Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «2»

Падишаһлар «2» 25

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Андин шундақ болдики, униң сәлтәнитиниң тоққузинчи жили, онинчи айниң онинчи күнидә Бабил падишаһи Небоқәднәсар пүткүл қошуниға йетәкчилик қилип Йерусалимға һуҗум қилишқа кәлди; һәмдә уни қоршивелип баргаһ қуруп, униң әтрапида қаша-потәйләрни қурушти.   
2Шуниң билән шәһәр Зәдәкияниң он биринчи жилиғичә муһасиридә турди.
3Шу жили төртинчи айниң тоққузинчи күни шәһәрдә еғир қәһәтчилик һәммини басқан вә зиминдикиләр үчүнму һеч аш-озуқ қалмиған еди.   
4Шәһәр сепили бөсүлди; барлиқ җәңгивар ләшкәрләр қачмақчи болуп, түн кечидә бәдәр тикиветишти. Улар падишаһниң бағчисиға йеқин «икки сепил» арилиғидики дәрвазидин кетишти (калдийләр болса шәһәрниң һәрйенида туратти). Улар Иордан җилғисидики «Арабаһ түзләңлиги»ни бойлап қечишти.
5Лекин калдийләрниң қошуни падишаһни қоғлап Йерихо түзләңлигидә Зәдәкияға йетишти; униң пүтүн қошуни униңдин тарқилип кәткән еди.
6Вә улар падишаһни тутуп, Риблаһ шәһиригә, Бабил падишаһиниң алдиға апарди; улар шу йәрдә униң үстигә һөкүм чиқарди.
7Бабил падишаһи Зәдәкияниң оғуллирини униң көз алдида қәтл қилди; андин Зәдәкияниң көзлирини оювәтти; у уни мис кишәнләр билән бағлап, Бабилға елип барди.
8Вә бәшинчи айниң йәттинчи күнидә (бу Бабил падишаһи Небоқәднәсарниң он тоққузинчи жили еди) Бабил падишаһиниң хизмәткари, пасибан беги Небозар-Адан Йерусалимға йетип кәлди.
9У Пәрвәрдигарниң өйини, падишаһниң ордисини вә шәһәрдики барлиқ өйләрни көйдүривәтти; барлиқ бәһәйвәт имарәтләргә у от қоюп көйдүривәтти.
10Вә пасибан беги йетәкчилигидики калдийләрниң пүткүл қошуни Йерусалимниң әтрапидики пүткүл сепилини өрүвәтти.
11Пасибан беги Небозар-Адан шәһәрдә қалған башқа кишиләрни, Бабил падишаһи тәрәпкә қечип тәслим болғанларни вә қалған һүнәрвәнләрни әсир қилип уларни елип кәтти.
12Лекин пасибан беги зиминдики әң намратларниң бир қисмини үзүмзарлиқларни пәрвиш қилишқа вә териқчилиқ қилишқа қалдурди.
13Калдийләр Пәрвәрдигарниң өйидики мистин ясалған икки түврүкни, дас тәгликлирини вә Пәрвәрдигарниң өйидики мистин ясалған «деңиз»ни чеқип, барлиқ мислирини Бабилға елип кәтти.   
14Улар йәнә ибадәттә ишлитилидиған едишлар, гүҗәк-бәлгүҗәкләр, лахшигирлар, пиялә-тәхсиләр һәм мистин ясалған барлиқ әсвапларни елип кәтти;
15хушбуйданлар вә қачиларни болса, алтундин ясалған болсиму, күмүчтин ясалған болсиму, уларниң һәммисини пасибан беги елип кәтти.
16Вә Сулайман падишаһ Пәрвәрдигарниң өйи үчүн мистин ясатқан икки түврүк вә «деңиз»ни, шундақла дас тәгликлирини елип кәтти; бу мис сайманларниң еғирлиғини өлчәш мүмкин әмәс еди.
17Биринчи түврүкниң егизлиги он сәккиз гәз, униң үстидики таҗи болса мис болуп, егизлиги үч гәз еди; униң пүтүн айланмиси тор шәклидә һәм анар нусхисида безәлгән еди, һәммиси мистин еди; иккинчи түврүкму униңға охшаш болуп, уму анар нусхисида безәлгән еди.  
18Пасибан беги Небузар-Адан болса баш каһин Серая, орунбасар каһин Зәфания вә ибадәтханидики үч нәпәр ишикбақарниму әсиргә алди.

19У шәһәрдин ләшкәрләрни башқуридиған бир ағват әмәлдарни, шәһәрдин тапқан орда мәслиһәтчилиридин бәшини, йәрлик хәлиқни ләшкәрликкә тизимлиғучи, йәни қошунниң сәрдариниң кативини вә шәһәрдин атмиш нәпәр йәрлик кишини тутти.
20Пасибан беги Небузар-Адан буларни Бабил падишаһиниң алдиға, Риблаһға елип барди.
21Бабил падишаһи Хамат зиминидики Риблаһда бу кишиләрни қиличлап өлтүрүвәтти. Шу йол билән Йәһуда өз зиминидин сүргүн қилинди.
22Йәһуда зиминида қалған кишиләрни, йәни Бабил падишаһи Небоқаднәсар қалдурған кишиләрни болса, у уларни идарә қилиш үчүн, уларниң үстигә Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалияни тайинлиди.
23Далада қалған Йәһуданиң ләшкәр башлиқлири һәм ләшкәрлири Бабил падишаһиниң Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалияни зимин үстигә һөкүмранлиқ қилишқа бәлгүлигәнлигини аңлап қалди; шуниң билән бу ләшкәр башлиқлири адәмлири билән Мизпаһ шәһиригә, Гәдалияниң йениға кәлди; башлиқлар болса Нәтанияниң оғли Ишмаил, Кареаһниң оғли Йоһанан, Нәтофатлиқ Танхумәтниң оғли Серая вә Маакат җәмәтидин бирисиниң оғли Җаазания еди.
24Гәдалия улар вә адәмлиригә: «Калдийләргә беқиништин қорқмаңлар; зиминда олтирақлишип Бабил падишаһиға беқиниңлар, шундақ қилсаңлар силәргә яхши болиду» дәп қәсәм қилди.
25Әнди йәттинчи айда шундақ болдики, шаһзадә Әлишаманиң нәвриси, Нәтанияниң оғли Ишмаил он адәм елип келип, Гәдалияни һәм Мизпаһда униң йенида турған Йәһудийлар вә Калдийләрни уруп өлтүрди.
26Шуниң билән барлиқ хәлиқ, кичик болсун, чоң болсун, вә ләшкәр башлиқлири орнидин туруп Мисирға кирди; чүнки улар Калдийләрдин қорқатти.
27Вә шундақ болдики, Йәһуда падишаһи Йәһоакин сүргүн болған оттуз йәттинчи жили он иккинчи айниң жигирмә йәттинчи күни муну иш йүз бәрди; Әвил-Меродақ Бабилға падишаһ болған биринчи жили, Йәһуда падишаһи Йәһоакинниң қәддини көтирип, уни зиндандин чиқарди;
28У униңға мулайим сөз қилип, униң орнини өзи билән биргә Бабилда турған башқа падишаһларниң орнидин жуқури қилди;
29Шуниң билән Йәһоакин зиндандики кийимлирини селиветип, өмриниң қалған һәр бир күнидә һәрдайим падишаһ билән биллә һәмдәстихан болушқа муйәссәр болди.
30Униң несивиси болса, Бабил падишаһиниң униңға беғишлиған дайимлиқ илтипати еди; бу илтипат күндилик еди, йәни униңға өмриниң һәр бир күни муйәссәр қилинған.