Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «2»

Падишаһлар «2» 21

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Манассәһ падишаһ болғанда он икки яшта болуп, Йерусалимда әллик бәш жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Һәфзибаһ еди.
2У Пәрвәрдигар Исраилларниң алдидин һайдап чиқиривәткән ят әлликләрниң жиркиничлик адәтлиригә охшаш ишлар билән Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди.
3У атиси Һәзәкия бузуп йоқатқан «жуқури җайлар»ни қайтидин ясатти; у Баалға атап қурбангаһларни салдуруп, Исраилниң падишаһи Аһаб қилғандәк бир Ашәраһ мәбуд ясиди; у асмандики нурғунлиған ай-юлтузларға баш урди вә уларниң қуллуғиға кирди.   
4У Пәрвәрдигарниң өйидиму қурбангаһларни ясатти. Шу ибадәтхана тоғрилиқ Пәрвәрдигар: Мән Йерусалимда Мениң намимни қойимән, дегән еди.
5У Пәрвәрдигарниң өйиниң икки һойлисида «асманниң қошуни»ға қурбангаһларни атап ясатти.
6Өз оғлини оттин өткүзди; җадугәрчилик билән палчилиқ ишләтти, өзигә җинкәшләр билән әпсунчиларни бекитти; у Пәрвәрдигарниң нәзиридә сан-санақсиз рәзилликни қилип униң ғәзивини қозғиди.
7У ясатқан «Ашәраһ» ойма мәбудни Худаниң өйигә қойди. Шу өй тоғрилиқ Пәрвәрдигар Давутқа вә униң оғли Сулайманға: — «Бу өйдә, шундақла Исраилниң һәммә қәбилилириниң зиминлири арисидин Мән таллиған Йерусалимда Өз намимни әбәдгичә қалдуримән;
8әгәр Исраил пәқәт Мән уларға тапилиған барлиқ әмирләргә, йәни Өз қулум Муса уларға буйруған барлиқ қанунға мувапиқ әмәл қилишқа көңүл қойсила, Мән уларниң путлирини ата-бовилириға тәқсим қилған бу зиминдин қайтидин нери қилмаймән», дегән еди.
9Лекин улар қулақ салмайтти; шуңлашқиму, Манассәһ уларни шундақ аздурдики, улар Пәрвәрдигар Исраилларниң алдидин һалак қилған ят әлликләрдин ашуруп рәзиллик қилатти.
10Шуңа Пәрвәрдигар Өз қуллири болған пәйғәмбәрләрниң вастиси арқилиқ мундақ деди: —
11Йәһуданиң падишаһи Манассәһ бу жиркиничлик ишларни қилип, һәтта униңдин илгири өткән Аморийлар қилған барлиқ рәзилликтин зиядә рәзиллик қилип, униң бутлири билән Йәһуданиму гунаға аздурғини үчүн
12Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана, Йерусалим билән Йәһуданиң үстигә шундақ балаю-апәт кәлтүримәнки, кимки уни аңлисила қулақлири зиңилдап кетиду.
13Мән Самарийәни өлчигән тана вә Аһабниң җәмәтини тәкшүргән тик өлчигүч жип билән Йерусалимни тәкшүртимән; киши қачини чайқап сүрткәндин кейин дүм көмтүрүп қойғандәк, Йерусалимни чайқап өрүймән.
14Мән мирасимниң қалғанлиридинму ваз кечип, дүшмәнлириниң қолиға тапшуримән; уларни һәммә дүшмәнлиригә булаң-талаң объекти вә олҗа қилип беримән;
15Чүнки улар Мениң нәзиримдә рәзил болғанни қилип, уларниң ата-бовилири Мисирдин чиққан күндин тартип бүгүнгичә ғәзивимни қозғап кәлди».
16Манассәһ әнди пүткүл Йерусалимни бир четидин йәнә бир четигичә қанға толдуруп, көп наһәқ қан төккүзди вә охшашла өзи қиливатқан гунайи билән Йәһудаларни аздуруп, уларниң Пәрвәрдигарниң нәзиридики рәзилликни қилишиға сәвәп болди.
17Манассәһниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси, җүмлидин у садир қилған гуна «Йәһуда падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
18Манассәһ ата-бовилириниң арисида ухлиди вә өз өйиниң беғида, йәни Уззаһниң беғида дәпнә қилинди. Андин оғли Амон униң орнида падишаһ болди.

19Амон падишаһ болғанда жигирмә икки яшта болуп, Йерусалимда икки жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Мәшулләмәт еди; у Йотбаһлиқ Һарузниң қизи еди.
20Амон атиси Манассәһ қилғандәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилатти.
21У атиси маңған барлиқ йолларда маңатти; у атиси қуллуғида болған бутларниң қуллуғида болуп, уларға сәҗдә қилип,
22Пәрвәрдигарниң йолида жүрмәй, өз ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарни тәрк қилди.
23Әнди Амонниң хизмәткарлири падишаһни қәстләп, уни өз ордисида өлтүрди.
24Лекин жут хәлқи Амон падишаһни қәстлигәнләрниң һәммисини өлтүрди; андин жут хәлқи униң орнида оғли Йосияни падишаһ қилди.
25Амонниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
26У Уззаһниң беғида өз қәбридә дәпнә қилинди. Андин оғли Йосия униң орнида падишаһ болди.