Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәрәмияниң жиға-зарлири

Йәрәмияниң жиға-зарлири 5

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Бешимизға чүшкәнләрни есиңгә кәлтүргәйсән, и Пәрвәрдигар; Қара, бизниң рәсвачилиқта қалғинимизни нәзириңгә алғайсән!
2Мирасимиз ятларға, Өйлиримиз яқа жутлуқларға тапшурулди.
3Биз житим-йесирләр, атисизлар болуп қалдуқ; Анилиримизму тул қалди.
4Ичидиған суни сетивелишимиз керәк; Отунни пәқәт пулға алғили болиду.
5Бизни қоғлиғучилар тап бастуруп келиватиду; Һалсирап, һеч арам тапалмаймиз.
6Җан сақлиғидәк бир чишләм нанни дәп, Мисир һәм Асурийәгә қол берип бойсунғанмиз.
7Ата-бовилиримиз гуна садир қилип дуниядин кәтти; Биз болсақ, уларниң қәбиһлигиниң җазасини көтиришкә қалдуқ.
8Үстимиздин һөкүм сүргүчиләр қуллардур; Бизни уларниң қолидин азат қилғучи йоқтур.
9Далада қилич түпәйлидин, Ненимизни тепишқа җенимизни тәвәккул қилмақтимиз.
10Теримиз тонурдәк қизиқ, Ачлиқ түпәйлидин қизитма бизни басмақта.
11Зионда аяллар, Йәһуда шәһәрлиридә пак қизлар аяқ асти қилинди.
12Әмирләр қолидин дарға есип қоюлди; Ақсақалларниң һөрмити һеч қилинмиди.
13Яш жигитләр ярғунчақта җапа тартмақта, Оғул балилиримиз отун жүкләрни йүдүп дәлдәңшип маңмақта.
14Ақсақаллар шәһәр дәрвазисида олтармас болди; Жигитләр нәғмә-навадин қалди.
15Шат-хурамлиқ көңлимиздин кәтти, Уссул ойнишимиз матәмгә айланди.
16Бешимиздин таҗ жиқилди; Һалимизға вай! Чүнки биз гуна садир қилдуқ!
17Буниң түпәйлидин жүрәклиримиз муҗулди; Булар түпәйлидин көзлиримиз қараңғулашти —
18— Зион теғиға қарап көзлиримиз қараңғулашти, Чүнки у чөлдәрәп кәтти, Чилбөрә униңда пайлап жүрмәктә.

19Сән, и Пәрвәрдигар, мәңгүгә һөкүм сүрисән; Тәхтиң дәвирдин-дәвиргә давамлишиду.
20Сән немишкә бизни дайим унтуйсән? Немишкә шунчә узунғичә биздин ваз кечисән?
21Бизни йениңға қайтурғайсән, и Пәрвәрдигар! Шундақ болғанда биз қайталаймиз! Күнлиримизни қедимкидәк әслигә кәлтүргәйсән,
22— Әгәр сән бизни мутләқ чәткә қақмиған болсаң, Әгәр биздин чәксиз ғәзәпләнмигән болсаң!