Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «2» - Падишаһлар «2» 10

Падишаһлар «2» 10:7-27

Help us?
Click on verse(s) to share them!
7Хәт уларға тәккәндә улар шаһзадиләрни, йәтмишәйләнниң һәммисини өлтүрүп, башлирини севәтләргә селип, Йизрәәлгә Йәһуға әвәтти.
8Бир хәвәрчи келип Йәһуға: Улар шаһзадиләрниң башлирини елип кәлди, дәп хәвәр бәргәндә, у: Уларни икки дога қилип, дәрвазиниң алдида әтә әтигәнгичә қоюңлар, деди.
9Әтигәндә у чиқип, у йәрдә туруп пүткүл халайиққа: Силәр бегунасиләр; мана, мән өзүм ғоҗамға қәст қилип уни өлтүрдүм; лекин буларниң һәммисини ким чепип өлтүрди?
10Әнди шуни билиңларки, Пәрвәрдигарниң һеч сөзи, йәни Пәрвәрдигар Аһабниң җәмәти тоғрисида ейтқинидин һеч бир сөз йәрдә қалмайду. Чүнки Пәрвәрдигар Өз қули Илияс арқилиқ ейтқиниға әмәл қилди, — деди.
11Андин кейин Йәһу Йизрәәлдә Аһабниң җәмәтидин қалғанларниң һәммиси, униң тәрипидики барлиқ әрбаблар, дост-ағинилири вә каһинлирини һеч кимни қалдурмай өлтүрди.
12Андин у орнидин туруп, Самарийәгә барди. Йолда кетиветип «падичиларға тәвә Бәйт-Әкәд»кә йәткәндә
13Йәһу Йәһуда падишаһи Аһазияниң қериндашлири билән учрашти. У улардин: Силәр ким? — дәп сориди. «Аһазияниң қериндашлири, падишаһниң оғуллири вә ханишниң оғуллиридин һал сориғили баримиз, деди.  
14У: Уларни тирик тутуңлар! дәп буйруди. Андин адәмлири уларни тирик тутти, андин һәммисини Бәйт-Әкәдниң қудуғиниң йенида өлтүрүп, уларниң һеч бирини қоймиди. Улар җәмий қириқ икки адәм еди.
15У у йәрдин кетип барғанда униң алдиға чиққан Рәкабниң оғли Йәһонадабқа йолуқти. У униңға салам қилип: Мениң көңлүм саңа садиқ болғандәк, сениң көңлүңму маңа садиқму? — деди. Садиқ, деди Йәһонадаб. Йәһу: — Ундақ болса қолуңни маңа бәргин, деди. У қолини беривиди, Йәһу уни җәң һарвусиға елип чиқип, өз йенида җай берип
16униңға: Мән билән берип, Пәрвәрдигарға болған қизғинлиғимни көргин, деди. Шуниң билән у уни җәң һарвусиға олтарғузуп һайдап маңди.
17У Самарийәгә кәлгәндә Аһабниң җәмәтидин Самарийәдә қалғанларниң һәммисини қирип түгәткичә өлтүрди. Бу иш Пәрвәрдигарниң Илиясқа ейтқан сөзиниң әмәлгә ашурулуши еди.
18Андин Йәһу һәммә халайиқни жиғдуруп, уларға мундақ деди: — Аһаб Баалниң хизмитини аз қилған, лекин Йәһу униң хизмитини көп қилиду.
19Буниң үчүн Баалниң барлиқ пәйғәмбәрлирини, униң қуллуғида болғанларниң һәммиси билән барлиқ каһинлирини маңа чақириңлар; һеч ким қалмисун, чүнки Баалға чоң қурбанлиқ сунғум бар; һәр ким һазир болмиса җенидин мәһрум болиду, деди. Лекин Йәһу бу ишни баалпәрәсләрни йоқитиш үчүн һейлигәрлик билән қилди.
20Шуниң билән Йәһу: Баалға хас бир һейт бекитиңлар, девиди, улар шундақ елан қилди.
21Йәһу пүткүл Исраилға тәклип әвәткәндә, барлиқ баалпәрәсләр кәлди; улардин һеч бири кам қалмай кәлди. Улар Баалниң бутханисиға кирди; шуниң билән Баалниң бутханиси бу бешидин йәнә бир бешиғичә лиқ толди.
22У мурасим кийими бегигә: Һәммә Баалпәрәсләргә ибадәт кийимлирини әчиқип бәр, девиди, у кийимләрни уларға әчиқип бәрди.
23Йәһу билән Рәкабниң оғли Йәһонадаб Баалниң бутханисиға кирип баалпәрәсләргә: Тәкшүрүп беқиңлар, бу йәрдә Пәрвәрдигарниң бәндилиридин һеч бири болмисун, бәлки пәқәт баалпәрәсләр болсун, деди.
24Улар тәшәккүр қурбанлиқлири билән көйдүрмә қурбанлиқларни өткүзгили кирди. Йәһу сәксән адимини тешида қоюп уларға: Мән силәрниң илкиңларға тапшурған бу адәмләрдин бириси қолуңлардин қечип кәтсә, җениниң орнида җан берисиләр, деди.
25Улар көйдүрмә қурбанлиқни өткүзүп болушиғила, Йәһу орда пасибанлири вә сәрдарларға: Кирип уларни қәтл қилип, һеч кимни чиққили қоймаңлар, дәп буйруди. Шуниң билән орда пасибанлири билән сәрдарлар уларни қилич биси билән қәтл қилип, өлүкләрни шу йәргә ташливәтти. Андин Баалниң бутханисиниң ичкиригә кирип
26бут түврүкләрни Баалниң бутханисидин елип чиқип көйдүрүвәтти.
27Улар йәнә Баалниң түврүк-һәйкилини чеқип, Баалниң бутханисини жиқитип уни бүгүнгә қәдәр һаҗәтханиға айландурди.

Read Падишаһлар «2» 10Падишаһлар «2» 10
Compare Падишаһлар «2» 10:7-27Падишаһлар «2» 10:7-27