19Кейин, һаким Һерод өгәй акисиниң аяли Һеродийәни тартивалғанлиғи түпәйлидин вә шуниңдәк униң барлиқ башқа рәзил қилмишлири үчүн Йәһя тәрипидин әйипләнгән,
20Һерод бу барлиқ рәзиллигиниң үстигә йәнә шуни қилдики, Йәһяни зинданға ташлиди.
21Шундақ болдики, һәммә хәлиқ Йәһядин чөмүлдүрүшни қобул қилғанда, Әйсаму чөмүлдүрүшни қобул қилди. У дуа қиливатқанда, асманлар йерилип,
22Муқәддәс Роһ кәптәр сияқида чүшүп униң үстигә қонди. Шуниң билән асмандин: «Сән Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән сәндин толуқ хурсәнмән!» дегән бир аваз аңланди.
23Әйса өз хизмитини башлиғанда, оттузға кирип қалған еди. У (хәқниң нәзиридә) Йүсүпниң оғли еди; Йүсүп Хеләйниң оғли,
24Хеләй Маттатниң оғли, Маттат Лавийниң оғли, Лавий Мәлкийниң оғли, Мәлкий Яннайниң оғли, Яннай Йүсүпниң оғли,
25Йүсүп Маттатияниң оғли, Маттатия Амосниң оғли, Амос Наһумниң оғли, Наһум Һеслиниң оғли, Һесли Наггайниң оғли,
26Наггай Маһатниң оғли, Маһат Маттатияниң оғли, Маттатия Семәйниң оғли, Семәй Йүсүпниң оғли, Йүсүп Юданиң оғли,
27Юда Йоананниң оғли, Йоанан Ресаниң оғли, Реса Зәруббабәлниң оғли, Зәруббабәл Салатийәлниң оғли, Салтийәл Нерийниң оғли,
28Нерий Мәлкийниң оғли, Мәлкий Аддиниң оғли, Адди Қосамниң оғли, Қосам Елмадамниң оғли, Елмадам Ерниң оғли,