Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Әзакиял

Әзакиял 1

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Оттузинчи жили, төртинчи айниң бәшинчи күнидә, мән Кевар дәриясиға сүргүн қилинғанлар арисида турған мәзгилдә, мана асманлар ечилип, мән Худаниң аламәт көрүнүшлирини көрдүм.   
2Төртинчи айниң бәшинчи күни — Йәһоакинниң сүргүн болғанлиғиниң бәшинчи жили еди —
3Калдийләрниң зиминида, Кевар дәрияси бойида, Бузиниң оғли Әзакиял каһинға Пәрвәрдигарниң сөзи кәлди — шу йәрдә Пәрвәрдигарниң қоли униң вуҗудиға қонди.
4Мән көрдүм, мана! Шималдин боран-чапқун көтирилди; йоған бир булут вә уни орап турған бир от, униң әтрапида бир йоруқлуқ җулалинип туратти; оттурисидин, йәни шу от ичидин, иссиқтин җулаланған пақирақ мистәк бир көрүнүш көрүнди.
5Йәнә униң оттурисидин, төрт һаят мәхлуқ көрүнди; уларниң көрүнүши шундақ едики: — уларда инсанниң қияпити бар еди;
6уларниң һәр бириниң төрттин йүзи бар еди; һәр бириниң төрттин қанити бар еди.
7Уларниң түптүз путлири бар еди; тапанлири болса мозайниң туяқлириға охшайтти; улар пақиритилған мистәк парлап туратти.
8Төрт йенида, қанатлири астида инсанниңкидәк бирдин қоли бар еди; төртисиниң һәр бириниң төрттин йүзи вә төрттин қанити бар еди;   
9уларниң қанатлири бир-биригә туташ еди; улар жүргәндә һечяққа бурулмайтти; улар һәммиси удул алдиға жүрәтти.
10Уларниң йүз көрүнүшлири инсанниңкидәк еди; у төртисиниң оң тәрипидә ширниңкидәк йүзи бар еди; төртисиниң сол тәрипидә буқиниңкидәк йүзи бар еди; төртисиниң бүркүтниңкидәк йүзиму бар еди.
11Уларниң йүзлири әнә шундақ еди. Қанатлири жуқурида керилип туратти; һәр бириниң икки қанити икки тәрипидики мәхлуқниң қанитиға тутишатти; йәнә икки қанити өз тенини йепип туратти.
12Уларниң һәр бири удулға қарап маңатти; уларда болған роһ нәгә баримән десә, улар шу йәргә маңатти; улар маңғанда һеч қайси тәрәпкә бурулмайтти.
13Һаят мәхлуқларниң қияпити болса, көйүп ялқунлап турған отниң чоғидәк, мәшъәлләрдәк еди; мошу от уян-буян айлинип мәхлуқлар арисида жүрәтти; от интайин ялқунлуқ еди, оттин чақмақлар чеқип туратти;
14һаят мәхлуқлар чақмақтәк пал-пул қилип уяқтин-буяққа жүгүрүп туратти.
15Мән һаят мәхлуқларға қаридим, мана һаят мәхлуқларниң һәр бириниң йенида йәрдә туридиған, уларниң йүзигә удулланған бирдин чақ туратти;
16чақларниң шәкли вә ясилиши берил яқутниң көрүнүшидә еди; төртисиниң бирхилла көрүнүши бар еди; уларниң шәкли вә ясилиши болса, чақниң ичидә чақ бардәк еди.  
17Мәхлуқлар маңғанда, улар йүзләнгән төрт тәрипиниң һәммисигә удул маңатти; маңғанда улар һеч бурулмайтти.
18Чақларниң ултаңлири болса, интайин егиз һәм дәһшәтлик еди; улар төртисиниң ултаңлириниң пүтүн әтрапи көзләр билән толған еди.

19Һаят мәхлуқлар маңғанда, чақлар уларға яндишип маңатти; һаят мәхлуқлар йәрдин көтирилгәндә, чақларму көтириләтти.
20Роһ нәгә маң десә, улар шу йәргә маңатти — демәк, уларниң роһи Роһқа әгишип маңатти. Чақлар улар билән тәң көтириләтти; чүнки мәхлуқларниң роһи чақлирида еди.
21Мәхлуқлар маңғанда, чақларму маңатти; мәхлуқлар тохтиғанда, чақларму тохтайтти; улар йәрдин көтирилгинидә, чақларму уларға қошулуп тәң көтириләтти; чүнки һаят мәхлуқларниң роһи чақларда еди.
22Һаят мәхлуқларниң башлири үстидә бир йоған көз йәткүсиз гүмбәзгә охшайдиған бир нәрсә туратти; у хрусталъдәк дәһшәтлик пақирап, уларниң беши үстидә йейилип туратти.
23Бу гүмбәздәк нәрсиниң астида уларниң қанатлири керилип, бир-биригә тегишип туратти; һәр бир мәхлуқниң өз тениниң икки йенини япидиған иккидин қанити бар еди.
24Улар маңғанда, мән қанатлириниң садасини аңлидим — у улуқ суларниң шарқириған садасидәк, Һәммигә Қадирниң авазидәк — қошунниң жүрүш қиливатқан чағдики сүрән-шавқунлириниң садасидәк еди; улар тохтап турған чағларда, улар қанатлирини төвәнгә чүшүрәтти.
25Вә уларниң беши үстидики гүмбәздәк нәрсә үстидин бир аваз аңланди. Улар тохтап турған чағларда, улар қанатлирини төвәнгә чүшүрәтти.
26Уларниң беши үстидики гүмбәздәк нәрсә үстидә, көк яқут кәби бир тәхтниң сиймаси туратти; бу тәхт сиймасиниң үстидә, толиму жуқурида, инсан қияпитидә көрүнгән бир зат туратти.
27Вә мән бу затни белиниң үсти тәрипиниң турқи мистәк парқирған, әтрапини от орап турған қияпәттики бир көрүнүштә көрдүм; вә белиниң асти тәрипиниң турқи, отниң қияпитидә еди, униң әтрапида күчлүк йоруқлуқ туратти.
28Бу әтрапида турған күчлүк йоруқлуқниң көрүнүши болса, ямғурлуқ күнидики булутта пәйда болған һәсән-һөсәнниң көрүнүшидәк еди. Бу болса Пәрвәрдигарниң шан-шәривиниң қияпитиниң көрүнүши еди. Буни көрүпла мән дүм жиқилдим; вә мән сөзләватқан бирисиниң авазини аңлидим.