1Пәрвәрдигар Мусаға:
2— Сән Исраилларға: «Силәр бурулуп Мигдол билән деңизниң арилиғидики Пи-Һаһиротниң алдиға берип чедир тикиңлар; Баал-Зефонниң удулидики деңизниң бойида чедир тикиңлар», дегин.
3Шуниң билән Пирәвн: «Исраиллар зиминда езип қалди, чөлниң ичидә қамилип қалди» дәп ойлайду;
4Исраилларни қоғлисун дәп Мән Пирәвнниң көңлини қаттиқ қилимән; шундақ қилип, Мән Пирәвн вә униң пүткүл қошунлири арқилиқ Өз улуқлуғумни аян қилимән; вә мисирлиқлар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билиду, — деди. Исраиллар Худаниң сөзи бойичә қилди.
5«У хәлиқ қечип кәтти» дәп Мисирниң падишаһиға хәвәр бериливиди, Пирәвн билән әмәлдарлири хәлиқ тоғрисидики қараридин йенип: «Исраилларни қуллуқтин қоювәткинимиз, бу зади немә қилғинимиз?!» — дейишти.
6Пирәвн дәрһал җәң һарвусини қоштуруп, өз хәлқини башлап йолға чиқти.
7У йәнә алтә йүз хилланған җәң һарвуси, шундақла Мисирдики барлиқ җәң һарвулирини жиғдуруп, уларниң һәр биригә ләшкәр башлиқлирини олтарғузуп елип маңди.
8Пәрвәрдигар Мисирниң падишаһи Пирәвнниң көңлини қаттиқ қилғини үчүн, у Исраилларни қоғлиди. Бу чағда Исраиллар қоллирини егиз көтиришкән һалда Мисирдин чиқип болған еди.
9Мисирлиқларниң һәммиси йәни Пирәвнниң барлиқ атлири билән җәң һарвулири, атлиқ ләшкәрлири билән пүткүл қошуни уларни қоғлап, Исраиллар деңиз бойиға чедир тиккән җайда, йәни Пи-Һаһиротниң йенида, Баал-Зефонниң удулида уларға йетишти.
10Пирәвн йеқинлашқанда, Исраиллар бешини көтирип қаривиди, мана, мисирлиқлар уларниң арқисидин жүрүш қилип қоғлап келивататти! Шуни көргәндә Исраиллар толиму қорқушуп, Пәрвәрдигарға нида-пәряд көтәрди.
11Улар Мусаға: — Мисирда гөристан тепилмасмиди, сән бизни чөлдә өлсун дәп мошу йәргә елип кәлдиңғу?! Бизни Мисирдин елип чиқип, бизгә мундақ қилғиниң немиси?!
12Мисирда турған вақтимизда биз саңа: «Бизни мисирлиқларниң қуллуғида болушимизға қойғин, биз билән кариң болмисун» дәп ейтмиғанмидуқ? Мисирлиқларниң қуллуғида болғинимиз чөлгә келип өлгинимиздин әвзәл болатти! — деди.
13Буниң билән Муса хәлиққә: — Қорқмай, тик туруңлар, Пәрвәрдигарниң бүгүн силәргә жүргүзидиған ниҗатини көрисиләр; чүнки силәр бүгүн көргән мисирлиқларни иккинчи көрмәйсиләр.
14Пәрвәрдигар силәр үчүн җәң қилиду, лекин силәр болсаңлар җим турсаңларла болди, деди.
15Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Немишкә сән Маңа пәряд көтирисән? Исраилларға: «Алдиға меңиңлар» дәп буйруғин.
16Лекин сән һасаңни көтирип қолуңни деңизға узитип, уни иккигә бөлгин; шундақта, Исраиллар деңизниң оттурисидин қуруқ йәр билән өтүп кетиду.
17Мана, Мән уларни қоғлисун дәп мисирлиқларниң көңүллирини қаттиқ қилимән, шуниң билән Мән Пирәвн вә униң пүткүл қошуни, җәң һарвулири вә атлиқлири арқилиқ Өз улуқлуғимни аян қилимән.
18Шундақ қилип, Мән Пирәвн вә униң җәң һарвулири вә атлиқлири арқилиқ Өз улуқлуғимни аян қилғинимда, мисирлиқлар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билиду, деди.
19Исраилниң қошуниниң алдида жүрүватқан Худаниң Пәриштиси әнди уларниң кәйнигә өтти; шуниңдәк уларниң алдида маңған булут түврүгиму уларниң кәйнигә йөткилип,
20мисирлиқларниң чедиргаһи билән Исраилниң чедиргаһиниң арилиғида тохтиди; бу булут бир тәрәптә қараңғулуқ чүшүрүп, йәнә бир тәрәптә кечини йорутти. Буниң билән пүтүн бир кечә бир қошун йәнә бир қошунға йеқин келәлмиди.
21Муса қолини деңизниң үстигә узатти; Пәрвәрдигар пүтүн кечә шәриқтин күчлүк бир шамал чиқирип, деңизниң сүйини кәйнигә яндурди; У суни яндуруп деңизни қуруқ йәр қилди, сулар иккигә бөлүнди.
22Шу тәриқидә Исраиллар деңизниң оттурисидики қуруқ йәрдин меңип, өтүп кәтти; сулар болса уларниң оң вә сол йенида көтирилип тамдәк туратти.
23Амма мисирлиқлар уларни қоғлап келивататти — Пирәвнниң барлиқ атлири, җәң һарвулири вә атлиқ ләшкәрлири уларниң кәйнидин деңизниң оттурисиғичә кәлди.
24Таң атқанда шундақ болдики, Пәрвәрдигар от билән булут түврүгидә туруп мисирлиқларниң қошуниға қариди вә мисирлиқларниң қошуниға паракәндичилик чүшүрди.
25У уларниң һарвулириниң чақлирини патқузуп, һайдап меңишини мүшкүл қилди. Мисирлиқлар: — Жүрүңлар, Исраилниң алдидин қачайли, чүнки Пәрвәрдигар улар үчүн мисирлиқларға қарши җәң қиливатиду, — дейишити.
26Пәрвәрдигар Мусаға: — Сулар йенип мисирлиқларниң үстигә, уларниң җәң һарвулириниң үстигә вә атлиқлириниң үстигә еқип берип, уларни чөктүрүвәтсун дәп қолуңни деңизниң үстигә узатқин, — деди.
27Муса қолини деңизниң үстигә узитивиди, таң атқанда деңизниң сүйи йәнә әслий һалитигә йенип кәлди. Қечиватқан мисирлиқлар еқинға қарши жүгүрүшти, Пәрвәрдигар уларни деңизниң оттурисида моллақ атқузди.
28Су әслигә йенип келип, җәң һарвулири билән атлиқларни, йәни Исраилларниң арқидин қоғлап деңизға киргән Пирәвнниң пүткүл қошунини ғәриқ қиливәтти; улардин бириму сақ қалмиди.
29Лекин Исраиллар деңизниң оттурисидики қуруқ йәр билән меңип өтүп кәтти; сулар уларниң оң вә сол йенида көтирилип тамдәк туратти.
30Шу тәриқидә Пәрвәрдигар у күни Исраилларни мисирлиқларниң қолидин қутқузди; Исраиллар мисирлиқларниң деңизниң бойида өлүк ятқинини көрди.
31Исраил хәлқи Пәрвәрдигарниң мисирлиқларға ишләткән зор қудритини көрүп, Пәрвәрдигардин қорқти; улар Пәрвәрдигарға вә униң қули Мусаға ишәнди.