Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Мисирдин чиқиш

Мисирдин чиқиш 31

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Пәрвәрдигар Худа Мусаға мундақ деди: —
2Мана, Мән Өзүм Йәһуда қәбилисидин болған Хурниң нәвриси, уриниң оғли Бәзаләлни исмини атап чақирдим;   
3уни Худаниң Роһи билән толдуруп, униңға даналиқ, әқил-парасәт, илим-һекмәт егилитип, уни һәртүрлүк ишни қилишқа қабилийәтлик қилип,
4түрлүк-түрлүк һүнәрләрни қилалайдиған, йәни алтун, күмүч вә мис ишлирини қилалайдиған,
5яқутларни кесип-оялайдиған, уларни зиннәт буюмлириға орниталайдиған, яғачларға нәқиш чиқиралайдиған, һәр хил һүнәр ишлирини қамлаштуралайдиған қилдим.
6Шуниңдәк мана, Мән йәнә Дан қәбилисидин Аһисамақниң оғли Оһолиябни униңға ярдәмчиликкә тайинлидим, шундақла Мән саңа буйруған һәммә нәрсиләрни ясисун дәп, барлиқ пәм-парасәтлик кишикәрниң көңлигә техиму әқил-парасәт ата қилдим;
7шуниң билән улар җамаәт чедирини, һөкүм-гувалиқ сандуғини, униң үстидики кафарәт тәхтини, чедириниң һәммә әсваплирини,
8ширә билән униң қача-қучилирини, сап алтундин ясилидиған чирақдан билән униң барлиқ әсваплирини, хушбуйгаһни,
9көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһи билән униң барлиқ әсваплирини, жуюш деси билән униң тәглигини ясиялайдиған,
10хизмәт кийимлири, йәни каһинлиқ хизмитидә кийилидиған, Һарун каһинниң муқәддәс кийимлири вә униң оғуллириниң каһинлиқ кийимлирини тоқуялайдиған,
11мәсиһләш мейи вә муқәддәс җайға тәйярлинидиған есил дора-дәрмәкләрдин хушбуйни ясиялайдиған болди. Мән саңа әмир қилғиним бойичә улар барлиқ ишни беҗа кәлтүриду.
12Пәрвәрдигар Мусаға әмир қилип мундақ деди: —
13Сән Исраилларға әмир қилип уларға: — «Силәр Мениң шабат күнлиримни чоқум тутуңлар; чүнки булар силәрниң өзүңларни пак-муқәддәс қилғучиниң Мән Пәрвәрдигар екәнлигини билишиңлар үчүн Мән билән силәрниң оттураңлардики бир нишанә-бәлгү болиду.
14Шабат күни силәргә муқәддәс қилип бекитилгини үчүн, уни тутуңлар; кимки уни бузса, өлүм җазасиға тартилмиса болмайду; бәрһәқ, кимки у күнидә һәр қандақ ишни қилса, өз хәлқи арисидин үзүп ташлансун.
15Алтә күн ичидә иш қилинсун; лекин йәттинчи күни Пәрвәрдигарға аталған муқәддәс күн болуп, арам алидиған шабат күни болиду; кимки шабат күнидә бирәр иш қилса, өлүм җазасиға тартилмиса болмайду.
16Исраиллар шабат күнини тутуши керәк; улар әбәдий әһдә сүпитидә уни әвлаттин әвлатқичә тутсун.
17Бу Мән билән Исраилларниң оттурисида әбәдий бир нишанә-бәлгү болиду; чүнки Пәрвәрдигар алтә күн ичидә асман билән зиминни яритип, йәттинчи күнидә арам елип раһәт тапқан еди», — дегин.
18Худа Синай теғида Мусаға бу сөзләрни қилип болғандин кейин, икки һөкүм-гувалиқ тахтийини униңға тапшурди. Тахтайлар таштин болуп, сөзләр Худаниң бармиғи билән уларға пүтүлгән еди.