1Йәһуда падишаһи Йәһошафатниң сәлтәнитиниң он сәккизинчи жили, Аһабниң оғли Йәһорам Самарийәдә Исраилға падишаһ болуп, он икки жил сәлтәнәт қилди.
2У өзи Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилатти, лекин атиси билән аниси қилған дәриҗидә әмәс еди. У атиси ясатқан «Баал түврүги»ни елип ташлиди.
3Лекин у Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналирида чиң туруп, улардин һеч янмиди.
4Моабниң падишаһи Меша наһайити чоң қойчи еди; у Исраилниң падишаһиға йүз миң қоза һәм йүз миң қочқарниң жуңини олпан қилатти.
5Әнди шундақ болдики, Аһаб өлүп кәткәндин кейин Моабниң падишаһи Исраилниң падишаһиға йүз өрүди.
6У вақитта Йәһорам падишаһ Самарийәдин чиқип һәммә Исраилни җәң үчүн едитлиди.
7У йәнә адәм әвитип Йәһуданиң падишаһи Йәһошафатқа хәвәр берип: Моабниң падишаһи мәндин йүз өриди; Моаб билән соқушқили чиқамсән? — деди. У: Чиқимән; биздә мениң-сениң дәйдиған гәп йоқтур, мениң хәлқим сениң хәлқиңдур, мениң атлирим сениң атлириңдур, деди.
8У йәнә: Қайси йол билән чиқайли, дәп сориди. Йәһорам: Биз Едом чөлиниң йоли билән чиқайли, дәп җавап бәрди.
9Андин Исраилниң падишаһи билән Йәһуданиң падишаһи Едомниң падишаһиға қошулуп маңди. Улар йәттә күн айлинип жүрүш қилғандин кейин, қошун вә улар елип кәлгән ат-улақларға су қалмиди.
10Исраилниң падишаһи: Апла! Пәрвәрдигар биз үч падишаһни Моабниң қолиға чүшсун дәп, бир йәргә җәм қилған охшайду, деди.
11Лекин Йәһошафат: Пәрвәрдигардин йол соришимиз үчүн бу йәрдә Пәрвәрдигарниң бир пәйғәмбири йоқму? — деди. Исраилниң падишаһиниң чакарлиридин бири: Илиясниң қолиға су қуюп бәргән Шафатниң оғли Елиша бу йәрдә бар, деди.
12Йәһошафат: Пәрвәрдигарниң сөз-калами униңда бар, деди. Шуниң билән Исраилниң падишаһи билән Йәһошафат вә Едомниң падишаһи униң қешиға чүшүп барди.
13Елиша Исраилниң падишаһиға: — Мениң сениң билән немә карим! Өз атаңниң пәйғәмбәрлири билән анаңниң пәйғәмбәрлириниң қешиға барғин, деди. Исраилниң падишаһи: Ундақ демигин; чүнки Пәрвәрдигар бу үч падишаһни Моабниң қолиға тапшуруш үчүн җәм қилған охшайду, — деди.
14Елиша: Мән хизмитидә туруватқан Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, әгәр Йәһуданиң падишаһи Йәһошафатниң һөрмитини қилмиған болсам, сени көзгә илмиған яки саңа қаримиған болаттим.
15Лекин әнди берип бир сазчини маңа елип келиңлар, — деди. Сазчи саз чалғанда, Пәрвәрдигарниң қоли униң үстигә чүшти.
16У: Пәрвәрдигар сөз қилип: «Бу вадиниң һәммә йеригә ора колаңлар» деди, — деди андин йәнә:
17— Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Силәр я шамал я ямғур көрмисәңларму, бу вади суға толуп, өзүңлар билән ат-улақлириңлар һәммиси су ичисиләр».
18Лекин бу Пәрвәрдигарниң нәзиридә кичик иш болуп, у Моабниму силәрниң қоллириңларға тапшуриду.
19Силәр барлиқ мустәһкәм шәһәрләрни вә барлиқ есил шәһәрләрни бөсүп өтүп, барлиқ яхши дәрәқләрни кесип ташлап, һәммә булақларни тиндуруп, һәммә мунбәт екинзарлиқни ташлар билән қаплап харап қилисиләр» — деди.
20Вә әтиси әтигәнлик қурбанлиқ сунулған вақтида, мана, су Едом зимини тәрәптин еқип келип, һәммә йәрни суға тошқузди.
21Амма Моабларниң һәммиси: Падишаһлар биз билән җәң қилғили чиқипту, дәп аңлиған болуп, савут-қалқан көтирәлигидәк чоң-кичик һәммиси чегарада тизилип сәптә турди.
22Улар әтиси сәһәрдә қопуп қариса, күн нури уларниң удулидики су үстигә чүшкән еди; күнниң шолисида су уларға қандәк көрүнди. Улар: —
23Бу қан екән! Падишаһлар урушуп бир-бирини қирған охшайду. И Моаблар! Дәрһал олҗиниң үстигә чүшүп бөлишивалайли! деди.
24Лекин улар Исраилниң ләшкәргаһиға йәткәндә, Исраиллар орнидин қопуп Моабларға һуҗум қилиши билән улар бәдәр қачти. Исраиллар уларни сүрүп-тоқай қиливәтти.
25Улар шәһәрләрни вәйран қилип, һәр бир адәм таш елип, һәммә мунбәт екинзарлиқни толдурувәткичә таш ташлиди. Улар һәммә булақ-қудуқларни тиндуруп, һәммә яхши дәрәқләрни кесивәтти. Улар Кир-Һарәсәт шәһиридики ташлардин башқа һеч немини қалдурмиди. Шу шәһәргә болса, салға атқучилар униңға чөргиләп һуҗум қилди.
26Моабниң падишаһи җәңниң өзигә зиядә қаттиқ кәлгинини көрүп өзи билән йәттә йүз қиличвазни елип Едомниң падишаһиға һуҗум қилип бөсүп өтүшкә атланди; лекин улар бөсүп өтәлмиди.
27Шуниң билән тәхтигә варислиқ қилғучи тунҗа оғлини елип, сепилниң төписидә уни көйдүрмә қурбанлиқ қилди. У вақитта Исраил Пәрвәрдигарниң қаттиқ қәһригә учриған еди. Шуниң билән бу үч падишаһ Моаб падишаһдин айрилип, һәр қайсиси өз жутиға кетишти.