Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Самуил «1» - Самуил «1» 2

Самуил «1» 2:2-27

Help us?
Click on verse(s) to share them!
2Пәрвәрдигардәк муқәддәс болғучи йоқтур; Чүнки Сәндин башқа һеч ким йоқ, Худайимиздәк һеч уюлташ йоқтур.
3И инсанлар, кибирлик сөзлириңларни көпәйтивәрмәңлар, Йоған гәпләрни ағзиңлардин чиқармаңлар; Чүнки Пәрвәрдигар билим-һидайәтгә егә Худадур. Инсанларниң әмәллири Униң тәрипидин таразида тартилиду.
4Палванларниң оқ-ялири сундурилди; Лекин путлишип жиқилғанларниң бели болса қудрәт билән бағланди.
5Қосиғи тоқ болғанлар нан тепиш үчүн өзини ялланмилиққа бәрди; Лекин ач қалғанлар һазир ач қалмиди; Һәтта туғмас аял йәттини туғиду; Лекин көп балилиқ болған солишип кетиду.
6Пәрвәрдигар һәм өлтүриду, һәм һаят бериду; У адәмни тәһтисараға чүшүриду, у йәрдин йәнә турғузиду;  
7Пәрвәрдигар адәмни һәм намрат қиливетиду, һәм бай қилиду; У кишини һәм пәс қилиду, һәм егиз көтириду.
8У өзи мискинни топидин қопуриду, Қиғлиқтин йоқсулни көтириду; Уларни есилзадиләр арисида тәң олтарғузиду; Уларни шан-шәрәплик тәхтигә мирас қилдуриду; Чүнки йәрниң түврүклири Пәрвәрдигарниңкидур; У Өзи дунияни уларниң үстигә салған еди.
9Өз муқәддәс бәндилириниң путлирини У мәзмут қилиду; Амма рәзилләр болса, қараңғуда шүк қилиниду; Чүнки һеч ким өз қудрити билән нусрәт тапмайду.
10Пәрвәрдигар билән қаршилашқанлар парә-парә қиливетилиду; У Өзи асманлардин уларға қарши гүлдүрләйду. Пәрвәрдигар йәр йүзиниң чәтлиригичә һөкүм чиқириду; У Өзи тиклигән падишаһға қудрәт бериду, У Өзи мәсиһлигининиң мүңгүзини егиз көтириду!».  
11Әлканаһ болса Рамаһдики өз өйигә йенип барди. Бала болса әлиниң қешида Пәрвәрдигарға хизмәт қилип қалди.
12Амма Әлиниң оғуллири интайин яман кишиләрдин болуп, Пәрвәрдигарни тонумайтти.
13Каһинларниң хәлиқләргә мундақ адити болған: — Бириси қурбанлиқ қилип, гөш қайнап пишиватқанда каһинниң хизмәткари келип үч тиллиқ чаңгакни қолида тутуп
14даш, қазан, даңқан яки кориниң ичигә санҗип, чаңгакқа немә елинған болса каһин шуни өзигә алатти. Уларниң Шилоһға қурбанлиқ қилғили кәлгән һәммә Исраилларға шундақ адити болған.
15Шундақла һәтта яғни көйдүрмәстә каһинниң хизмәткари келип қурбанлиқ қиливатқан адәмгә: — Каһинға кавап үчүн гөш бәргин, чүнки у сәндин қайнап пишқан гөш қобул қилмайду, бәлки хам гөш лазим, дәйтти.
16Әгәр қурбанлиқ қилғучи униңға: — Авал йеғи көйдүрүлүп болсун, андин немини халисаң шуни алғин, десә, у: — Болмайду, маңа дәрһал бәр! Болмиса мәҗбурий алимән, дәйтти;
17Шундақ қилип бу икки яшниң гунайи Пәрвәрдигарниң алдида толиму еғир болған еди; чүнки униң сәвәвидин хәқ Пәрвәрдигарға атиған қурбанлиқлар көзгә илинмайвататти.
18Амма Самуил нарәсидә бала болуп канаптин тоқулған бир әфодни кийип Пәрвәрдигарниң алдида хизмәт қилатти.
19Буниңдин башқа униң аниси һәр жилда униңға бир кичик тон тикип, һәр жиллиқ қурбанлиқни қилғили ери билән барғанда алғач келәтти.
20Әли Әлканаһ вә аялиға бәхит тиләп дуа қилип: — «Аялиңниң Пәрвәрдигарға беғишлиғининиң орниға саңа униңдин башқа нәсил бәргәй, деди. Андин бу иккиси өз өйигә янди.
21Шуниң билән Пәрвәрдигар Һаннаһни йоқлап бәрикәтләп, у һамилдар болуп җәмий үч оғул вә икки қиз туғди. Кичик Самуил болса Пәрвәрдигарниң алдида туруп өсүвататти.
22Әли бәк қерип кәткән еди. У оғуллириниң пүткүл Исраилға һәммә қилғанлирини аңлиди һәм җамаәт чедириниң ишигидә хизмәт қилидиған аяллар билән ятқининиму аңлиди.
23У уларға: — Силәр немә үчүн шундақ ишларни қилисиләр? Чүнки бу хәлиқниң һәммисидин силәрниң яманлиғиңларни аңлаватимән, деди.
24Болмайду, и оғуллирим! Мән аңлиған бу хәвәр яхши әмәс, Пәрвәрдигарниң хәлқини аздурупсиләр.
25Әгәр бир адәм йәнә бир адәмгә гуна қилса, башқа бириси униң үчүн Худадин рәһим сориса болиду; лекин әгәр бириси Пәрвәрдигарға гуна қилса, ким униң гунайини тилийәләйду? — деди. Лекин улар атисиниң сөзигә қулақ салмиди; чүнки Пәрвәрдигар уларни өлтүрүшни нийәт қилған еди.
26Амма Самуил дегән бала өсүвататти, Пәрвәрдигар һәм адәмләрниң алдида илтипат тапқан еди.
27Худаниң бир адими Әлиниң йениға келип мундақ деди: — Пәрвәрдигар шундақ дәйду: «Мисирда, Пирәвнниңкидә турғанда Өзүмни атаңниң җәмәтигә очуқ аян қилмидимму?

Read Самуил «1» 2Самуил «1» 2
Compare Самуил «1» 2:2-27Самуил «1» 2:2-27