1Пәрвәрдигар Илиясни қара қуюнда асманға көтәрмәкчи болған вақитта Илияс билән Елиша Гилгалдин чиқип кетивататти.
2Илияс Елишаға: — Сәндин өтүнимән, бу йәрдә қалғин; чүнки Пәрвәрдигар мени Бәйт-Әлгә маңғузди. Елиша: Пәрвәрдигарниң һаяти билән, вә сениң һаятиң билән қәсәм қилимәнки, сениңдин һәргиз айрилмаймән! деди. Шуниң билән улар Бәйт-Әлгә чүшүп кәлди.
3У вақитта Бәйт-Әлдики пәйғәмбәр шагиртлири Елишаниң қешиға келип униңға: Биләмсән, Пәрвәрдигар бүгүн ғоҗаңни сәндин елип кетиду? — деди. У: Билимән; шүк туруңлар, деди.
4Илияс Елишаға: — Сәндин өтүнимәнки, бу йәрдә қалғин; чүнки Пәрвәрдигар мени Йерихоға маңғузди. Елиша: Пәрвәрдигарниң һаяти билән, вә сениң һаятиң билән қәсәм қилимәнки, сениңдин һәргиз айрилмаймән, деди. Шуниң билән улар иккиси Йерихоға барди.
5У вақитта Йериходики пәйғәмбәр шагиртлири Елишаниң қешиға келип униңға: Биләмсән, Пәрвәрдигар бүгүн ғоҗаңни сәндин елип кетиду? — деди. У: Билимән; шүк туруңлар, деди.
6Илияс Елишаға: — Сәндин өтүнимәнки, бу йәрдә қалғин; чүнки Пәрвәрдигар мени Иордан дәриясиға маңғузди, деди. Елиша: Пәрвәрдигарниң һаяти билән, вә сениң һаятиң билән қәсәм қилимәнки, сениңдин һәргиз айрилмаймән, деди, шуниң билән улар иккиси меңивәрди.
7Әнди пәйғәмбәр шагиртлиридин әллик киши берип, уларниң удулида жирақтин қарап туратти. Амма у иккилән Иордан дәриясиниң бойида тохтап турди.
8Илияс йепинчисини қатлап, униң билән суни уривиди, су иккигә бөлүнүп турди; улар иккиси қуруқ йолдин өтти.
9Өтүп болғандин кейин Илияс Елишаға: Мән сәндин айрилмаста, сениң өзүң үчүн мәндин немә тилигиң болса, дәвәргин, деди. Елиша: Сениң үстүңдә турған Роһниң икки һәссиси үстүмгә қонсун, — деди.
10У: Бу тилигиңгә еришмәк қийиндур; мән сәндин елип кетилгән вақтимда, мени көрүп турсаң, саңа шундақ берилиду; болмиса, берилмәйду, — деди.
11Вә шундақ болдики, улар сөзлишип маңғанда, мана, отлуқ бир җәң һарвуси билән отлуқ атлар намайән болди; улар иккисини айривәтти вә Илияс қара қуюнда асманға көтирилип кәтти.
12Елиша буни көрүп: И атам, и атам, Исраилниң җәң һарвуси вә атлиқ әскәрлири! — дәп вақириди. Андин у уни йәнә көрәлмиди. У өз кийимини тутуп, уларни житип икки парчә қиливәтти.
13Андин у Илиясниң учисидин чүшүп қалған йепинчисини йәрдин елип, Иордан дәриясиниң қирғиқиға қайтип кәлди.
14У Илиясниң үстидин чүшүп қалған йепинчиси билән суни уруп: «Илиясниң Худаси Пәрвәрдигар нәдидур?», деди. Елиша суни шундақ урғанда су иккигә бөлүнди; Елиша судин өтүп кәтти.
15Йериходики пәйғәмбәр Шагиртлири қарши қирғақта туруп уни көрди вә: «Илиясниң роһи Елишаниң үстидидур» дәп униң алдиға берип, баш уруп тазим қилди.
16Улар униңға: Мана сениң кәминилириң арисида әллик әзимәт бар; өтүнимиз, булар ғоҗаңни издигили барсун. Пәрвәрдигарниң Роһи бәлким уни көтирип тағларниң бир йеридә яки җилғиларниң бир тәрипидә ташлап қойдимики, деди. Лекин у: Силәр һеч адәмни әвәтмәңлар, деди.
17Амма уларниң уни қиставериши билән у хиҗаләт болуп: Адәм әвәтиңлар, деди. Шуңа улар әллик кишини әвәтти; булар үч күн уни издиди, лекин һеч тапалмиди.
18Улар Елишаниң йениға қайтип кәлгәндә (у Йерихода турувататти) у уларға: Мән дәрвәқә силәргә «Издәп бармаңлар!» демидимму? — деди.
19Шәһәрдики адәмләр Елишаға: Ғоҗам көргәндәк, шәһәр өзи убдан җайдидур, лекин су начар вә тупрақ туғмастур, деди.
20У: Йеңи бир коза елип келип, ичигә туз қоюп, маңа бериңлар, деди. Улар уни елип келип униңға бәрди.
21У булақниң бешиға берип униңға тузни төкти вә: Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мән бу суларни сақайттим; әнди улардин қайта өлүм болмайду вә йәрниң туғмаслиғи болмайду» — деди.
22Худди Елишаниң ейтқан бу сөзидәк, у су таки бүгүнгә қәдәр пак болуп кәлди.
23Елиша Йериходин чиқип Бәйт-Әлгә барди. У йолда кетип барғанда, бәзи балилар шәһәрдин чиқип уни заңлиқ қилип: Чиқип кәт, и тақир баш! Чиқип кәт, и тақир баш! — дәп вақирашти.
24У бурулуп уларға қарап Пәрвәрдигарниң нами билән уларға ләнәт оқуди; шуниң билән орманлиқтин икки чиши ейиқ чиқип, балилардин қириқ иккини житивәтти.
25У у йәрдин кетип, Кармәл теғиға берип, у йәрдин Самарийәгә йенип барди.