1Әнди Аһазияниң аниси Аталия оғлиниң өлгинини көргәндә, барлиқ шаһ нәслини өлтүрүшкә қозғалди.
2Лекин Йорам падишаһниң қизи, йәни Аһазияниң сиңлиси Йәһошеба өлтүрүлүш алдида турған падишаһниң оғуллириниң арисидин Аһазияниң оғли Йоашни оғрилиқчә елип чиқип, уни вә киндик анисини ястуқ-кирлик амбириға йошуруп қойди. Йоаш шу йол билән Аталиядин йошуруп қелинип өлтүрүлмиди.
3Андин кейин киндик аниси билән Пәрвәрдигарниң өйидә алтә жилғичә йошурунуп турди. Шу вақитларда Аталия зиминда сәлтәнәт қилди.
4Йәттинчи жили Йәһояда адәм әвәтип Карийлар һәм орда пасибанлириниң йүз бешилирини Пәрвәрдигарниң өйигә чақиртип келип, улар билән әһдә қилишти. У уларға Пәрвәрдигарниң өйидә қәсәм ичкүзүп, падишаһниң оғлини көрсәтти.
5Андин уларға буйруп: Мана силәр қилишиңлар керәк болған иш шуки: — Шабат күнидә пасибанлиқ нөвити кәлгән үчтин бири падишаһниң ордисида пасибанлиқ күзити қилсун.
6Үчтин бири Сүр дегән дәрвазида турсун вә үчтин бири орда пасибанлар һойлисиниң кәйнидики дәрвазида турсун; шундақ қилип силәр орда үчүн пасибанлиқ қилисиләр.
7Шабат күнидә пасибанлиқ нөвитини қилип болған үчтин икки қисми Пәрвәрдигарниң өйидә падишаһниң қешида пасибанлиқ қилсун.
8Силәр падишаһниң әтрапида туруп, һәр бириңлар қолуңларға өз қуралиңларни елип, кимдәким сепиңлардин өткили урунса уни өлтүрүңлар; падишаһ чиқип-кирсә униң билән биллә жүрүңлар, деди.
9Йүз бешилар каһин Йәһояда барлиқ тапилиғанлирини беҗа кәлтүрүшти; һәр бир йүз беши өз адәмлирини, һәм шабат күнидә пасибанлиқ нөвитигә кәлгәнләрни һәм пасибанлиқ нөвитидин янғанларни қалдуруп қалди; андин Йәһояда каһинниң қешиға кәлди.
10Каһин болса Давут падишаһниң Пәрвәрдигарниң өйидә сақлақлиқ нәйзә вә қалқанлирини йүз бешиларға тарқитип бәрди.
11Орда пасибанлири тизилип, һәр бири өз қолида қуралини тутуп, ибадәтханиниң оң тәрипидин тартип сол тәрипигичә қурбангаһ билән ибадәтханини бойлап падишаһниң әтрапида турди.
12Йәһояда шаһзадини оттуриға чиқирип униң бешиға таҗни кийгүзүп, униңға гуванамиләрни берип, падишаһ болушқа хушбуй май билән мәсиһ қилди. Һәммәйлән чавак челип: — «Падишаһ яшисун!» дәп товлашти.
13Аталия орда пасибанлири билән хәлиқниң товлашлирини аңлиғанда, Пәрвәрдигарниң өйигә кирип, көпчиликниң арисиға кәлди.
14У қаривиди, мана падишаһ қаидә-рәсим бойичә түврүкниң йенида туратти. Падишаһниң йенида әмәлдарлар билән канайчилар тизилған еди; барлиқ жут хәлқи шатлинип, канай челишатти. Буни көргән Аталия кийимлирини житип: — Асийлиқ, асийлиқ! — дәп вақирди.
15Амма Йәһояда каһин қошунға мәсул болған йүз бешиларға: Уни сәплириңлар оттурисидин сиртқа чиқириветиңлар; кимдәким униңға әгәшсә қиличлансун, дәп буйруди. Чүнки каһин: — У Пәрвәрдигарниң өйидә өлтүрүлмисун, дәп ейтқан еди.
16Шуниң билән улар униңға йол бошитип бәрди; вә у падишаһ ордисиға киридиған ат йолиға йетип кәлгәндә, улар у йәрдә уни өлтүрди.
17Йәһояда: — «Пәрвәрдигарниң хәлқи болайли» дәп Пәрвәрдигарниң вә падишаһ билән хәлиқниң оттурисида бир әһдә тохтатти; падишаһ билән хәлиқниң оттурисида һәм бир әһдә бағланди.
18Андин барлиқ зиминдики хәлиқ Баалниң бутханисиға берип уни бузуп ташлиди; униң қурбангаһлири билән мәбудлирини чеқип парә-парә қилип, Баалниң каһини Маттанни қурбангаһларниң алдида өлтүрди. Андин кейин Йәһояда каһин Пәрвәрдигарниң өйигә пасибанларни тайинлиди.
19Андин у йүз бешилар, Карийлар, орда пасибанлири вә жутниң һәммә хәлқини өзи билән елип келип, падишаһни Пәрвәрдигарниң өйидин башлап чүшүп, ордидики «Пасибанларниң дәрвазиси»дин падишаһниң ордисиға киргүзди; Йоаш падишаһлиқ тәхтигә олтарди.
20Жутниң барлиқ хәлқи шатлинатти; улар Аталияни падишаһниң ордисиниң йенида қиличлап өлтүргәндин кейин, шәһәр тинич болуп қалди.
21Йәһоаш йәттә яшқа киргәндә падишаһ болди.