1Аһаз тәхткә чиққан чеғида жигирмә яшта еди; у Йерусалимда он алтә жил сәлтәнәт қилди. У атиси Давутқа охшаш Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилмай,
2Бәлки Исраилниң падишаһлириниң йолиға кирип маңди; у һәтта Баалларға атап мәбудларни қуйдурди;
3Пәрвәрдигар Исраиллар зиминидин һайдап чиқарған әлләрниң жиркиничлик гуналирини дорап, Һинном җилғисида күҗә көйдүрди, өзиниң пәрсәндлирини оттин өткүзүп көйдүрди;
4Йәнә «жуқури җайлар»да, дөңләрдә вә һәр қайси көкәргән дәрәқ астида көйдүрмә қурбанлиқ қилди вә күҗә көйдүрди.
5Шуңа, униң Худаси Пәрвәрдигар уни Сурийә падишаһиниң қолиға тапшурди; Сурийләр уни тар мар кәлтүрүп, Йәһудадин нурғун хәлиқни тутқун қилип Дәмәшиққә елип кәтти. Худа йәнә уни Исраил падишаһиниң қолиға тапшурди, Исраил падишаһи Йәһудада чоң қирғинчилиқ елип барди.
6Рәмалияниң оғли Пикаһ Йәһудада бир күн ичидә бир йүз жигирмә миң адәмни өлтүрди, уларниң һәммиси әзимәтләр еди; буниң сәвәви, улар ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигардин ваз кәчкән еди.
7Зикри исимлиқ бир Әфраимий әзимәт бар еди; у падишаһниң оғли Маасияһани, ординиң баш ғоҗидари Азрикам вә падишаһниң баш вәзири Әлканаһни қәтл қилди.
8Исраиллар өз қериндашлиридин икки йүз миң аял, оғул-қиз балиларни тутқун қилип елип кәтти; улар йәнә Йәһудадин нурғун уруш ғәниймәтлирини булаң-талаң қилип Самарийәгә әкәтти.
9Лекин у йәрдә Пәрвәрдигарниң Одәд исимлиқ бир пәйғәмбири бар еди; у Самарийәгә қайтип кәлгән қошунниң алдиға чиқип уларға: — Қараңлар, ата-боваңларниң Худаси Пәрвәрдигар Йәһудаларни аччиғида силәрниң қолуңларға тапшурди вә силәр пәләккә йәткән қәһри-ғәзәп билән уларни өлтүрдүңлар.
10Әнди силәр йәнә Йәһудалар билән Йерусалимлиқларни мәҗбурий өзүңларға қул-дидәк қилмақчи болуватисиләр. Лекин силәр өзүңларму Худайиңлар Пәрвәрдигар алдида гуна-итаәтсизликләр өткүздуңларғу?
11Әнди гепимгә қулақ селиңлар! Қериндашлириңлардин тутқун қилип кәлгәнләрни қайтуруветиңлар, чүнки Пәрвәрдигарниң қаттиқ ғәзиви бешиңларға чүшәй дәп қалди, деди.
12Шуниң билән Әфраимларниң бир қанчә йолбашчилири, йәни Йоһананниң оғли Азария, Мәшиллимотниң оғли Бәрәкия, Шаллумниң оғли Һәзәкия вә Һадлайниң оғли Амаса қозғилип чиқип җәңдин қайтип кәлгән қошунни тосувелип
13уларға: — Бу тутқунларни бу йәргә елип кирсәңлар болмайду; бизниң Пәрвәрдигарниң алдида гунайимиз туруп, йәнә техиму көп гуналар вә итаәтсизликләрни айнитмақчимусиләр? Чүнки бизниң итаәтсизлигимиз һелиму интайин еғирдур, Исраилниң бешиға отлуқ қәһр-ғәзәп чүшәй дәп қалди, деди.
14Шуниң билән ләшкәрләр тутқунлар билән уруш ғәниймәтлирини йолбашчилар вә пүткүл җамаәт алдида қалдуруп қойди.
15Жуқирида исми тилға елинған кишиләр қозғилип, тутқунларни башлап чиқти, уруш ғәниймәтлири ичидин кийим-кечәк вә аяқларни уларниң арисидики барлиқ ялаңач, ялаң аяқ турғанларға кийгүзүп, һәммисини йемәк-ичмәк билән ғизаландурди, үстибашлирини майлиди, барлиқ аҗизларни ешәкләргә миндүрүп, һәммисини «Хорма дәрәқлири шәһири» дәп атилидиған Йерихоға, өз қериндашлириниң қешиға апирип қойди, андин Самарийәгә қайтти.
16Бу чағда Аһаз падишаһ Асурийәниң падишаһлириға ярдәм тиләп адәм әвәтти,
17чүнки Едомийлар йәнә Йәһудаға һуҗум қилип нурғун адәмни тутқун қилип кәткән еди.
18Филистийләрму Шәфәлаһ түзләңлигидики вә Йәһуданиң җәнубидики шәһәрләргә таҗавуз қилип кирип, Бәйт-Шәмәш, Айҗалон, Гәдәрот, Сокоһ вә Сокоһқа тәвә йеза-қишлақларни, Тимнаһ вә Тимнаһқа тәвә йеза-қишлақларни, Гимзо вә Гимзоға тәвә йеза-қишлақларни ишғал қилип, шу йәрләргә җайлашқан еди.
19Пәрвәрдигар Йәһуданиң падишаһи Аһаз түпәйлидин Йәһудани хорлуққа қалдурди; чүнки Аһаз Йәһудани итаәтсиликкә езиқтурди вә өзи Пәрвәрдигарға еғир асийлиқ қилди.
20Асурийәниң падишаһи Тиглат-Пилнәсәр дәрвәқә униң йениға кәлди, лекин ярдәм беришниң орниға, униңға көп аваричиликләрни кәлтүрди.
21Чүнки Аһаз Пәрвәрдигарниң өйидин, падишаһниң ордисидин, шундақла әмәлдарларниң өйлиридин көп мал-дунияни чиқирип, Асурийә падишаһиға бәргән болсиму, лекин униңға һеч пайдиси болмиди.
22Мошундақ интайин мүшкүл пәйттә бу падишаһ Аһаз Пәрвәрдигар алдида техиму еғир қәбиһликкә чөкүп кәтти.
23У өзини мәғлуп қилған Дәмәшиқниң илаһлириға қурбанлиқ сунди, чүнки у: «Сурийәниң падишаһлириниң илаһлири уларға ярдәм қилди, шуңа мәнму уларға қурбанлиқ сунуп, уларни маңиму ярдәм беридиған қилимән» деди. Лекин әксичә бу бутлар униң өзини, шундақла барлиқ Исраилларни һалакәткә елип барди.
24Аһаз Пәрвәрдигарниң өйидики әсвап-буюмларни жиғип елип чиқип, уларни кесип-езип парә-парә қиливәтти; вә Пәрвәрдигарниң өйиниң дәрвазилирини печәтливәтти. Һәм өзи үчүн Йерусалимниң һәр бир доқмушида қурбангаһларни салғузди.
25У йәнә Йәһуданиң һәр қайси шәһәрлиридә башқа илаһларға хушбуй йеқиш үчүн «жуқури җайлар»ни салғузди, шундақ қилип ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарниң ғәзиви қозғалди.
26Мана, униң қалған ишлири, җүмлидин барлиқ тутқан йоллири баштин-ахириғичә «Йәһуда вә Исраил падишаһлириниң тарихнамиси»да пүтүлгәндур.
27Аһаз ата-бовилири арисида ухлиди; кишиләр уни Йерусалим шәһиригә дәпнә қилди, лекин уни Исраил падишаһлириниң қәбирстанлиғиға дәпнә қилмиди. Оғли Һәзәкия униң орниға падишаһ болди.