Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Әзакиял

Әзакиял 3

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Вә У маңа: — И Инсан оғли, еришкиниңни йегин; бу язмини йәп, берип Исраил җәмәтигә сөз қилғин, деди.
2Шуниң билән мән ағзимни ачтим, У маңа язмини йегүзди.
3У маңа: — И Инсан оғли, қосиғиңни тоқ қилип, ичи-бағриңни Мән саңа бәргән бу орам язма билән толдурғин, — деди. Шуниң билән мән йедим, ағзимда у һәсәлдәк татлиқ еди.
4Вә У маңа мундақ деди: «И Инсан оғли, барғин, Исраил җәмәтигә барғин, Мениң сөзлиримни уларға йәткүзгин.
5Чүнки сән ғәйрий йезиқтики яки тили тәс бир әлгә әмәс, бәлки Исраил җәмәтигә әвәтилдиң;
6— ғәйрий йезиқтики һәм тили тәс, сөзлирини чүшәнгили болмайдиған көп әлләргә әвәтилмидиң; Мән сени шуларға әтәткән болсам, улар саңа қулақ салатти!
7Бирақ Исраил җәмәти саңа қулақ салмайду, чүнки уларниң һеч бири Маңа қулақ селишни халимайду; чүнки пүтүн Исраил җәмәтиниң қапиқи тоң вә көңли қаттиқтур.
8Мана, Мән йүзүңни уларниң йүзлиригә қарши таштәк, вә сениң пешанәңни уларниң пешанилириға қарши таштәк қилдим.
9Бәрһәқ, сениң пешанәңни чақмақ тешидин қаттиқ, һәтта алмастәк қилдим. Улардин қорқма, вә улар түпәйлидин дәккә-дүккигә чүшмә; чүнки улар асий бир җәмәттур».
10Вә У маңа: — И Инсан оғли, Мениң саңа ейтмақчи болған һәммә сөзлиримни көңлүңгә пүкүп қойғин, уларни көңүл қоюп аңлиғин.
11Вә һазир барғин, сүргүн болғанларға, йәни өз елиңдикиләргә сөз қил, улар аңлисун, аңлимисун уларға: «Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду!» — дегин! — деди.
12Шуниң билән Роһ мени көтәрди, мән арқамдин зор шарқириған бир авазни аңлидим — «Пәрвәрдигарниң шан-шәривигә тәшәккүр-мәдһийә өз җайлирида оқулсун!» —  
13— Һаят мәхлуқларниң қанатлириниң бир-биригә тегишкән авази, вә уларниң йенидики чақларниң авазлири бәһәйвәт шарқирақ бир сада еди.
14Вә Роһ мени көтирип, жираққа апарди; вә мән қаттиқ азап, роһумдики ғәзәп билән бардим, вә Пәрвәрдигарниң қоли мениң вуҗудумда күчлүк еди.
15Шуниң билән мән Тәл-Абиб шәһиридә сүргүн болғанлар, йәни Кевар дәрияси бойида турғанларниң йениға йетип кәлдим; мән улар турған җайда олтардим; уларниң арисида йәттә күн һаң-таң қетип олтардим.
16Мана йәттә күн тошуп, Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
17«И Инсан оғли, Мән сени Исраил җәмәти үчүн күзәтчи қилип тиклидим; сән Мениң ағзимдин сөзни аңлап, уларға Мәндин болған агаһни йәткүзгин.
18Мән рәзилләргә: «Сән җәзмән өлисән» — десәм, бирақ сән уни агаһландурмисаң — йәни бу рәзил адәмни һаятқа еришсун дәп рәзил йолидин яндуруп, уни һаятқа еришсун дәп агаһландурмисаң, шу рәзил адәм өз қәбиһлигидә өлиду; бирақ Мән униң қени үчүн сәндин һесап алимән.  

19Бирақ сән әшу рәзил адәмни агаһландурсаңму, у рәзиллигидин, йәни өз рәзил йолидин янмиса, у өз қәбиһлигидә өлиду; лекин сән өз җениңни қутқузуп қалисән.
20Яки болмиса бир һәққаний адәм өз һәққанийлиғидин йенип, қәбиһлик қилидиған болса, униң алдиға чомақ салсам, у өлиду; чүнки сән уни агаһландурмидиң, у өз гунайида өлиду, вә у қилған һәққаний ишлар әсләнмәйду; бирақ униң қени үчүн сәндин һесап алимән.
21Вә әгәр сән һәққаний адәмни гуна садир қилма дәп агаһландуруп турсаң, вә у гуна садир қилмиса, у чағда у җәзмән һаят қалиду, чүнки у агаһқа көңүл қойди; шуниң билән сән өз җениңни қутқузуп қалисән».
22Вә Пәрвәрдигарниң қоли мениң вуҗудумда туратти; У маңа: — Орнуңдин тур, түзләңликкә барғин, Мән шу йәрдә сән билән сөзлишимән, — деди.
23Шуниң билән мән орнумдин туруп, түзләңликкә чиқтим; вә мана, мән Кевар дәрияси бойида туруп көргән шан-шәрәптәк, Пәрвәрдигарниң шан-шәриви шу йәрдә туратти; көрүпла мән дүм жиқилдим.
24Вә Роһ ичимгә кирип мени тик турғузди; У маңа сөз қилип мундақ деди: — «Барғин, өйгә кирип өзүңни бәнд қилғин.
25Вә сән, и Инсан оғли, мана, улар арғамчиларни үстүңгә селип, улар билән сени бағлайду; буниң билән сән талаға чиқалмай, әл-жут ичигә һеч кирәлмәйсән.
26Шундақла уларға тәнбиһ бәргүчи болмаслиғиң үчүн, Мән сени гача қилип, тилиңни таңлийиңға чаплаштуримән; чүнки улар асий бир җәмәттур.   
27Вә Мән сән билән сөзләшкинимдә, ағзиңни ечип, сән уларға: «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду!» дәйсән; ким аңлаймән десә аңлисун, ким аңлимаймән десә аңлимисун; чүнки улар асий бир җәмәттур.