1Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
2Сән Исраилларға ейтқин, улар Маңа бир «көтәрмә һәдийә»ни кәлтүрсун; кимниң көңли һәдийә сунушқа хуш болса, униңдин Маңа сунулидиған «көтәрмә һәдийә»ни тапшурувелиңлар.
3Силәр улардин тапшурувалидиған көтәрмә һәдийә: — Алтун, күмүч, мис,
4көк, сөсүн вә қизил рәңлик жип, канап рәхт, тивит,
5қизил боялған қочқарниң терилири, делфинниң терилири, акатсийә яғичи,
6чирақ үчүн зәйтун мейи, «мәсиһләш мейи» вә хушбуй үчүн хушбуй дора-дәрмәкләр,
7әфод билән «қошен»ға орнитилидиған ақ һеқиқ вә башқа есил ташлар болсун.
8Мениң өзлири арисида макан қилишим үчүн шулардин Маңа бир муқәддәс туралғуни ясисун.
9Уни Мән саңа барлиқ көрсәтмәкчи болғинимға асасән, йәни ибадәт чедириниң нусхиси вә барлиқ әсвап-сайманлириниң нусхисиға опохшаш қилип ясаңлар.
10Улар акатсийә яғичидин бир сандуқ ясисун. Униң узунлуғи икки йерим гәз, кәңлиги бир йерим гәз, егизлиги бир йерим гәз болсун.
11Сән уни сап алтун билән қаплиғин; ичи вә сиртини алтун билән қаплап, униң үстүнки қисминиң чөрисигә алтундин гирвәк чиқар.
12Униңға алтундин төрт һалқа қуйдуруп, төрт четиқиға бекиткин. Бир тәрипигә икки һалқа, йәнә бир тәрипигә икки һалқа болсун.
13Сән һәм акатсийә яғичидин икки балдақ ясап, һәр иккисини алтун билән қаплиғин;
14андин сандуқ улар арқилиқ көтирилсун дәп, балдақларни сандуқниң икки йенидики һалқилиридин өткүзүп қойғин.
15Балдақлар һемишә сандуқтики һалқида турсун; улар униңдин чиқирилмисун.
16Мән саңа беридиған һөкүм-гувалиқни сандуққа қойғин.
17Сандуқниң япқучи сүпитидә сән алтундин узунлуғи икки йерим гәз, кәңлиги бир йерим гәз болған бир «кафарәт тәхти» ясиғин.
18Икки керубни алтундин соқуп ясиғин. Уларни кафарәт тәхтиниң икки тәрипигә орнатқин.
19Бир керубни бир тәрипигә, йәнә бир керубни йәнә бир тәрипигә орнитиш үчүн ясиғин. Икки тәрипидики керубларни кафарәт тәхти билән бир гәвдә қилиңлар.
20Керублар бир-биригә йүзләнсун, қанатлирини кафарәт тәхтиниң үстигә керип, қанатлири билән уни япсун; керубларниң йүзи кафарәт тәхтигә қаритилсун.
21Сән кафарәт тәхтини сандуқниң үстигә қоюп, Мән саңа беридиған һөкүм-гувалиқни сандуқниң ичигә қойғин.
22Мән шу йәрдә сән билән көрүшимән; кафарәт тәхти үстидә, йәни һөкүм-гувалиқ сандуғиниң үстидики икки керубниң оттурисида туруп саңа Исраилларға йәткүзүшкә тапшуридиған барлиқ әмирлирим тоғрисида сөз қилимән.
23Һәм акатсийә яғичидин узунлуғи икки гәз, кәңлиги бир гәз, егизлиги бир йерим гәз болған бир ширә ясиғин.
24Уни сап алтун билән қаплап, униң үстүнки қисминиң чөрисигә алтундин гирвәк чиқар.
25Сән ширәниң чөрисигә төрт илик егизликтә бир ләв ясиғин; бу ләвниң чөрисигиму алтундин бир гирвәк чиқар.
26Сән у ширәгә алтундин төрт һалқа ясап, бу һалқиларни ширәниң төрт бүҗигидики четиққа орнатқин.
27Ширәни көтиришкә балдақлар өткүзүлсун дәп, һалқилар ширә левигә йеқин бекитилсун.
28Балдақларни акатсийә яғичидин ясап, алтун билән қаплиғин; ширә улар арқилиқ көтирилиду.
29Ширәгә яндап легән, қача-тәхсә, пиялә вә «шарап һәдийәлири»ни чачидиған қәдәһләрни ясиғин; уларни сап алтундин ясиғин.
30Мениң һозурумда турушқа сән ширәгә һемишә «тәқдим нан»ни қойғин.
31Сән һәм сап алтундин бир чирақдан ясиғин. У чирақдан соқуп ясалсун; чирақданниң пути, ғоли, қәдәһлири, ғунчә вә чечәклири пүтүн бир алтундин соқулсун.
32Чирақданниң ғолиниң икки йенидин алтә шахчә чиқирилсун — чирақданниң бир йенидин үч шахчә, чирақданниң йәнә бир йенидин үч шахчә чиқирилсун;
33бир йенидики һәр бир шахчидә бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған үч қәдәһ чиқирилсун, йәнә бир йенидики һәр бир шахчидә бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған үч қәдәһ чиқирилсун. Чирақданға чиқирилған алтә шахчиниң һәммиси шундақ ясалсун.
34Чирақданниң ғолидин бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған төрт қәдәһ чиқирилсун.
35Булардин башқа биринчи икки шахчиниң астида бир ғунчә, иккинчи икки шахчиниң астида бир ғунчә, үчинчи икки шахчиниң астида бир ғунчә болсун; чирақданға чиқирилған алтә шахчиниң асти һәммиси шундақ болсун.
36Униң шу ғунчилири һәм шахчилири чирақдан билән бир гәвдә қилинсун — бир пүтүн сап алтундин соқуп ясалсун.
37Сән чирақданниң йәттә чириғини ясиғин; чирақлар удулға йоруқ чүшүрәлиши үчүн үсти тәрәпкә орнитилсун.
38Униң пилик қайчилири билән күлданлири сап алтундин ясалсун.
39Чирақдан вә униң барлиқ әсваплири бир талант сап алтундин ясалсун.
40Саңа тағда аян қилинған нусха бойичә буларни еһтият билән ясиғин.