Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Әзакиял

Әзакиял 48

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Төвәндә қәбилиләр нами бойичә тизимлиниду; шимал тәрипидә Дан қәбилисиниң бир үлүши бар. Униң чегариси Исраил зимининиң шималий чегарисиму болиду; у Хәтлонниң йолини бойлап, Хамат райониға кириш еғизиғичә вә Һазар-Енан шәһиригичә созулған (Һазар-Енан Дәмәшиқ чегарисиға яндаш болуп, Дәмәшиқниң шималий тәрипидики Хамат шәһириниң йенида). Униң үлүши шәриқтин ғәрипкичә созулғандур.
2Данниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Ашир қәбилисиниң бир үлүшидур.
3Аширниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Нафтали қәбилисиниң бир үлүшидур.
4Нафталиниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Манассәһ қәбилисиниң бир үлүшидур.
5Манассәһниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Әфраим қәбилисиниң бир үлүшидур.
6Әфраимниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Рубән қәбилисиниң бир үлүшидур.
7Рубәнниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Йәһуда қәбилисиниң бир үлүшидур.
8Йәһуданиң чегарисиға туташқан, шәриқтин ғәрипкичә созулған зимин, силәрниң «көтәрмә һәдийә»ңлар болиду; униң кәңлиги жигирмә бәш миң хада, униң узунлуғи қәбилиләргә тәқсим қилинған үлүштикидәк болиду; муқәддәс җай униң дәл оттурисида болиду.
9Силәр Пәрвәрдигарға алаһидә атиған «көтәрмә һәдийә» болса, узунлуғи жигирмә бәш миң хада, кәңлиги он миң хада болиду.
10Бу муқәддәс «көтәрмә һәдийә» каһилар үчүн болиду. Шималий тәрипиниң узунлуғи жигирмә бәш миң хада, ғәрбий тәрипиниң кәңлиги он миң хада, шәрқий тәрипиниң кәңлиги он миң хада, җәнубий тәрипиниң узунлуғи жигирмә бәш миң хада болиду; Пәрвәрдигарниң «муқәддәс җай»и униң дәл оттурисида болиду.
11Бу йәр Задок әвлатлиридин болған, пак-муқәддәс дәп айрилған каһинлар үчүн болиду. Исраил езип кәткәндә, улар Лавийлар езип кәткәндәк езип кәтмигән, бәлки Мән тапшурған мәсулийәткә садиқ болған еди.
12Шуниң билән бу алаһидә «көтәрмә һәдийә» болған йәр болса пүтүн «көтәрмә һәдийә» болған зиминниң ичидин болуп, уларға нисбәтән «әң муқәддәс бир нәрсә» дәп билинсун. У Лавийларниң үлүшигә туташқан болиду.
13Каһинларниң үлүшиниң чегарисиға туташ болған йәр Лавийларниң үлүши болиду. Униң узунлуғи жигирмә бәш миң хада, кәңлиги он миң хада. Пүткүл узунлуғи жигирмә бәш миң хада, кәңлиги он миң хада болиду.
14Улар униңдин йәрни һеч сатмайду яки алмаштурмайду. Улар бу зиминниң есилини башқиларға һеч өткүзмәйду; чүнки у Пәрвәрдигарға муқәддәс дәп аталған.
15Қалған йәр, кәңлиги бәш миң хада, узунлуғи жигирмә бәш миң хада, адәттики йәр болуп, шәһәр үчүн, йәни өйләр вә ортақ бош йәр үчүн болиду. Шәһәр униң оттурисида болиду.
16Шәһәрниң өлчәмлири мундақ болиду; шималий тәрипи төрт миң бәш йүз хада, җәнубий тәрипи төрт миң бәш йүз хада, шәрқий тәрипи төрт миң бәш йүз хада, вә ғәрбий тәрипи төрт миң бәш йүз хада болиду.
17Шәһәрниң бош йәрлири болса, шималға қарайдиған тәрипи икки йүз әллик хада кәңликтә, җәнупқа қарайдиған тәрипи икки йүз әллик хада кәңликтә, шәриққә қарайдиған тәрипи икки йүз әллик хада кәңлигидә, ғәрипкә қарайдиған тәрипи икки йүз әллик хада кәңликтә болиду.
18Қалған икки парчә йәр муқәддәс «көтәрмә һәдийә» болған йәргә тутишип униңға параллел болиду. Уларниң узунлуғи шәриққә қарайдиған тәрипи он миң хада, ғәрипкә қарайдиған тәрипи он миң хада; булар муқәддәс «көтәрмә һәдийә» болған йәргә тутишиду; буларниң мәһсулатлири шәһәрниң хизмитидә болғанларни озуқландуриду.

19Уни терийдиғанлар, йәни шәһәрниң хизмитидә болғанлар Исраилниң барлиқ қәбилилири ичидин болиду.
20Пүткүл «көтәрмә һәдийә» болса узунлуғи жигирмә бәш миң хада, кәңлиги жигирмә бәш миң хада болиду; силәр бу төрт часилиқ муқәддәс «көтәрмә һәдийә»гә шәһәргә тәвә җайларниму қошуп сунисиләр.
21Муқәддәс «көтәрмә һәдийә» билән шәһәрниң егидарчилиғидики йәрниң у вә бу тәрипидики қалған зиминләр шаһзадә үчүн болиду. «Көтәрмә һәдийә»гә яндаш шәриқтин шәриққә созулған жигирмә бәш миң хада кәңликтики йәр вә ғәриптин ғәрипкә созулған жигирмә бәш миң хада кәңликтики йәр қәбилиләрниң үлүшлиригә параллел болуп, булар шаһзадә үчүндур; муқәддәс «көтәрмә һәдийә», җүмлидин ибадәтханиниң муқәддәс җайи уларниң оттурисида,
22шуниңдәк Лавийларниң үлүши вә шәһәрниң егилигиму шаһзадиниң тәвәлигиниң оттурисида болиду. Йәһуданиң чегариси вә Биняминниң чегарисиниң оттурисида болған бу зиминлар шаһзадә үчүн болиду.
23Қалған қәбилиләрниң үлүшлири болса: — Бинямин қәбилиси үчүн шәриқтин ғәрип тәрәпкә созулған бир үлүши болиду.
24Биняминниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Шимеон қәбилисиниң бир үлүшидур.
25Шимеонниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Иссакар қәбилисиниң бир үлүшидур.
26Иссакарниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Зәбулун қәбилисиниң бир үлүшидур.
27Зәбулунниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Гад қәбилисиниң бир үлүшидур.
28Гадниң ян тәрипи, йәни җәнубий тәрипи, пүткүл зиминниң җәнубий чегариси Тамар шәһиридин Мерибаһ-Қәдәш дәриясиниң еқинлириғичә, андин Мисир вадисини бойлап «Оттура деңиз»ғичә созулиду.
29Бу силәр Исраилниң қәбилилиригә мирас болушқа чәк ташлап бөлидиған зимин болиду; булар уларниң үлүшлири, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
30Төвәндә шәһәрниң чиқиш йоллири болиду; униң шималий тәрипиниң кәңлиги төрт йүз әллик хада болиду;
31шәһәрниң қовуқлири Исраилниң қәбилилириниң нами бойичә болиду; шималий тәрипидә үч қовуқ болиду; бири Рубәнниң қовуқи болиду; бири Йәһуданиң қовуқи болиду; бири Лавийниң қовуқи болиду;
32шәрқий тәрипиниң кәңлиги төрт йүз әллик хада, униңда үч қовуқ болиду; бири Йүсүпниң қовуқи болиду; бири Биняминниң қовуқи болиду; бири Данниң қовуқи болиду.
33Җәнубий тәрипиниң өлчими төрт йүз әллик хада, униңда үч қовуқ болиду; бири Шимеонниң қовуқи болиду; бири Иссакарниң қовуқи болиду; бири Зәбулунниң қовуқи болиду.
34Шәрқий тәрипиниң кәңлиги төрт йүз әллик хада, униңда үч қовуқ болиду; бири Гадниң қовуқи болиду; бири Аширниң қовуқи болиду; бири Нафталиниң қовуқи болиду.
35Җәмий болуп униң айланмиси он сәккиз миң хада болиду; шу күндин башлап шәһәрниң нами: «Пәрвәрдигар шу йәрдә» болиду.