1У мени дәрвазиға, йәни шәриққә қарайдиған дәрвазиға апарди;
2Мана, Исраилниң Худасиниң шан-шәриви шәриқ тәрәптин кәлди; Униң авази улуқ суларниң шарқириған садасидәк еди; йәр йүзи униң шан-шәриви билән йорутулди.
3Мән көргән бу аламәт көрүнүш болса, у шәһәрни һалак қилишқа кәлгән қетимда көргән аламәт көрүнүштәк болди; аламәт көрүнүшләр йәнә мән Кевар дәрияси бойида туруп көргән аламәт көрүнүштәк болди; мән дүм жиқилдим.
4Пәрвәрдигарниң шан-шәриви шәриққә қарайдиған дәрваза арқилиқ ибадәтханиға кирди;
5Роһ мени көтирип, ички һойлиға апарди; мана, Пәрвәрдигарниң шан-шәриви ибадәтханини толдурди.
6Һелиқи киши йенимда турғанда, ибадәтханиниң ичидин Бирисиниң сөзлигән авазини аңлидим;
7У маңа: — И Инсан оғли, бу Мениң тәхтим селинған җай, Мән аяқ басидиған, Мән Исраиллар арисида мәңгүгә туридиған җайдур; Исраил җәмәтидикиләр — уларниң өзлири яки падишаһлири бузуқлуғи билән яки «жуқури җайлар»да падишаһниң җәсәтлири билән Мениң пак-муқәддәс намимни йәнә һеч булғимайду.
8Улар өз босуғисини Мениң босуғимниң йениға, ишик кешикини Мениң ишик кешикимниң йениға салған, улар билән Мени пәқәт бир тамла айрип туратти, улар Мениң пак-муқәддәс намимни жиркиничликлири билән булғиған. Шуңа Мән ғәзивим билән уларни йоқитивәттим.
9Әнди һазир улар бузуқлуғини, падишаһларниң җәсәтлирини Мәндин жирақ қилсун; вә Мән улар арисида мәңгүгә туримән.
10— Әнди сән, и Инсан оғли, Исраил җәмәтиниң өз қәбиһликлиридин хиҗаләт болуши үчүн бу өйни уларға көрситип бәргин; улар каллисида ибадәтханини өлчәп бақсун.
11Әгәрдә улар өз қилғанлиридин хиҗил болса, әнди сән мошу өйниң шәклини, униң селинишини, чиқиш йоллирини, кириш йоллирини вә барлиқ лайиһисини вә барлиқ бәлгүлимилирини, — шундақ, барлиқ шәклини вә барлиқ қанунлирини аян қилип бәргин; уларниң пүткүл шәклини есидә тутуши һәм униң бәлгүлимилиригә әмәл қилиши үчүн, уни уларниң көз алдиға язғин.
12Ибадәтханиниң қануни шундақ болиду: У турған тағниң чоққисиниң бекитилгән пасилғичә болған даириси «әң муқәддәс» болиду; мана, бу ибадәтханиниң қанунидур.
13Қурбангаһниң «чоң гәз»дә өлчәнгән өлчәмлири шундақ еди; бу гәз болса бир гәз қошулған бир алиқан болиду. Қурбангаһниң әтрапидики улиниң егизлиги бир гәз, кәңлиги бир гәз, әтрапидики гирвики болса бир алиқан еди. Мана бу қурбангаһниң ули еди.
14Униң улидин астинқи тәкчигичә икки гәз, кәңлиги бир гәз еди; бу «кичик тәкчә»дин «чоң тәкчә»гичә төрт гәз, кәңлиги бир гәз еди;
15қурбангаһниң от суписиниң егизлиги төрт гәз еди; от суписида төрт мүңгүз чоқчийип чиқип туратти.
16Қурбангаһниң от суписиниң узунлуғи он икки гәз, кәңлиги он икки гәз болуп, у төрт часилиқ еди.
17Жуқири тәкчигичиму төрт часилиқ еди, узунлуғи он төрт гәз, кәңлиги он төрт гәз; әтрапидики гирвики болса йерим гәз еди; астиниң кәңлиги бир гәз еди; униңға чиқидиған пәләмпийи шәриққә қарайтти.
18У маңа шундақ деди: — И Инсан оғли, Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: Бу қурбангаһ үстигә көйдүрмә қурбанлиқларни сунуш вә үстигә қан сепиш үчүн уни ясиған күнидә, шулар униң бәлгүлимилири болиду: —
19сән Лавий қәбилисидин болған, йәни Мениң хизмитимдә болуш үчүн Маңа йеқинлишидиған Задок нәслидикиләрдин болған каһинларға гуна қурбанлиғи сүпитидә яш бир топақни берисән;
20сән униң қенидин азрақ елип қурбангаһниң мүңгүзлиригә, чоң тәкчиниң төрт бүҗигигә һәм әтрапидики гирвәклири үстигә сүрисән; шуниң билән сән уни пакизлап вә униңға кафарәт қилисән.
21Сән гуна қурбанлиғи болған топақни елип униң җәситини «муқәддәс җай»ниң сиртида болған, ибадәтханидики алаһидә бекитилгән җайда көйдүрисән;
22иккинчи күнидә сән гуна қурбанлиғи сүпитидә беҗирим бир текини сунисән; улар қурбангаһни топақ билән пакландурғандәк текә билән уни паклайду.
23Сән уни паклиғандин кейин, сән беҗирим яш бир топақ, қой падисидин беҗирим бир қочқарни сунисән;
24сән уларни Пәрвәрдигарниң алдиға сунисән; каһинлар уларниң үстигә туз сепиду вә уларни Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә суниду.
25Йәттә күн сән һәр күни гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текини сунисән; улар беҗирим яш бир топақни, қой падисидин беҗирим бир қочқарниму суниду.
26Улар йәттә күн қурбангаһ үчүн кафарәт қилип уни паклайду; шуниң билән улар уни пак-муқәддәс дәп айрийду.
27Бу күнләр түгигәндә, сәккизинчи күни вә шу күндин кейин, каһинлар силәрниң көйдүрмә қурбанлиқлириңларни вә енақлиқ қурбанлиқлириңларни қурбангаһ үстигә суниду; шуниң билән Мән силәрни қобул қилимән, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.