Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Тарих-тәзкирә «2»

Тарих-тәзкирә «2» 24

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Йоаш тәхткә чиққан чеғида йәттә яшта еди, у Йерусалимда қириқ жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Зибияһ болуп, Бәәр-Шебалиқ еди.
2Йәһояда каһин һаят күнлиридә Йоаш Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилатти.
3Йәһояда униңға икки хотун елип бәрди, у бир қанчә оғул-қиз пәрсәнд көрди.
4Шуниңдин кейин Йоаш Пәрвәрдигарниң өйини қайта яситиш нийитигә кәлди,
5у каһинларни вә Лавийларни жиғип уларға: — Худайиңларниң өйини оңлитип туруш үчүн Йәһуда шәһәрлиригә берип, барлиқ Исраиллардин жиллиқ сәдиқә топлаңлар; бу ишни тездин беҗириңлар! — деди. Лекин Лавийлар бу ишни беҗиришкә анчә алдирап кәтмиди.
6Буни уққан падишаһ баш каһин Йәһоядани чақиртип униңға: — Өзлири немишкә Лавийларға Пәрвәрдигарниң қули Муса Исраил җамаитигә Худаниң гувалиғи сақлақлиқ чедир үчүн бәлгүлигән баҗни Йәһуда вә Йерусалимдин елип келишкә буйрумидила? — деди
7(чүнки әслидә рәзил хотун Аталия вә униң оғуллири Худаниң өйигә бөсүп кирип, Пәрвәрдигарниң өйидики барлиқ муқәддәс буюмларни елип Баал бутлириға атап тәқдим қиливәткән еди).
8Шуниң билән падишаһ буйруқ чүшүрүп, бир сандуқ яситип Пәрвәрдигар өйиниң дәрвазисиниң сиртиға қойғузди;
9андин: «Худаниң қули Муса чөлдә Исраилларниң үстигә бекиткән баҗни жиғип әкилип Пәрвәрдигарға тапшуруңлар» дегән бир уқтуруш Йәһуда билән Йерусалим тәвәсидә чиқирилди.
10Барлиқ әмәлдарлар вә барлиқ хәлиқ хошал һалда баҗни әкилип сандуқ толғичә униңға ташлиди.
11Лавийлар пул сандуғини падишаһ бу ишқа мәсул қилған кишиниң алдиға әкәлгәндә, улар баҗ пулиниң көп чүшкәнлигини көрсә, андин падишаһниң кативи билән Баш каһинниң адими келип пул сандуғини өңтүрүп қуруқдиғандин кейин, йәнә әсли орниға апирип қоятти. Һәркүни шундақ болуп турди; наһайити көп пул жиғилди.
12Падишаһ билән Йәһояда пулни Пәрвәрдигар өйидики иш беҗиргүчиләргә тапшурди; улар буниң билән Пәрвәрдигарниң өйини оңшаш вә әслигә кәлтүрүш үчүн ташчилар билән яғаччиларни, төмүрчиләр билән мискәрләрни яллиди.
13Ишләмчиләр тохтимай ишлиди, оңшаш иши уларниң қолида оңушлуқ елип берилди; шундақ қилип улар Пәрвәрдигарниң өйини әслидики өлчәм-лаһийәси бойичә ясиди, шундақла уни толиму пухта қилип ясап чиқти.
14Улар ишни пүттүргәндин кейин ешип қалған пулни падишаһ билән Йәһояданиң алдиға әкилип тапшурди. Улар буниң билән Пәрвәрдигарниң өйи үчүн һәр хил әсвап-буюмларни, җүмлидин ибадәт хизмитидики һәр хил буюмлар, көйдүрмә қурбанлиқларға мунасивәтлик қача-қуча, қазан-тәхсиләр вә һәр хил алтун-күмүч башқа буюмларни ясатти. Йәһояданиң барлиқ күнлиридә, улар Пәрвәрдигарниң өйидә көйдүрмә қурбанлиқни дайим сунуп турди.
15Йәһояда қерип, яшайдиған йеши тошуп өлди; у өлгән чағда бир йүз оттуз яшта еди.
16Улар уни «Давут шәһири»дә падишаһлар қатарида дәпнә қилди, чүнки у Исраилға һәм Худаға вә униң өйигә нисбәтән наһайити чоң төһпә көрсәткән еди.
17Йәһояда өлгәндин кейин Йәһудадики йолбашчилар падишаһниң алдиға келип униңға баш урди; падишаһ улар көрсәткән мәслиһәтни мақул көрди.
18Улар ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарниң өйидин ваз кечип, Ашәраһ вә бутларниң қуллуғиға киришти. Уларниң бу гунайи сәвәплик Худаниң ғәзиви Йәһуда билән Йерусалимдикиләрниң бешиға кәлди.

19Шундақ болсиму, Пәрвәрдигар уларни Өзигә яндуруш үчүн йәнила уларниң арисиға пәйғәмбәрләрни әвәтти; бу пәйғәмбәрләр гәрчә уларни агаһландурған болсиму, лекин улар йәнила қулақ салмиди.
20У чағда Худаниң Роһи баш каһин Йәһояданиң оғли Зәкәрияға чүшти, у хәлиқниң алдида өрә туруп уларға: — Худа мундақ дәйду: «Силәр немишкә Пәрвәрдигарниң әмирлиригә хилаплиқ қилисиләр? Силәр һеч раваҗлиқ көрмәйсиләр, чүнки силәр Пәрвәрдигардин ваз кәчтиңлар вә Уму силәрдин ваз кәчти», — деди.
21Халайиқ Зәкәрияни өлтүрүшкә қәстлиди; ахир улар уни падишаһниң әмри бойичә Пәрвәрдигар өйиниң һойлисида чалма-кесәк қилип өлтүрүвәтти.
22Падишаһ Йоаш Зәкәрияниң атиси Йәһояданиң өзигә көрсәткән шәпқитини яд әтмәк түгүл, әксичә униң оғлини өлтүрүвәтти. Зәкәрия җан үзүш алдида: — Пәрвәрдигар бу ишни нәзиригә елип, униң һесавини алсун! — деди.
23Шу жилниң ахирида Сурийәниң қошуни Йоашқа һуҗум қилип кәлди; улар Йәһудаға вә Йерусалимға таҗавуз қилип кирип, хәлиқ ичидики йолбашчиларни өлтүрүп, улардин алған пүтүн уруш ғәниймәтлирини Дәмәшиқ падишаһиниң алдиға елип барди.
24Дәрвәқә Сурийә қошунидин пәқәт аз бир қисим әскәрләр кәлгән болсиму, лекин Йәһудалар ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигардин ваз кәчкәнлиги үчүн Пәрвәрдигар чоң бир қошунни уларниң қолиға тапшурди; улар Йоашқа җаза иҗра қилди.
25Сурийләр Йоашни ташлап кәткән чағда (чүнки у қаттиқ ағрип қалған еди) униң өз хизмәткарлири баш каһин Йәһояданиң оғлиниң қени үчүн интиқам елиш керәк дәп уни қәстлиди; улар уни карвитидила өлтүрүвәтти. У шу йол билән өлди; кишиләр уни Давут шәһиридә дәпнә қилғини билән, бирақ падишаһларниң қәбирстанлиғиға дәпнә қилмиди.
26Уни қәстлигәнләр мунулар: — Аммоний аял Шимиятниң оғли Забад билән Моабий аял Симритниң оғли Йәһузабад еди.
27Йоашниң оғуллири, униңға қаритилған қаттиқ вә нурғун агаһ бешарәтләр, шундақла униң Худаниң өйини йеңибаштин селишқа даир ишлири «падишаһларниң тәзкирилири» дегән китапниң изаһлириға пүтүлгәндур. Йоашниң оғли Амазия униң орниға падишаһ болди.