Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «2»

Падишаһлар «2» 14

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Исраилниң падишаһи Йәһоаһазниң оғли Йоашниң сәлтәнитиниң иккинчи жилида Йәһудадики Йоашниң оғли Амазия Йәһудаға падишаһ болди.
2Падишаһ болғанда у жигирмә бәш яшқа киргән еди; у Йерусалимда жигирмә тоққуз жил сәлтәнәт қилди. Униң аниси Йерусалимлиқ Йәһоаддан еди.
3Амазия Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилатти, лекин әҗдати Давут қилғандәк әмәс, бәлки атиси Йоашниң барлиқ қилғанлири бойичә иш көрәтти.
4Пәқәт «жуқури җайлар»ла йоқитилмиди; хәлиқ йәнила «жуқури җайлар»ға чиқип қурбанлиқ қилип хушбуй яқатти.
5Вә шундақ болдики, сәлтәнити униң қолида муқим болғанда, у падишаһ атисини өлтүргән хизмәткарлирини тутуп өлтүрди.
6Лекин Мусаға чүшүрүлгән қанун китавида Пәрвәрдигарниң: «Атиларни оғуллири үчүн өлүмгә мәһкүм қилишқа болмайду я оғуллирини атилири үчүн өлүмгә мәһкүм қилишқа болмайду, бәлки һәр бири өз гунайи үчүн өлүмгә мәһкүм қилинсун» дәп пүтүлгән әмри бойичә, у өлтүргүчиләрниң балилирини өлүмгә мәһкүм қилмиди.
7У «Шор вадиси»да Едомийлардин он миң әскәрни өлтүрди вә җәң қилип Селани ишғал қилип уни Йоқтәәл дәп атиди; бүгүнгичә у шундақ атилип кәлмәктә.
8Андин кейин Амазия Исраилниң падишаһи Йәһуниң нәвриси, Йәһоаһазниң оғли Йәһоашниң алдиға әлчиләрни маңдуруп: «Қени, җәң мәйданида йүз туранә көрүшәйли» деди.
9Исраилниң падишаһи Йәһоаш Йәһуданиң падишаһи Амазияға әлчи әвәтип мундақ сөзләрни йәткүзди: — «Ливандики тикән Ливандики кедир дәриғигә сөз әвәтип: Өз қизиңни оғлумға хотунлуққа бәргин, деди. Лекин Ливандики бир явайи һайван өтүп кетиветип, тикәнни дәссивәтти.
10Сән дәрвәқә Едомниң үстидин ғәлибә қилдиң; көңлүңдә өз-өзүңдин мәғрурлинип кәттиң. Әнди яйрап пәхирлән, бирақ өйдә қалғин; немишкә бешиңға күлпәт кәлтүрүп, өзүңни вә өзүң билән Йәһудани балаға жиқитисән?».
11Амма Амазия қулақ салмиди. Исраилниң падишаһи Йәһоаш җәңгә чиқти; шуниң билән у Йәһуданиң падишаһи Амазия билән Йәһудадики Бәйт-Шәмәштә учришип соқушти.
12Йәһуданиң адәмлири Исраилниң адәмлири тәрипидин тирипирән қилинип, һәр бири өз өйигә қечип кәтти.
13Вә Исраилниң падишаһи Йәһоаш Бәйт-Шәмәштә Аһазияниң нәвриси, Йәһоашниң оғли, Йәһуданиң падишаһи Амазияни әсир қилип, Йерусалимға елип барди; у Йерусалимниң сепилиниң Әфраим дәрвазисидин тартип бүҗәк дәрвазисиғичә болған төрт йүз гәзлик бир бөлигини өрүвәтти.
14У Пәрвәрдигарниң өйидин һәмдә падишаһниң ордисидики ғәзнидин тепилған барлиқ алтун-күмүч, һәммә қача-қучиларни буливалди вә кепиллик сүпитидә бир нәччә тутқунни елип Самарийәгә йенип кәтти.
15Амма Йәһоашниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси, җүмлидин униң Йәһуданиң падишаһи Амазия билән җәң қилип көрсәткән қудрити «Исраил падишаһлириниң Тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
16Йәһоаш өз ата-бовилириниң арисида ухлиди вә Самарийәдә Исраилниң падишаһлириниң арисида дәпнә қилинди. Оғли Йәробоам униң орниға падишаһ болди.
17Исраилниң падишаһи Йәһоаһазниң оғли Йәһоаш өлгәндин кейин, Йәһоашниң оғли, Йәһуданиң падишаһи Амазия он бәш жил өмүр көрди.
18Әнди Амазияниң башқа әмәллири һәм қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?

19У Йерусалимда бәзиләр уни қәстләшкә киришкән еди, Лақиш шәһиригә қечип кәтти; лекин қәстлигүчиләр кәйнидин Лақишқа адәм әвәтип у йәрдә уни өлтүрди.
20Андин улар уни атларға артип Йерусалимға елип барди. У Йерусалимда ата-бовилириниң арисида «Давутниң шәһири»дә дәпнә қилинди.
21Йәһуданиң барлиқ хәлқи униң он алтә яшқа киргән оғли Азарияни тикләп, уни атиси Амазияниң орнида падишаһ қилди
22(падишаһ атиси ата-бовилириниң арисида ухлиғандин кейин, Елат шәһирини қайтидин ясап, Йәһудаға йәнә тәвә қилғучи дәл Азария еди).
23Йәһуданиң падишаһи Йоашниң оғли Амазияниң сәлтәнитиниң он бәшинчи жилида, Исраилниң падишаһи Йәһоашниң оғли Йәробоам һөкүм сүрүшкә башлап, Самарийәдә қириқ бир жил сәлтәнәт қилди.
24У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; у Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналириниң һеч бирини ташлимиди.
25Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң өз қули Гат-Һәфәрлик Амиттайниң оғли Юнус пәйғәмбәр арқилиқ ейтқан сөзи әмәлгә ашурулуп, у шималда Хамат райониға кириш еғизидин тартип җәнупта «Арабаһ деңизи»ғичә Исраилниң чегаралирини кеңәйтип әслигә кәлтүрди.   
26Чүнки Пәрвәрдигар Исраилниң тартқан азаплириниң интайин қаттиқ екәнлигини көрди; аҗизлар һәм мәйиплардин башқа һеч ким қалмиди, Исраилға мәдәткар йоқ еди.
27Пәрвәрдигар: «Исраилниң намини асманниң астидин йоқитимән» дегән әмәс еди; шуңа У Йәһоашниң оғли Йәробоамниң қоли билән уларни қутқузди.
28Әнди Йәробоамниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси, җүмлидин униң сәлтәнитиниң қудрити вә қандақ җәң қилип, әсли Йәһудаға тәвә болған Дәмәшиқ билән Хаматни яндурувалғанлиғи «Исраил падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
29Йәробоам ата-бовилири, йәни Исраилниң падишаһлириниң арисида ухлиди вә оғли Зәкәрия униң орнида падишаһ болди.