1Муқәддәс чедирни он парчә йопуқтин ясатқин; йопуқлар непиз тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп ишләнсун; униңға керубларниң сүритини чевәр қолларға нәпис қилип кәштиләп чиқарғузғин.
2Һәр бир йопуқниң узунлуғи жигирмә сәккиз гәз, кәңлиги төрт гәз болуп, һәр бир йопуқ охшаш чоң-кичикликтә болсун.
3Йопуқларниң бәши бир-биригә улансун, қалған бәш йопуқму һәм бир-биригә улансун.
4Сән улап чиқилған биринчи чоң парчиниң әң четидики қисмиға бир тәрипигә рәңги көк измә қадиғин, шуниңдәк улап чиқилған иккинчи чоң парчиниң әң четидикисиниң бир тәрипигиму һәм шундақ қилғин.
5Биринчи чоң парчиниң әң четидики қисмиға әллик измә қадиғин, иккинчи чоң парчиниң әң четидикисигиму әллик измә қадиғин. Измиләр бир-биригә удулмуудул болсун.
6Муқәддәс чедир бир пүтүн болсун үчүн алтундин әллик илғу ясап, икки чоң парчә йопуқни шу илғулар билән бир-биригә туташтурғин.
7Муқәддәс чедирни йепиш үчүн өшкә тивитидин йопуқларни ясиғин; йопуқтин он бир парчә ясиғин.
8Йопуқларниң һәр бириниң узунлуғи оттуз гәз, кәңлиги төрт гәз болуп, он бир йопуқниң һәммиси охшаш чоң-кичикликтә болсун.
9Йопуқларниң бәшини улап бир қилип, қалған алтә йопуқниму улап бир қилип, алтинчи йопуқни икки қат қилип, чедирниң алди тәрипигә саңгилитип қойғин.
10Сән биринчи улап чиқилған чоң парчиниң әң четидики қисмиға әллик измә, иккинчи улап чиқилған чоң парчиниң әң четидики қисмиға әллик измә қадиғин.
11Сән һәм мистин әллик илғу ясап, чедир бир пүтүн болсун үчүн уларни измиләргә өткүзүп икки чоң парчини улап қойғин.
12Лекин йопуқниң чедирниң кәйнидин ешип қалған қисми, йәни ешип қалған йерим парчиси чедирниң кәйни тәрипидә саңгилап турсун.
13Чедир йопуқлириниң чедирниң бойидин артуқ қисми, йәни у тәрипидин бир гәз, бу тәрипидин бир гәз, чедирниң икки тәрипидин саңгилап, уни толуқ япсун.
14Буниңдин башқа, чедирға қизил боялған қочқар терисидин йопуқ ясап япқин, андин униң үстидинму делфин терисидин ясалған йәнә бир йопуқни қаплиғин.
15Муқәддәс чедирниң тик тахтайлирини акатсийә яғичидин ясап тиклигин.
16Һәр бир тахтайниң узунлуғи он гәз, кәңлиги бир йерим гәз болсун.
17Һәр бир тахтайниң иккидин туруми болсун, һәр икки тахтай шулар билән бир-биригә четилсун; чедирниң барлиқ тахтайлирини шундақ ясиғин.
18Чедирниң тахтайлирини шундақ ясиғин; жигирмисини җәнуп тәрәпкә тиклигин;
19бу жигирмә тахтайниң тегигә күмүчтин қириқ тәглик ясиғин; бир тахтайниң астидики икки туруми үчүн иккидин тәглик, йәнә бир тахтайниң икки туруми үчүн иккидин тәглик ясиғин.
20Шуниңдәк чедирниң удул тәрипидә, йәни шимал тәрипидә жигирмә тахтай болсун;
21буларниң қириқ тәглиги күмүчтин болсун; бир тахтайниң тегигә иккидин тәглик, йәнә бир тахтайниң тегигә иккидин тәглик орунлаштурулсун.
22Чедирниң кәйни тәрипигә, йәни ғәрип тәрәпкә алтә тахтай ясап тиклигин.
23Чедирниң кәйни тәрипидики икки булуңға икки тахтай ясап орнатқин.
24Бу булуң тахтайлири астидин үстигичә икки қат қилинип тахтайларни өз ара четиштурсун, үсти бир һалқиға бекитилсун. Һәр иккиси шундақ қилинип, икки булуңға тикләнсун.
25Арқа тәрәптә сәккиз тахтай болиду, уларниң күмүчтин ясалған он алтә тәглиги болиду; бир тахтайниң тегидә икки тәглик, йәнә бир тахтайниң тегидә икки тәглик болиду.
26Буниңдин башқа сән акатсийә яғичидин балдақ ясиғин; чедирниң бу тәрипидики тахтайларға бәш балдақни,
27чедирниң у тәрипидики тахтайларға бәш балдақни, чедирниң арқа тәрипидики тахтайларға, йәни ғәрип тәрипидики тахтайларға бәш балдақни ясиғин.
28Тахтайларниң оттурисидики оттура балдақ бу тәрәптин у тәрәпкә йетидиған болсун.
29Тахтайларни алтун билән қаплап, балдақлар өткүзүлидиған һалқиларни алтундин ясап, балдақларни алтун билән қаплиғин.
30Чедирни саңа тағда аян қилинған нусха бойичә ясап тиклигин.
31Сән непиз тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп ишләнгән бир пәрдә ясиғин; уни чевәр қоллар керубларниң сүритини нәпис қилип чүшүрүп кәштиләп чиқсун.
32Уни акатсийә яғичидин ясалған төрт хадиға есип қойғин. Бу хадилар алтун билән қаплансун, һәр бириниң алтун илмики болсун; хадилар күмүчтин ясалған төрт тәгликгә орнитилсун.
33Пәрдә чедир йопуғидики илмәкләргә есилип саңгилитип қоюлсун; андин һөкүм-гувалиқ сандуғини шу йәргә кәлтүрүп, пәрдиниң ичигә елип киргин. Шуниң билән пәрдә силәр үчүн муқәддәс җай билән әң муқәддәс җайниң оттурисидики бир айрима пәрдә болсун.
34Андин сән «кафарәт тәхти»ни әң муқәддәс җайдики һөкүм-гувалиқ сандуғиниң үстигә қойғин.
35Ширә болса пәрдиниң тешиға орунлаштурулсун; чирақданни ширәниң удулиға, чедирниң җәнуп тәрипигә қойғин; ширәни шимал тәрипигә қойғин.
36Буниңдин башқа сән чедирниң кириш еғизиға непиз тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп ишләнгән бир пәрдә ясиғин; у кәштичи тәрипидин кәштиләнсун.
37Бу пәрдә үчүн акатсийә яғичидин бәш хада ясап, уларни алтун билән қаплиғин; һәр бириниң алтун илмики болсун; уларниң тегигә бәш данә тәгликни мистин қуюп тәйярлатқин.