9Вә Пәрвәрдигар қолини созуп ағзимға тәккүзди; Пәрвәрдигар маңа: Мана, Өз сөзлиримни ағзиңға қойдум;
10Қара, мошу күни Мән сени жулуш, сөкүш, һалак қилиш вә өрүш, қуруш вә терип өстүрүш үчүн әлләр вә падишаһлиқлар үстигә тиклидим, — деди.
11Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип: «Йәрәмия, немини көрүватисән?» — дейилди. Мән: «Бадам дәриғиниң шехини көрүватимән» — дедим.