Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «2»

Падишаһлар «2» 17

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Йәһуданиң падишаһи Аһазниң сәлтәнитиниң он иккинчи жилида, Елаһниң оғли Һошия Самарийәдә Исраилға падишаһ болуп, тоққуз жил сәлтәнәт қилди.
2У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилатти; лекин униңдин илгири өткән Исраилниң падишаһлиридәк ундақ рәзиллик қилмайтти.
3Асурийәниң падишаһи Шалманәзәр униңға һуҗум қилғили чиққанда, Һошия униңға беқинип соға-салам бәрди.
4Амма Асурийәниң падишаһи Һошияниң асийлиқ қилмақчи болғинини байқиди; чүнки Һошия бурунқидәк Асурийәниң падишаһиға жиллиқ соға-салам йоллимай, бәлки Мисирниң падишаһи соға әлчиләрни маңдурған еди. Униң үчүн Асурийәниң падишаһи уни тутуп, бағлап зинданға соливәтти.
5Андин Асурийәниң падишаһи чиқип пүткүл Исраил зиминини талан-тараҗ қилип, Самарийәни үч жилғичә қамал қилди.
6Һошияниң сәлтәнитиниң тоққузинчи жилида, Асурийәниң падишаһи Самарийәни ишғал қилип, Исраилларни Асурийәгә сүргүн қилип, уларни Халаһ шәһири, Гозандики Хабор дәриясиниң бойлири вә Медиаларниң шәһәрлиригә орунлаштурди.
7Мана, шундақ ишлар болди; чүнки Исраиллар өзлирини Мисирниң падишаһи Пирәвнниң қолидин қутқузуп, Мисир зиминидин чиқарған Пәрвәрдигар Худасиға гуна қилип башқа илаһлардин қорқуп
8Пәрвәрдигар Исраилларниң алдидин һайдивәткән ят әлликләрниң қаидә-бәлгүлимилиридә, шундақла Исраилниң падишаһлири өзлири чиқарған қаидә-бәлгүлимилиридә маңған еди.
9Вә Исраиллар өз Пәрвәрдигар Худасиға қарши чиқип, йошурунларчә тоғра болмиған ишларни қилди; улар барлиқ шәһәрлиридә күзәт мунаридин мустәһкәм қорғанғичә «жуқури җайлар»ни ясиди.
10Улар һәммә егиз дөңләрдә вә һәммә көк дәрәқләрниң астида «бут түврүк» вә «Ашәраһ» бути турғузди.
11Пәрвәрдигар уларниң алдидин һайдап чиқарған ят әлликләр қилғандәк, улар һәммә «жуқури җайлар»да хушбуй яқатти вә Пәрвәрдигарниң ғәзивини кәлтүридиған һәр хил рәзил ишларни қилатти.
12Гәрчә Пәрвәрдигар уларға: — «Бу ишни қилмаңлар!» дегән болсиму, улар бутларниң қуллуғиға берилип кәткән еди.
13Пәрвәрдигар һәммә пәйғәмбәрләр билән һәммә алдин көргүчиләрниң вастиси билән һәм Исраилни һәм Йәһудани агаһландуруп: Рәзил йоллириңлардин йенип, ата-бовилириңларға тапиланған вә қуллирим болған пәйғәмбәрләр арқилиқ силәргә тәстиқлиған пүтүн қанунға бойсунуп, Мениң әмирлирим вә Мениң бәлгүлимилиримни тутуңлар, дегән еди.   
14Лекин улар қулақ салмай, Пәрвәрдигар Худасиға ишәнмигән ата-бовилири қилғандәк, боюнлирини қаттиқ қилди.
15Улар Униң бәлгүлимилирини, шундақла У уларниң ата-бовилири билән түзгән әһдини вә уларға тапшурған агаһ-гуваларни чәткә қаққан; улар әрзимәс нәрсиләргә әгишип, өзлири әрзимәс болуп чиқти; Пәрвәрдигар уларға: — Әтрапиңлардики әлликләрниң қилғинидәк қилмаңлар, дегән дәл шу әлләргә әгишип, рәзиллик қилатти.
16Улар Худаси болған Пәрвәрдигарниң барлиқ әмирлирини ташлап, өзлири үчүн қуйма мәбудларни, йәни икки мозайни қуйдурди, бир «Ашәраһ бут» қилдурди, асмандики нурғунлиған ай-юлтузларға баш урди вә Баалниң қуллуғиға кирди.   
17Улар өз оғуллири билән қизлирини оттин өткүзди, палчилиқ вә җадугәрлик ишләтти, шундақла Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилиш үчүн, өзлирини сетип Униң ғәзивини қозғиди.   
18Шуниң үчүн Пәрвәрдигар Исраилға интайин аччиқлинип, уларни Өз нәзиридин нери қилди; Йәһуданиң қәбилисидин башқа һеч қайсиси өз зиминида қалдурулмиди.

19Лекин Йәһудаму өз Худаси Пәрвәрдигарниң әмирлирини тутмиди, бәлки Исраил чиқарған қаидә-бәлгүлимиләр ичидә маңди.
20Униң үчүн Пәрвәрдигар Исраилниң барлиқ нәслини чәткә қақти; уларни Өз нәзиридин ташлиған күнигичә зиминида харлиққа қалдуруп, булаңчиларниң қолиға тапшуруп бәрди.
21У Исраилни Давутниң җәмәтидин тартивалған еди. Улар Нибатниң оғли Йәробоамни падишаһ қилди вә Йәробоам болса Исраилни Пәрвәрдигарниң йолидин яндуруп, уларни еғир бир гунаға патқузуп аздурди.   
22Исраиллар Йәробоамниң қилған һәммә гуналирида жүрүп, улардин чиқмиди.
23Ахир берип Пәрвәрдигар Өз қуллири болған пәйғәмбәрләрниң вастиси билән ейтқандәк, Исраилни Өз нәзиридин нери қилди; Исраиллар өз жутидин Асурийәгә елип кетилип, у йәрдә бүгүнгә қәдәр туруп кәлди.
24Амма Асурийәниң падишаһи Бабил, Куттаһ, авва, Хамат вә Сәфарваимдин хәлиқни йөткәп Исраилниң орниға Самарийәниң шәһәрлиригә маканлаштурди. Улар шуниң билән Самарийәгә егидарчилиқ қилип шәһәрләрдә олтарди.
25Вә шундақ болдики, улар у йәрдә дәсләптә олтарғинида Пәрвәрдигардин қорқмиған еди; Пәрвәрдигар уларни қийма-җийма қилидиған бир нәччә ширларни уларниң арисиға әвәтти.
26Шуниң билән Асурийәниң падишаһиға хәвәр йәткүзүлүп: — Сили йөткәп Самарийәниң шәһәрлиридә маканлаштурған хәлиқләр шу жутниң илаһиниң қаидә-йосунлирини билмәйду; шуңа У уларниң арисиға ширларни әвәтти; мана булар уларни өлтүрмәктә, чүнки хәлиқ жутниң илаһиниң қаидә-йосунлирини билмәйду, дейилди.
27Шуниң билән Асурийәниң падишаһи әмир қилип: — Силәр у йәрдин елип кәлгән каһинларниң бирини йәнә у йәргә апириңлар; у у йәрдә туруп, уларға у жутниң илаһиниң қаидә-йосунлирини үгәтсун, — деди.
28Униң буйруғи билән улар Самарийәдин йөткигән каһинларниң бири келип, Бәйт-Әлдә туруп Пәрвәрдигарниң қорқунучини уларға үгәтти.
29Лекин шу хәлиқләрниң һәр бири өз илаһлириниң бутлирини ясап, Самарийәликләр салған «жуқури җайлар»дики ибадәтгаһлар ичигә турғузди; һәр бир хәлиқ өзи турған шәһәрдә шундақ қилди.
30Бабилдин кәлгәнләр Суккот-Бинот дегән мәбудни ясиди, Куттин кәлгәнләр Нәргал бутни, Хаматтин кәлгәнләр Ашима бутни,
31Аввийлар Нибһаз билән Тартак бутларни ясиди; Сәфарвийлар Сәфарваимдики бутлири болған Адраммәләк билән Анаммәләкгә өз балилирини атап отта көйдүрди.
32Улар әнди мушундақ һаләттә Пәрвәрдигардин қорқуп, өз арисидики һәр түрлүк адәмләрни өзлири үчүн «жуқури җайлар»дики бутханиларда қурбанлиқларни сунидиған каһин қилип бекиткән.
33Улар Пәрвәрдигардин қорқатти вә шуниң билән тәң қайси әлдин кәлгән болса, шу әлниң қаидә-йосунлирида өз илаһлириниң қуллуғидиму болатти.
34Бүгүнгә қәдәр улар илгәрки адәтләр бойичә меңип кәлмәктә; улар Пәрвәрдигардин қорқмай, Пәрвәрдигар Исраил дәп атиған Яқупниң әвлатлириға тапилиған бәлгүлимиләр вә һөкүмләр, қанун вә әмирләргә мувапиқ иш көрмәйду.   
35Пәрвәрдигар улар билән бир әһдә қилишип уларға буйруп: — «Башқа илаһлардин қорқмай, уларға сәҗдә қилмай яки уларға баш урмай вә уларға қурбанлиқ қилмаңлар —
36пәқәт зор қудрәт вә узатқан билиги билән силәрни Мисир зиминидин чиқарған Пәрвәрдигардинла қорқуңлар, униңға сәҗдә қилиңлар вә униңға қурбанлиқ сунуңлар.

37У силәр үчүн пүткүзгән бәлгүлимиләр, һөкүмләр, қанун вә әмирни болса, уларни әбәдгичә көңүл бөлүп тутуңлар; башқа илаһлардин қорқмаңлар.
38Мән силәр билән қилған әһдини унтумаңлар я башқа илаһлардин қорқмаңлар,
39бәлки Худайиңлар Пәрвәрдигардин қорқуңлар; вә У силәрни һәммә дүшмәнлириңларниң қолидин қутқузиду» — дегән еди.
40Лекин улар қулақ салмай, илгәрки қаидә-йосунларни жүргүзәтти.
41Мошу әлләр шу тәриқидә Пәрвәрдигардин қорқатти һәм ойма мәбудларниң қуллуғида болатти; уларниң балилири билән балилириниң балилириму шундақ қилатти; өз ата-бовилири қандақ қилған болса, уларму бүгүнки күнгичә шундақ қилип кәлди.