхитликтур!
35Кимки мени тапса һаятни тапиду, Пәрвәрдигарниң шәпқитигә несип болиду.
36Лекин маңа гуна қилған һәр ким өз җениға зиян кәлтүриду, Мени яман көргәнләр өлүмни дост тутқан болиду».