Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Мисирдин чиқиш

Мисирдин чиқиш 35

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Муса Исраилларниң пүткүл җамаитини жиғип уларға: — Пәрвәрдигар силәргә қилишқа буйруған әмирләр мунулардур: —
2Алтә күн иш-әмгәк күни болсун; лекин йәттинчи күни силәргә нисбәтән муқәддәс бир күн болуп, Пәрвәрдигарға аталған арам алидиған шабат күни болсун. Һәр ким шу күнидә иш-әмгәк қилса өлүмгә мәһкүм қилинсун.
3Шабат күнидә барлиқ туралғулириңларда һәргиз от қалимаңлар, — деди.
4Муса Исраилларниң пүткүл җамаитигә сөз қилип мундақ деди: — «Пәрвәрдигар буйруған әмир мана шуки: —
5Өзүңларниң араңлардин Пәрвәрдигарға бир «көтәрмә һәдийә» кәлтүрүңлар; көңли халиғанларниң һәр бири Пәрвәрдигарға бир «көтәрмә һәдийә»сини кәлтүрсун: йәни алтун, күмүч, мис,
6көк, сөсүн вә қизил жип, ақ канап рәхт, өшкә тивити,
7қизил боялған қочқар териси, делфин териси, акатсийә яғичи,
8чирақдан үчүн зәйтун мейи, «мәсиһләш мейи» билән хушбуй үчүн ишлитилидиған есил дора-дәрмәкләр,
9әфодқа һәм қошенға орнитилидиған һеқиқ вә башқа яқутларни кәлтүрүңлар».
10— «Араңлардики барлиқ маһир устилар келип Пәрвәрдигар буйруғанниң һәммисини ясап бәрсун:
11— муқәддәс чедир билән униң ички вә ташқи йопуқлирини, илғулирини, тахтайлирини, балдақлирини, хадилирини вә буларниң тәгликлирини,
12әһдә сандуғи вә униң балдақлирини, «кафарәт тәхти»ни, «айрима пәрдә-йопуқ»ни,
13ширә вә униң балдақлирини, униң барлиқ қача-қучилирини вә «тәқдим нанлири»ни,
14йоруқлуқ үчүн ясалған чирақдан вә униң әсваплирини, униң чирақлири вә чирақ мейини,
15хушбуйгаһ вә униң балдақлирини, «Мәсиһләш мейи»ни, дора-дәрмәкләрдин ишләнгән хушбуйни, муқәддәс чедириниң кириш еғизидики «ишик пәрдиси»ни,
16көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһи вә униң мис шаласини, балдақлирини вә барлиқ әсваплирини, жуюнуш деси вә униң тәглигини,
17һойлиниң пәрдилирини, униң хадилири вә уларниң тәгликлирини, һойлиниң кириш еғизидики пәрдини,
18чедирниң миқ-қозуқлирини, һойлиниң миқ-қозуқлирини, шундақла барлиқ танилирини,

19тоқулидиған кийимләр, йәни муқәддәс җайниң хизмитигә каһинлиқ хизмитидә кийилидиған, Һарун каһинниң муқәддәс кийимлирини һәм униң оғуллириниң кийимлирини тәйяр қилсун».  
20Шуниң билән пүткүл Исраил җамаити Мусаниң йенидин чиқип кетишти.
21Андин көңли тартқанларниң һәр бири, роһи өзлиригә түрткә болғанларниң һәр бири келип, җамаәт чедирини ясашқа, шундақла чедирниң хизмитидә ишлитилидиған барлиқ сәрәмҗанларни ясашқа вә муқәддәс кийимләрни тикишкә Пәрвәрдигарға аталған «пулаңлатма һәдийә»ни кәлтүргили турди.
22Улар әрләрму, аялларму келип, сунушқа көңли хуш болғанларниң һәр бири һәдийә кәлтүрүп, булапка, зирә-һалқа, үзүк, зуннар-биләйүзүк қатарлиқ һәр хил алтун буюмларни елип кәлди; алтунни «көтәрмә һәдийә» қилип берәй дегәнләрниң һәр бири уни Пәрвәрдигарға сунди.
23Кимдә көк, сөсүн, қизил жип билән ақ канап рәхт, өшкә тивити, қизил боялған қочқар териси вә делфин териси болса, шуларни елип келишти.
24Күмүч я мистин көтәрмә һәдийә кәлтүрәй дегәнләрниң һәр бири шуни Пәрвәрдигарға һәдийә қилип сунди. Кимдә чедирниң хизмитидә ишлитилидиған һәр хил сәрәмҗанларға яриғидәк акатсийә яғичи болса, уни елип кәлди.
25Қоли чевәр аялларниң һәр бири өз қоллири билән егирип, шу егиргән жип вә рәхтләрни, йәни көк, сөсүн вә қизил жип билән ақ канап рәхтләрни кәлтүрди,   
26Шуниңдәк көңли қозғалған аялларниң һәммиси һүнирини ишлитип өшкә тивитидин жип егиришти.
27Әмирләр әфод вә қошенға орнитилидиған һеқиқлар вә яқутларни,
28дора-дәрмәкләрни, чираққа вә мәсиһләш мейиға ишлитилидиған зәйтун мейини, хушбуйға ишлитилидиған есил дора-дәрмәкләрни кәлтүрди.
29Шу тәриқидә Исраиллар Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән буйруған ишларниң һәр қайсиға бир нәрсә беришкә көңли тартқан болса, әр болсун аял болсун һәр бири шуни елип келип, Пәрвәрдигарға атап ихтиярий һәдийә бәрди.
30Андин Муса Исраилларға мундақ деди: — «Мана, Пәрвәрдигар Йәһуда қәбилисидин хурниң нәвриси, Уриниң оғли Бәзаләлни исмини атап чақирип,   
31уни Худаниң Роһи билән толдуруп, униңға даналиқ, әқил-парасәт, илим-һекмәт егилитип, уни һәртүрлүк ишни қилишқа қабилийәтлик қилип,
32уни түрлүк-түрлүк һүнәрләрни қилалайдиған — алтун, күмүч вә мис ишлирини қилалайдиған,
33яқутларни кесип-оялайдиған, зиннәт буюмлириға орниталайдиған, яғачларға нәқиш чиқиралайдиған, һәр хил һүнәр ишлирини қамлаштуралайдиған қилди.
34У йәнә униң көңлигә, шуниңдәк һәм Дан қәбилисидин болған Аһисамақниң оғли Оһолиябниң көңлигә башқиларға һүнәр үгитиш нийәт-истикини селип,
35уларниң көңүллирини даналиқ-һекмәт билән толдуруп, уларни һәр хил нәққашлиқ-оймичилиқ ишлириға маһир қилип, көк, сөсүн вә қизил жип билән ақ канап рәхт билән кәштичилик қилишқа һәмдә бапкарлиққа иқтидарлиқ қилди. Шуниң билән улар һәр хил һүнәр ишлириниң вә һәр хил лайиһиләш ишлириниң һөддисидин чиқалайдиған болди.