1|א| (Аләф) Аһ! Алтун шунчә җуласиз болуп кәтти! Сап алтун шунчә тутуқ болуп кәтти! Муқәддәс өйдики ташлар һәр бир кочиниң бешиға төкүлүп чечилди!
2|ב| (Бәт) Зионниң оғуллири шунчә қиммәтлик, Сап алтунға тегишкүсиз еди, Һазир сапал козилардәк, Сапалчиниң қоли ясиғанлиричиликму қиммити йоқ дәп қариливатиду!
3|ג| (Гимәл) Һәтта чилбөриләр әмчигини тутуп берип балилирини емитиду; Лекин мениң хәлқим чөлдики төгиқушларға охшаш рәһимсиз болди.
4|ד| (Даләт) Бовақниң тили уссузлуқтин таңлийиға чаплишиватиду; Кичик балилар нан тилимәктә, Һеч ким уларға уштуп бәрмәйватиду.
5|ה| (Хе) Назу-немәтләрни йәп көнгәнләр кочиларда сарғийип жүриду; Сөсүн кийим кийдүрүлүп чоң қилинғанлар тезәкликни қучағлап йетиватиду.
6|ו| (Вав) Хәлқимниң қизиниң қәбиһлигигә чүшкән җаза Содомниң гунайиниң җазасидин еғирдур; Чүнки Содом бирақла өрүветилгән еди, һеч адәмниң қоли уни қийнимиған еди.
7|ז| Заин) Хәлқимниң «Назарий»лири болса қардин сап, сүттин ақ, тени қизил яқутлардин пақирақ еди, Тәқи-турқи көк яқуттәк еди.
8|ח| (Хәт) Һазир чирайлири қурумдин қара; Кочиларда кишиләр тониялмиғидәк болуп қалди; Бир терә-бир устихан болуп қалди; У қақшаллишип яғачтәк болуп кәтти.
9|ט| (Тәт) Қиличта өлтүрүлгәнләр қәһәтчиликтә өлгәнләрдин бәхитликтур; Чүнки улар қақшал болуп кәтмәктә, Тупрақниң мевилири болмиғачқа жиқитилмақта.
10|י| (Йод) Бағри юмшақ аяллар өз қоллири билән балилирини қайнитип пишарди; Хәлқимниң қизи набут қилинғинида балилар уларниң гөши болуп қалди.
11|כ| (Каф) Пәрвәрдигар қәһрини чүшүрүп пиғандин чиқти, Отлуқ ғәзивини төкти; Зионда бир от йеқип, Униң һуллирини жутувәтти.
12|ל| (Ламәд) Йәр йүзидики падишаһлар вә җаһанда барлиқ туруватқанлар болса, Нә күшәндә нә дүшмәнниң Йерусалимниң қовуқлиридин бөсүп киридиғанлиғиға ишәнмәйтти.
13|מ| (Мәм) Һалбуки, пәйғәмбәрлириниң гуналири түпәйлидин, Каһнлириниң қәбиһликлири түпәйлидин, Уларниң Зионда һәққанийларниң қанлирини төккәнлиги түпәйлидин, — Бу иш бешиға чүшти!
14|נ| (Нун) Һазир улар қарғулардәк кочиларда тенәп жүрмәктә, Улар қанға булғанғанки, Һеч ким кийимлиригә тәккүчи болмайду.
15|ס| (Самәқ) Хәқ уларға: «Йоқулуш! Напаклар! Йоқулуш! Йоқулуш, бизгә тәккүчи болушма!» дәп вақиришмақта. Улар қечип тәрәп-тәрәпкә сәргәрдан болуп кәтти; Лекин әлләр: «уларниң аримизда турушиға болмайду!» — дәватиду.
16|פ| (Пе) Пәрвәрдигар Өзи уларни тарқитивәтти; У уларни қайта нәзиригә алмайду; Каһинларниң һөрмити қилинмиди, Яшанғанларму һеч меһриванлиқ көрмиди.
17|ע| (Айин) Көзимиз ярдәмни беһудә күтүп һалидин кәтти; Дәрвәқә бизни қутқузалмиған бир әлни күтүп күзәт мунарлиримизда туруп кәлдуқ.
18|צ| (Тсадә) Дүшмәнлиримиз изимиздин қоғлап жүрди; Шуңа кочиларда жүрәлмәйттуқ; Әҗилимиз йеқинлашти, күнлиримиз тошти; Чүнки әҗилимиз кәлди!
19|ק| (Коф) Пейимизгә чүшкәнләр асмандики бүркүтләрдин иштик; Тағлардиму бизни қоғлап жүгүрди, Баявандиму бизни бөктүрмидә пайлашти.
20|ר| (Рәш) Җенимизниң нәпәси болған, Пәрвәрдигарниң Мәсиһ қилғини уларниң ора-қапқанлирида тутулди; Биз у тоғрисида: «униң сайисидә әлләр арисида яшаймиз» дәп ойлидуқ!
21|ש| (Шийн) И уз зиминида турғучи, Едомниң қизи, хошал-хурам яйриғин! Лекин бу җаза қәдәһи саңиму өтиду; Сәнму мәс болисән, ялаңачлинисән!
22|ת| (Тав) Қәбиһлигиңниң җазасиға Хатимә берилиду, и Зион қизи; У сени сүргүнлүккә қайта елип кәтмәйду; Лекин, и Едом қизи, у сениң қәбиһлигиңни җазалайду; У гуналириңни ечип ташлайду!