1Шуниң билән Бәзаләл вә Оһолияблар, шуниңдәк Пәрвәрдигар муқәддәс чедир ясашниң һәр хил ишлириға керәк болған даналиқ-һекмәт вә әқил-парасәтни ата қилған маһир устиларниң һәр бири уларға қошулуп, шу ишни униң әмир қилғини бойичә әмәлгә ашуриду».
2Шу вақитта Муса Бәзаләл вә Оһолиябни, шундақла Пәрвәрдигар даналиқ-һекмәт билән көңүллирини толдурған, көңли өзини шу ишни қилишқа қатнишишқа далаләт қилған барлиқ һүнәрвән-касипларни чақирип жиғди.
3Улар келип муқәддәс чедирни ясашқа, шундақла униң иш-хизмәтлиригә керәклик сәрәмҗанларни ясашқа Исраиллар елип кәлтүргән барлиқ «көтәрмә һәдийә»ләрни Мусадин тапшурувалди. Исраил хәлқи йәнила өз мәйли билән һәр күни әтигини Мусаға ихтиярий һәдийә кәлтүрүп туратти.
4Андин муқәддәс чедирниң ишлирини қиливатқан устиларниң һәммиси қолидики ишини қоюп қоюп келип,
5Мусаға: — Хәлиқниң елип кәлгини Пәрвәрдигар бизгә қилишқа буйруған ишни пүткүзүшкә еһтияҗ болғинидин көп ешип кәтти! — дейишти.
6Андин Муса әмир қилип, пүткүл чедиргаһ бойичә: «Мана, әр болсун, аял болсун, һеч ким муқәддәс чедирни ясаш үчүн «көтәрмә һәдийә» сүпитидә йәнә һеч қандақ нәрсә тәйярлап кәлмисун!» дәп җакалатти. Буниң билән көпчилик һәдийәләр кәлтүрүштин тохтитилди.
7Чүнки улар тәйярлиған материяллар пүткүл қурулуш ишиға йетәтти, һәтта ешип қалатти.
8Муқәддәс чедирниң қурулуш ишини қиливатқан устиларниң һәр бири непиз тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп ишләнгән он парчә йопуқ ясап, керубларниң сүритини йопуқларға чевәрлик билән лайиһиләп нәпис қилип кәштиләп чиқти.
9Һәр бир йопуқниң узунлуғи жигирмә сәккиз гәз, кәңлиги төрт гәз болуп, һәр бир йопуқ охшаш чоң-кичикликтә қилинди.
10Бәзаләл йопуқларниң бәшини бир-биригә улиди, қалған бәш йопуқниму һәм бир-биригә улиди.
11У улап чиқилған биринчи чоң парчиниң әң четидики қисминиң бир тәрипигә рәңги көк измиләрни қадиди, шуниңдәк улап чиқилған иккинчи чоң парчиниң әң четидикисиниң бир тәрипигиму шундақ қилди.
12Биринчи чоң парчиниң әң четидики қисмиға әллик измә қадиди, иккинчи чоң парчиниң әң четидикисигиму әллик измә қадиди. Измиләр бир-биригә удулмуудул қилинди.
13Муқәддәс чедир бир пүтүн болсун үчүн у алтундин әллик илғу ясап, икки парчә йопуқни шу илғулар билән бир-биригә туташтурди.
14У муқәддәс чедирни йепиш үчүн өшкә тивитидин йопуқларни ясиди; йопуқтин он бир парчә ясиди.
15Йопуқларниң һәр бириниң узунлуғи оттуз гәз, кәңлиги төрт гәз болуп, он бир йопуқниң һәммиси охшаш чоң-кичикликтә қилинди.
16Йопуқларниң бәшини у улап бир қилип, қалған алтә йопуқниму улап бир қилди.
17У биринчи улап чиқилған чоң парчиниң әң четидики қисмиға әллик измә, иккинчи улап чиқилған чоң парчиниң әң четидики қисмиға әллик измә қадиди.
18У чедир бир пүтүн болсун үчүн һәм мистин әллик илғу ясап, икки чоң парчини улап қойди.
19У буниңдин башқа чедирға қизил боялған қочқар терисидин йопуқ ясап япти, андин униң үстидинму делфин терисидин ясалған йәнә бир йопуқни қаплиди.
20У муқәддәс чедирниң тик тахтайлирини акатсийә яғичидин ясап тиклиди.
21Һәр бир тахтайниң узунлуғи он гәз, кәңлиги бир йерим гәз қилинди.
22Һәр бир тахтайниң иккидин туруми бар еди, һәр икки тахтай шулар билән бир-биригә четилди; у чедирниң барлиқ тахтайлирини шундақ ясиди.
23У чедирниң тахтайлирини шундақ ясиди; жигирмиси җәнуп тәрәпкә орнитилди;
24у бу жигирмә тахтайниң тегигә күмүчтин қириқ тәглик ясиди; бир тахтайниң астидики икки туруми үчүн иккидин тәглик, йәнә бир тахтайниң икки туруми үчүн иккидин тәгликни ясиди.
25Шуниңдәк у чедирниң удул тәрипигә, йәни шимал тәрипигә жигирмә тахтай ясиди,
26шундақла буларниң қириқ тәглигини күмүчтин ясиди; бир тахтайниң тегигә иккидин тәглик, йәнә бир тахтайниң тегигә иккидин тәглик орунлаштурулди.
27Чедирниң кәйни тәрипигә, йәни ғәрип тәрәпкә алтә тахтайни ясап орнатти.
28У чедирниң кәйни тәрипидики икки булуңға икки тахтайни ясап орнатти.
29Бу булуң тахтайлири астидин үстигичә икки қат қилип тахтайларни өз ара четиштурди, үсти бир һалқиға бекитилди. У һәр иккисини шундақ ясап, икки булуңға орнатти.
30Шуңлашқиму у тәрипидә сәккиз тахтай болди, уларниң күмүчтин ясалған он алтә тәглиги бар еди; бир тахтайниң тегидә икки тәглик, йәнә бир тахтайниң тегидә икки тәглик бар еди.
31Буниңдин башқа у акатсийә яғичидин балдақ ясиди; чедирниң бу тәрипидики тахтайларға бәш балдақни,
32чедирниң у тәрипидики тахтайларға бәш балдақни, чедирниң арқа тәрипидики тахтайларға, йәни ғәрип тәрипидики тахтайларғиму бәш балдақни ясиди.
33У тахтайларниң оттуридики оттура балдақни бу тәрәптин у тәрәпкә йәткүзүп ясиди.
34У тахтайларни алтун билән қаплап, балдақлар өткүзүлидиған һалқиларни алтундин ясап, балдақларни алтун билән қаплиди.
35У непиз тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп ишләнгән бир пәрдә ясиди; уни керубларниң сүритини чевәрлик билән лайиһиләп нәпис қилип чүшүрүп, кәштиләп чиқарди.
36Уни есишқа у акатсийә яғичидин төрт хада ясап, алтун билән қаплиди. Уларниң илмәклири алтундин ясалди; хадиларға у күмүчтин төрт тәгликни қуюп ясиди.
37У чедирниң кириш еғизиға нәпис тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп ишләнгән бир пәрдә ясиди, уни кәштичигә кәштиләтти.
38У йәнә бу пәрдиниң бәш хадисини илмәклири билән қошуп ясиди; уларниң башлирини вә балдақлирини алтун билән қаплиди; уларниң бәш тәглиги мистин ясалди.