1Елиша пәйғәмбәр пәйғәмбәрләрниң шагиртлиридин бирини чақирип, униңға: — «Белиңни бағлап бу май қачисини қолуңға елип, Гилеадтики Рамотқа барғин.
2У йәргә барғанда Нимшиниң нәвриси, Йәһошафатниң оғли Йәһуни тепип, өйигә кирип, уни өз бурадәрлири арисидин орнидин турғузуп, ичкирики өйгә башлап кир.
3Андин қачидики майни бешиға қуюп: Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән сени Исраилға падишаһ болушқа мәсиһ қилдим, дегин; шуни дәп болупла ишикни ечип, қечип чиққин, һаял болма» — деди.
4Шуниң билән шу яш пәйғәмбәр жигит Гилеадтики Рамотқа барди.
5У йәргә кәлгәндә, мана, қошунниң сәрдарлири у йәрдә олтиратти. У: — И сәрдар, саңа бир сөзүм бар, деди. Йәһу: — Қайсимизға? — дәп сориди. У: — Саңа, и сәрдар, деди.
6У қопуп өйгә кирди. Жигит бешиға майни қуюп униңға мундақ деди: Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән сени Пәрвәрдигарниң хәлқигә, йәни Исраилға падишаһ болушқа мәсиһ қилдим.
7Сән өз ғоҗаң Аһабниң җәмәтини йоқитисән; чүнки өз қуллирим пәйғәмбәрләрниң қени үчүн вә Пәрвәрдигарниң һәммә қуллириниң қени үчүн Йизәбәлдин интиқам алай.
8Аһабниң пүткүл җәмәти йоқилиду; Аһабниң җәмәтидин Исраилдики һәммә әркәкләрни һәтта аҗиз яки мәйип болсун һәммисини һалак қилимән.
9Мән Аһабниң җәмәтини Нибатниң оғли Йәробоамниң җәмәтидәк вә Ахияһниң оғли Баашаниң җәмәтидәк йоқ қилимән.
10Иштлар Йизәбәлни Йизрәәлдики шу парчә йәрдә йәйду. Һеч ким уни дәпнә қилмайду». Шуни дәп болупла жигит ишикни ечип қечип кәтти.
11Йәһу өз ғоҗисиниң хизмәткарлириниң қешиға йенип чиққанда, улар униңдин: — Һәммә иш течлиқму? Бу тәлвә сени немә иш билән издәп кәпту? — дәп сориди. У уларға: Силәр шу киши вә униң сәпсәтәлирини билисиләр, — деди.
12Улар: Ялған ейтма! Бизгә дәп бәргинә! девиди, у: — У маңа мундақ-мундақ дәп, Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сени Исраилниң үстидә падишаһ болушқа мәсиһ қилдим» дәп ейтти — деди.
13Шуниң билән уларниң һәммиси тонлирини селип, пәләмпәйдә йейип униңға паяндаз қилди. Улар канай челип: «Йәһу падишаһ болди!» дәп җакалашти.
14Шуниң билән Нимшиниң нәвриси, Йәһошафатниң оғли Йәһу Йорамни қәстлимәкчи болди. У вақитта Йорам билән барлиқ Исраиллар Гилеадтики Рамотта туруп, у җайни Сурийәниң падишаһи Һазаәлниң һуҗумидин муһапизәт қиливататти.
15Әнди Йорам падишаһ Сурийәниң падишаһи Һазаәл билән соқушқанда Сурийләрдин йегән зәхмидин сақийиш үчүн Йизрәәлгә йенип кәлгән еди. Йәһу болса өзигә әгәшкәнләргә: Силәргә лайиқ көрүнсә, Йизрәәлгә берип хәвәр бәргидәк һеч кимни шәһәрдин қачурмаңлар, дегән еди.
16Йәһу бир җәң һарвусини һайдап Йизрәәлгә барди, чүнки Йорам у йәрдә кесәл билән ятқан еди (Йәһуданиң падишаһи Аһазия Йорамни йоқлиғили чүшүп кәлгән еди).
17Әнди күзәтчи Йизрәәлниң мунарида туруп, Йәһу қатарлиқ бир топ адәмләрни көрди. У: «Бир топ адәмләрни көрдум» деди. Йорам: Бир атлиқ кишини уларниң алдиға әвәтиңлар, у улардин: — Һәммә иш течлиқму? — дәп сорисун, деди.
18Шуниң билән атлиқ бир киши уларниң алдиға берип: — Падишаһ, һәммә иш течлиқму, дәп сориди, деди. Йәһу: — Течлиқму, әмәсму, буниң билән немә кариң? Бурулуп мениң кәйнимдин маң, — деди. Күзәтчи падишаһқа хәвәр берип: — Хәвәрчи уларниң қешиға барди, лекин қайтип кәлмиди» — деди.
19Шуниң билән у йәнә бир атлиқ кишини маңдурди. У уларниң алдиға берип: — Падишаһ, һәммә иш течлиқму, дәп сориди, деди. Йәһу: — Течлиқму, әмәсму, буниң билән немә кариң? Бурулуп мениң кәйнимдин маң, деди.
20Күзәтчи падишаһқа хәвәр берип: — Хәвәрчи уларниң қешиға барди, лекин қайтип кәлмиди. Әнди уларниң һарву һайдиши Нимшиниң оғли Йәһуниң һайдишидәк екән, чүнки у тәлвиләрчә һайдайду, деди.
21Йорам: — Һарвуни қетиңлар, дәп буйрувиди, униң җәң һарвусини қетип тәйярлиди. Андин Исраилниң падишаһи Йорам билән Йәһуданиң падишаһи Аһазия, һәр бири өз җәң һарвусиға олтирип, Йәһуниң алдиға беришқа чиқти; улар униң билән Йизрәәллик Наботниң етизлиғида учрашти.
22Йорам Йәһуни көргәндә, «И Йәһу, һәммә иш течлиқму? дәп сориди. У: — Анаң Йизәбәлниң қилған бузуқчилиқлири вә җадугәрлиги шунчә җиқ турса, қандақму течлиқ болиду?! — деди.
23Шуниң билән Йорам һарвуни яндуруп Аһазияға: «И Аһазия, асийлиқ!» дәп вақирап бәдәр қачти.
24Йәһу оқясини қолиға елип, оқ селип Йорамниң кәйни тәрипидин униң икки мүрисиниң арилиғидин атти. Я оқи униң жүригидин тешип чиқти вә у өз һарвусиға жиқилип чүшти.
25Йәһу өз йенидики әмәлдари Бидкарға: Уни елип Йизрәәллик Наботниң етизлиғиға ташлиғин. Ядиңда болсунки, мән билән сән униң атиси Аһабниң кәйнидин биллә маңғанда, Пәрвәрдигар униң тоғрисида мундақ бир һөкүм-вәһийни ейтқан: —
26«Мән түнүгүн Наботниң қени билән униң оғуллириниң қенини көрдүм, дәйду Пәрвәрдигар: Мана бу қан қәрзини дәл бу етизлиқта саңа яндуримән, дәйду Пәрвәрдигар». Әнди Пәрвәрдигарниң шу сөзи бойичә, уни елип шу йәргә ташлиғин, — деди.
27Йәһуданиң падишаһи Аһазия буни көргәндә «Бағдики равақ йоли» билән қачти. Лекин Йәһу униң кәйнидин қоғлап: «Уни етиңлар!» дәп буйрувиди, улар уни Иблеамниң йенида, Гур егизлигигә чиққан йолда атти. У Мәгиддоғичә қечип у йәрдә өлди.
28Шуниң билән униң хизмәткарлири униң җәситини җәң һарвусиға селип, Йерусалимға елип берип, «Давутниң шәһири»дә ата-бовилириниң йениға өз қәбридә дәпнә қилди
29(Аһабниң оғли Йорамниң сәлтәнитиниң он биринчи жилида Аһазия Йәһудаға падишаһ болған еди).
30Йәһу әнди Йизрәәлгә кәлди, Йизәбәл шуни аңлап көзлиригә сүрмә сүрүп, чачлирини тарап, деризидин қарап туратти.
31Йәһу дәрвазидин киргәндә у униңға: И Зимри, өз ғоҗаңниң қатили, һәммә иш течлиқму? — дәп сориди.
32Йәһу бешини көтирип, деризигә қарап туруп: — Мән тәрәптә туридиған ким бар? дәп соривиди, икки-үч ағват деризидин униңға қариди.
33У: Шу аялни төвәнгә ташлаңлар, дейишигила, улар уни төвәнгә ташлиди. Шуниң билән униң қени һәм тамға һәм атларға чечилди. У уни атлириға дәсситип үстидин өтүп кәтти.
34Андин у өйгә кирип йәп-ичкәндин кейин: Бу ләнити аялниң җәситини тәкшүрүп, уни дәпнә қилиңлар. Чүнки немила болмисун у падишаһниң мәликисидур, деди.
35Лекин улар уни дәпнә қиливетәйли дәп беривиди, униң баш сүйиги, аяқлири вә қолиниң алқинидин башқа һеч йерини тапалмиди.
36Улар йенип келип бу хәвәрни униңға дегәндә у: — Бу иш Пәрвәрдигар Өз қули тишбилиқ Илияс арқилиқ ейтқан муну сөзиниң әмәлгә ашурулушидур: — «Иштлар Йизрәәлдики шу парчә йәрдә Йизәбәлниң гөшини йәйду.
37Йизәбәлниң өлүги сиртта, Йизрәәлдики шу парчә йәрдә қиғдәк йейилип кетиду вә шуниң билән һеч ким: «У Йизәбәл екән» дейәлмәйду» — деди.