Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «2»

Падишаһлар «2» 18

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Елаһниң оғли, Исраилниң падишаһи Һошияниң сәлтәнитиниң үчинчи жилида, Йәһуданиң сабиқ падишаһи Аһазниң оғли Һәзәкия Йәһудаға падишаһ болди.
2У падишаһ болғанда жигирмә бәш яшта болуп, Йерусалимда жигирмә тоққуз жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Аби еди; у Зәкәрияниң қизи еди.
3Һәзәкия болса атиси Давутниң барлиқ қилғинидәк, Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилатти.
4У «жуқури җайлар»ни йоқитип, «бут түврүкләр»ни чеқип «Ашәраһ»ларни кесип ташлап, Муса ясатқан мис иланни чеқип парә-парә қилип (чүнки у чаққичә Исраиллар униңға хушбуй яқатти), униңға «Нәһуштан!» дәп исим қойди.   
5Һәзәкия Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға таянди. Бу җәһәттә нә униңдин кейин кәлгән нә униңдин илгири өткән Йәһуда падишаһлириниң арисидики һеч бири униңға йәтмәйтти.
6У Пәрвәрдигарға чиң бағлинип униңға әгишиштин чиқмай, бәлки Пәрвәрдигар Мусаға буйруған әмирләрни тутатти.
7Пәрвәрдигар униң билән биллә еди; у қайсила ишқа чиқса шуниңда раваҗлиқ болатти. У Асурийә падишаһиниң һакимийитигә қарши чиқип униңға беқинди болуштин янди.
8У Филистийләргә һуҗум қилип уларни Газа шәһири вә униң әтрапидики зиминлириғичә, күзәт мунаридин мустәһкәм қорғанғичә бесип мәғлуп қилди.  
9Вә шундақ болдики, Һәзәкия падишаһниң сәлтәнитиниң төртинчи жилида, йәни Исраилниң сабиқ падишаһи Елаһниң оғли Һошияниң сәлтәнитиниң йәттинчи жилида, Асурийәниң падишаһи Шалманәзәр Самарийәгә һуҗум қилип уни қамал қилди.
10Үч жилдин кейин улар шәһәрни алди; Һәзәкияниң сәлтәнитиниң тоққузинчи жили, йәни Исраил падишаһи Һошияниң сәлтәнитиниң тоққузинчи жилида, Самарийә ишғал қилинди.
11Андин Асурийәниң падишаһи Исраилларни Асурийәгә елип кетип, уларни Халаһда, Гозандики Хабор дәриясиниң бойлирида вә Медиаларниң шәһәрлиридә маканлаштурди.
12Чүнки улар өз Худаси Пәрвәрдигарниң авазиға итаәт қилмиди, бәлки Униң әһдисигә, йәни Пәрвәрдигарниң қули Муса буйруғанниң һәммисигә хилаплиқ қилди; улар яки қулақ салмиди, яки әмәл қилмиди.
13Һәзәкия падишаһниң сәлтәнитиниң он төртинчи жили, Асурийәниң падишаһи Сәннахериб Йәһуданиң барлиқ қорғанлиқ шәһәрлиригә һуҗум қилип чиқип, уларни ишғал қилди.
14У вақитта Йәһуданиң падишаһи Һәзәкия Лақишқа адәм әвәтип, Асурийәниң падишаһиға: Мән гунакар! Мәндин чекингәйла, үстүмгә һәр немә чүшүрсилә шуни төләймән, — деди. Асурийәниң падишаһи Һәзәкияға үч йүз талант күмүч билән оттуз талант алтун тохтитип қойди.
15Һәзәкия Пәрвәрдигарниң өйидики вә падишаһниң ордисиниң ғәзнисидики барлиқ күмүчни елип бәрди.
16Шуниң билән бир вақитта Йәһуданиң падишаһи Һәзәкия Пәрвәрдигарниң өйиниң ишиклиридин вә өзи әслидә қаплатқан ишик кешәклиридин алтунни аҗритип елип, Асурийәниң падишаһиға бәрди.
17Шу чағда Асурийә падишаһи Сәннахериб Тартан, Раб-Сарис вә Раб-Шакәһлирини чоң қошун билән Лақиш шәһиридин Йерусалимға, Һәзәкияниң йениға әвәтти. Улар Йерусалимға чиқип кәлди. Чиққанда, улар кир жуйғучиларниң етизиниң бойидики йолда, жуқури көлчәкниң нориниң бешиға келип турди.
18Улар падишаһни чақирғанда, Һилқияниң оғли, ордини башқуридиған Елиаким, ординиң диванбеги Шәбна вә Асафниң оғли, орда мирзибеги Йоаһлар уларниң йениға кәлди.

19Вә Раб-Шакәһ уларға мундақ деди: — «Силәр Һәзәкияға: — «Улуқ падишаһ, йәни Асурийә падишаһи саңа мундақ деди, дәңлар: — Сениң мошу ишәнгән таянчиң зади немиди?
20Сән: «Уруш қилишқа тәдбир-мәслиһәтимиз һәм күчимиз бар, дәйсән — бу пәқәт бир қуруқ гәп, халас! — Сән зади кимгә тайинип маңа қарши өктә қописән?
21Мана әнди сән йериқи бар әшу қомуш һаса, йәни Мисирға тайинисән. Бириси униңға йөләнсә, униң қолиға санҗип кириду; Мисир падишаһи Пирәвнгә таянғанларниң һәммиси шундақ болиду!
22Әгәр силәр маңа: «Биз Худайимиз болған Пәрвәрдигарға тайинимиз» — десәңлар, Һәзәкия өзи Йәһудадикиләргә вә Йерусалимдикиләргә: «Силәр пәқәт Йерусалимдики мошу ибадәтгаһ алдидила ибадәт қилишиңлар керәк» дәп, униңға аталған «жуқури җайлар»ни һәм қурбангаһларни йоқ қиливәттиғу? Улар әшу Пәрвәрдигарниң жуқури җайлири әмәсмиди?
23Әнди һазир ғоҗайиним Асурийә падишаһи билән бир тохтамға келиңлар: — «Әгәр силәрдә уларға минәлигидәк әскәрлириңлар болса, мән силәргә икки миң атни бекарға берәй!»
24Силәрдә ундақлар болмиса, ғоҗайинимниң әмәлдарлириниң әң кичиги болған бир ләшкәр бешини қандақму чекиндүрәләйсиләр?! Гәрчә силәр җәң һарвулири вә атларни елиш үчүн Мисирға тайинисиләр!
25Мән мошу йәрни һалак қилиш үчүн Пәрвәрдигарсиз кәлдимму? Чүнки Пәрвәрдигар маңа: «Мошу зиминни һалак қилишқа чиққин» — деди!».
26Елиаким, Шәбна вә Йоаһ Раб-Шакәһгә: — Пеқирлириға арамий тилида сөзлисилә; биз буни чүшинимиз. Бизгә ибраний тилида сөзлимисилә, гәплири сепилда турғанларниң қулиқиға кирмисун! — деди.
27Бирақ Раб-Шакәһ: — Ғоҗайиним мени мошу гәпни ғоҗайиниңларға вә силәргила ейтишқа әвәткәнму? Мошу гәпни силәр билән бирликтә сепилда олтарғанларға дейишкә әвәткән әмәсму? Чүнки улар өз поқини йегүчи һәм өз сүйдүгини ичкүчи болиду!» — деди.
28Андин Раб-Шакәһ ибраний тилида жуқури аваз билән: «Улуқ падишаһ, йәни Асурийә падишаһиниң сөзлирини аңлап қоюңлар!» — дәп вақириди.
29— «Падишаһ мундақ дәйду: — Һәзәкия силәрни алдап қоймисун! Чүнки у силәрни падишаһниң қолидин қутқузалмайду.
30Униң силәрни: — «Пәрвәрдигар бизни җәзмән қутқузиду; мошу шәһәр Асурийә падишаһиниң қолиға чүшүп кәтмәйду» дәп Пәрвәрдигарға таяндурушиға йол қоймаңлар!
31Һәзәкияға қулақ салмаңлар; чүнки Асурийә падишаһи мундақ дәйду: — Мән билән сүлһилишип, мән тәрәпкә өтүңлар; шундақ қилсаңлар һәр бириңлар өзүңларниң үзүм бариңидин һәм өзүңларниң әнҗир дәриғидин мевә йәйсиләр, һәр бириңлар өз су көлчигиңлардин су ичисиләр;
32та мән келип силәрни буғдайлиқ һәм шараплиқ бир зиминға, нени, үзүмзарлири вә зәйтун дәрәқлири бар, һәсәл чиқиридиған бир зиминға, йәни зиминиңларға охшаш бир зиминға апирип қойғичә йәп-ичивериңлар! Шуниң билән силәр тирик қелип, өлмәйсиләр! Һәзәкия силәргә: — «Пәрвәрдигар бизни қутқузиду» десә униңға қулақ салмаңлар!
33Әл-жутларниң илаһ-бутлириниң бири өз зиминини Асурийә падишаһиниң қолидин қутқузғанму?
34Хамат вә Арпад дегән жутларниң илаһ-бутлири қени? Сәфарваим, Хена вә Ивваһ шәһәрлириниң илаһ-бутлири қени? Улар Самарийәни мениң қолумдин қутқузғанму?!
35Мошу әл-жутларниң илаһ-бутлиридин өз зиминини қутқузған зади ким бар? Шундақ екән, Пәрвәрдигар Йерусалимни мениң қолумдин қутқузаламду?» — деди.
36Амма хәлиқ сүкүт қилип униңға җавапән һеч қандақ бир сөз қилмиди; чүнки падишаһниң буйруғи шуки: — «Униңға җавап бәрмәңлар».

37Андин Һилқияниң оғли, ордини башқуридиған Елиаким, орда диванбеги Шәбна вә Асафниң оғли, орда мирзибеги Йоаһлар кийим-кечәклирини житишип, Һәзәкияниң йениға келип, Раб-Шакәһниң гәплирини униңға уқтурди.