1Рәмалияниң оғли Пикаһниң он йәттинчи жилида, Йотамниң оғли Аһаз Йәһудаға падишаһ болди.
2Аһаз падишаһ болғанда жигирмә яшқа киргән болуп, Йерусалимда он алтә жил сәлтәнәт қилған еди. У атиси Давут қилғандәк әмәс, әксичә Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилмиди.
3У Исраилниң падишаһлириниң йолида маңатти, һәтта Пәрвәрдигар Исраилниң алдидин һайдап чиқарған әлләрниң жиркиничлик гуналириға әгишип, өз оғлини оттин өткүзүп көйдүрди.
4У «жуқури җайлар»да, дөңләрдә вә һәр бир көк дәрәқләрниң астида қурбанлиқ қилип, күҗә көйдүрәтти.
5Шу вақитта Сурийәниң падишаһи Рәзин билән Исраилниң падишаһи, Рәмалияниң оғли Пикаһ Йерусалимға һуҗум қилип, падишаһ Аһазни муһасиригә елип қоршивалғини билән, лекин уни мәғлуп қилалмиди.
6Әшу вақитта Сурийәниң падишаһи Рәзин Елат шәһирини Сурийәгә қайтурувалди вә шу йәрдә туруватқан Йәһудаларни һайдивәтти. Андин Сурийләр келип у йәрдә олтирақлашти; улар бүгүнгичә шу йәрдә турмақта.
7Аһаз Асурийәниң падишаһи Тиглат-Пиләсәргә әлчиләрни әвәтип: Мән силиниң қуллири, силиниң оғуллири болимән; маңа һуҗум қиливатқан Сурийәниң падишаһиниң қолидин вә Исраилниң падишаһиниң қолидин қутқузушқа чиққайла, деди.
8Шуни ейтип Аһаз Пәрвәрдигарниң өйи вә падишаһниң ордисидики ғәзниләрдики күмүч билән алтунни соға қилип, Асурийәниң падишаһиға әвәтти.
9Асурийәниң падишаһи униң тәливигә қошулди; шуниң билән Асурийәниң падишаһи Дәмәшиққә һуҗум қилип уни ишғал қилди; униңдики аһалини тутқун қилип Кир шәһиригә елип барди вә Рәзинни өлтүрди.
10Аһаз падишаһ әнди Асурийәниң падишаһи Тиглат-Пиләсәр билән көрүшкили Дәмәшиққә барди вә шундақла Дәмәшиқтики қурбангаһни көрди. Андин Аһаз падишаһ шу қурбангаһниң рәсимини, униң барлиқ ясилиш тәпсилатлириниң лайиһисини сизип, уни Урия каһинға йәткүзди.
11Шуниң билән Урия каһин Аһаз падишаһ Дәмәшиқтин әвәткән барлиқ тәпсилатлар бойичә бир қурбангаһ ясиди. Аһаз падишаһ Дәмәшиқтин йенип кәлмәстә, Урия каһин уни шундақ тәйяр қилған еди.
12Падишаһ Дәмәшиқтин йенип келип, қурбангаһни көрүп, қурбангаһқа берип, униң үстигә қурбанлиқ сунди;
13у қурбангаһниң үстигә көйдүрмә қурбанлиқ вә ашлиқ һәдийәсини көйдүрүп, «шарап һәдийә»сини төкүп, «енақлиқ қурбанлиғи»ниң қенини чачти.
14Шундақ қилип у Пәрвәрдигарниң һозуриниң алдидики мис қурбангаһни елип уни Пәрвәрдигарниң өйи билән өзиниң қурбангаһиниң оттурисидин өткүзүп, өз қурбангаһиниң шимал тәрипигә қойдурди.
15Аһаз падишаһ Урия каһинға буйруқ қилип: Мошу чоң қурбангаһ үстигә әтигәнлик көйдүрмә қурбанлиқ билән кәчлик ашлиқ һәдийәсини, падишаһниң көйдүрмә қурбанлиғи билән ашлиқ һәдийәсини, һәммә жутниң пүтүн хәлқиниң көйдүрмә қурбанлиғи, ашлиқ һәдийә вә шарап һәдийәлирини көйдүрүп сунисән. Көйдүрмә қурбанлиқларниң барлиқ қанлири вә башқа қурбанлиқларниң барлиқ қанлирини ушбу қурбанлиқниң үстигә төкисән. Мис қурбангаһ болса мениң йол соришим үчүн болсун, деди.
16Шуниң билән Урия каһин Аһаз падишаһ буйруғанниң һәммисини ада қилди.
17Аһаз падишаһ дас тәгликлиригә бекитилгән тахтайларни кесип аҗритип, дасларни тәгликлиридин еливәтти; у мис «деңиз»ни тегидики мис уйларниң үстидин көтирип елип, уни таш тахтайлиқ бир мәйданға қойдурди.
18У Асурийә падишаһини рази қилиш үчүн Пәрвәрдигарниң өйигә тутишидиған «Шабат күнидики айванлиқ йол» билән падишаһ ташқиридин киридиған йолни етивәтти.
19Аһазниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
20Аһаз өз ата-бовилири арисида ухлиди; у ата-бовилириниң арисида «Давутниң шәһири»дә дәпнә қилинди; оғли Һәзәкия орнида падишаһ болди.