Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Әзакиял

Әзакиял 19

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1— «Әнди сән, Исраил шаһзадилиригә бир мәрсийини ағзиңға елип мундақ дәп оқуғин: —
2«Ширлар арисида анаң қандақ бир чиши шир еди! У яш ширлар арисида ятқан, у асланлирини беқип қувәтлиди.
3У асланлиридин бирини чоң қилди, у яш шир болуп чиқти; У овни тутуп житишни үгәнди; У адәмләрниму йәветәтти.
4Әлләр униңдин хәвәр аңлиди; У уларниң ора тозиқида тутувелинди; Улар униң бурниға илмәкни селип, Мисир зиминиға епкәтти.
5Чиш шир өзиниң арминини бекар күткинини, Үмүтниң йоқалғанлиғини көрүп, У башқа бир арслинини елип, Уни беқип яш шир қилди;
6У ширлар арисида уян-буян кәзди; У яш шир болуп, Овни тутуп житишни үгәнди; У адәмләрниму йәветәтти.
7У уларниң истиһкамлирини бузуп, Уларниң шәһәрлирини харабә қиливәтти; Зимин вә униң үстидики һәммиси униң һөкиригән авази билән дәккә-дүккигә чүшти.
8Андин әлләр униң әтрапидики районлардин келип униңға қарши чиқти; Улар униң үстигә торини йейип ташлиди; У уларниң ора тозиқида тутувелинди.
9Улар бурниға илмәк селип қәпәскә солиди; Уни Бабилниң падишаһиға апарди; Улар уни торлириға еливалди; Шуниң билән униң авази Исраил тағлирида қайтидин аңланмайду.
10Сениң анаң үзүмзариңда бир үзүм тели еди; У су бойида тикләнгән еди; Суларниң моллуғидин, У интайин мевилик, көп шахлик болди.
11Униң күчлүк шахлири бар еди, Һөкүм сүргүчиләрниң шаһанә һасилириға лайиқ еди; Униң бойи булутлардинму егиз көккә тақашти, У егизлиги вә шахлириниң нурғунлиғи билән көрүнәрлик еди;
12Бирақ у қәһр билән жулунди, У йәргә ташланди, Шәриқ шамили мевисини қурутивәтти; Униң күчлүк шахлири сундурулди, қағҗирап кәтти; От уларни жутувалди.
13Һазир у чөл-баяванда, Чаңқақ, сусиз бир йәрдә тикилди;
14Униң шахлириниң бирисидин от чиқип, Униң бихлири һәм мевисини жутувалди; Шуниң билән униңда һөкүмдарниң шаһанә һасиси болғидәк күчлүк шехи қалмиди. Бу сөзләр мәрсийәдур, булар пәқәт мәрсийә үчүнла ишлитилиду».