Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Тарих-тәзкирә «2»

Тарих-тәзкирә «2» 32

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Бу барлиқ ишларни вә садақәтлик әмәлләрни беҗиргәндин кейин, Асурийә падишаһи Сәннахериб Йәһудаға таҗавуз қилип, қорғанлиқ шәһәрлиригә һуҗум қилип бөсүп кирип, уларни ишғал қилиш үчүн уларни қоршивалди.
2Һәзәкия Сәннахерибниң кәлгәнлигини көрүп, униң Йерусалимға һуҗум қилиш нийитиниң барлиғини билгәндә,
3әмәлдарлири вә батур әзимәтлири билән шәһәр сиртидики булақ-ериқларни тосуветиш тоғрилиқ мәслиһәтләшти; улар уни қоллиди.
4Шуниң билән нурғун кишиләр жиғилип: «Немә үчүн Асурийә падишаһлириға мол су мәнбәсини тепивелишиға қалдуридикәнмиз?» дәп барлиқ булақ көзлирини етивәтти вә у жут оттурисидин еқип өтидиған ериқни тосувәтти.
5Һәзәкия өзини ғәйрәтләндүрүп, бузулуп кәткән сепилларни йеңибаштин оңлатти, үстигә қаравулханиларни салдурди, йәнә бир ташқи сепилму ясатти һәмдә Давут шәһиридики «Милло» қәлъәсини мустәһкәмлиди; у йәнә нурғун қурал-ярақ вә қалқанларни ясатти.
6У хәлиқниң үстигә сәрдарларни тайинлиди андин уларни шәһәр дәрвазисидики мәйданға, өз алдиға жиғдуруп, уларға илһам-риғбәт берип:
7— Ирадәңларни чиң қилип батур болуңлар, Асурийә падишаһидин вә униңға әгәшкән зор қошундин қорқмаңлар яки алақзадә болуп кәтмәңлар; чүнки биз билән биргә болғучилар улар билән биргә болғучилардин көптур.
8Униң билән биргә болғини наһайити бир инсаний әтлик биләк, халас; лекин биз билән биллә болғучи болса бизгә мәдәткар болуп, биз үчүн җәң қилғучи Худайимиз Пәрвәрдигар бардур! — деди. Хәлиқ Йәһуданиң падишаһи Һәзәкияниң сөзлиригә ишинип таянди.
9Шуниңдин кейин Асурийә падишаһи Сәннахериб пүткүл күч-қошуни билән Лақиш шәһирини муһасиригә алди; шу чағда у хизмәткарлирини Йерусалимға, Йәһуданиң падишаһи Һәзәкияға, шундақла Йерусалимда туруватқан барлиқ Йәһудаларға әвәтип, уларға мундақ сөзләрни йәткүзүп: —
10«Асурийә падишаһи Сәннахериб: «Йерусалим муһасирә ичидә туруқлуқ, силәр зади немигә тайинип униңда техичә туруватисиләр?
11Һәзәкия силәргә: «Пәрвәрдигар Худайимиз бизни Асурийә падишаһиниң чаңгилидин қутулдуриду», дәп ишәндүрүп, силәрни ачлиқ вә уссузлуқтин өлүмгә тапшурмақчи болуватмамду?
12Шу Һәзәкия Пәрвәрдигарға аталған «жуқури җайлар»ни һәм қурбангаһларни йоқ қиливәттиғу? Андин Йәһудадики вә Йерусалимдикиләргә: — «Силәр бирла қурбангаһ алдида сәҗдә қилисиләр вә шуниң үстигила хушбуй яқисиләр» дәп әмир қилған әмәсмиди?
13Мениң вә мениң ата-бовилиримниң барлиқ әл хәлиқлиригә немә қилғанлиғини билмәмсиләр? Әл-жутларниң илаһ-бутлири өз зиминини мениң қолумдин қутқузушқа бирәр амал қилалиғанму?
14Мениң ата-бовилирим үзүл-кесил йоқатқан әшу әл-жутларниң бут-илаһлириниң қайсибири өз хәлқини мениң қолумдин қутқузалиған? Ундақта силәрниң Худайиңлар силәрни мениң қолумдин қутқузаламти?
15Силәр әнди Һәзәкияға алданмаңлар, силәрни шундақ қайил қилишиға йол қоймаңлар яки униңға ишинипму олтармаңлар; чүнки мәйли қайси әлниң, қайси падишаһлиқниң илаһи болсун, һеч қайсиси өз хәлқини мениң қолумдин яки мениң ата-бовилиримниң қолидин һеч қутқузуп чиқалмиди; силәрниң Худайиңлар силәрни мениң чаңгилимдин техиму қутулдурувалалмайду әмәсму? — дәйду» — деди.
16Сәннахерибниң хизмәткарлири давамлиқ йәнә Пәрвәрдигар Худани вә Униң хизмәткари Һәзәкияни һақарәтләйдиған гәпләрниму қилди.
17Андин Сәннахериб техи хәт йезип, Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарни һақарәтләп, заңлиқ қилип: «Худди һәр қайси әл-жутларниң илаһлири өз хәлқини мениң чаңгилимдин қутқузалмиғандәк, Һәзәкияниң Худасиму Униң хәлқини мениң чаңгилимдин қутқузалмайду» деди.
18Улар шәһәрни елиш ғәризидә Йерусалим сепилидә туруватқан хәлиқни қорқутуп, патипарақчилиққа чөмдүрүш үчүн Йәһудий тилида үнлүк товлап турди.

19Улар Йерусалимниң Худасини худди йәр йүзидики ят хәлиқләрниң инсанниң қолида ясалған илаһлириға охшитип сөзлиди.
20Шуниң түпәйлидин Һәзәкия падишаһ вә Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәр дуа қилип асманға қарап нида қиливиди,
21Пәрвәрдигар бир Пәриштә әвәтти, у Асурийә падишаһи қошуниниң ләшкәргаһиға кирип, пүткүл батур җәңчиләрни, әмәлдалар вә сәрдарларни қоймай қиривәтти. Шуниң билән Асурийә падишаһи шәрмәндә болуп өз жутиға қайтип кәтти. Өзиниң бутханисиға киргән чеғида өз пуштидин болған оғуллири уни қилич билән чепип өлтүрди.
22Әнә шу тәриқидә, Пәрвәрдигар Һәзәкияни вә Йерусалим аһалисини Асурийә падишаһи Сәннахерибниң вә башқа барлиқ дүшмәнләрниң чаңгилидин қутқузуп қалди вә уларни һәр тәрәптә қоғдиди.
23Нурғун кишиләр һәдийәләрни Пәрвәрдигарға аташ үчүн Йерусалимға әкәлди, шундақла нурғун есил нәрсиләрни әкилип Йәһуда падишаһи Һәзәкияға сунди; шуниңдин етиварән Һәзәкия барлиқ әл-жутларниң иззәт-һөрмитигә сазавәр болди.
24Шу күнләрдә Һәзәкия кесәл болуп сакратқа чүшүп қалди; у Пәрвәрдигарға тилавәт қилди вә Пәрвәрдигар сөз қилип, униңға бир мөҗизилик аламәт көрсәтти.
25Лекин Һәзәкия өзигә көрситилгән илтипатқа мувапиқ тәшәккүр ейтмиди; у көңлидә тәкәббурлишип кәтти. Шуңа Худаниң ғәзиви униңға вә шуниңдәк Йәһуда вә Йерусалимдикиләргә қозғалди.
26Лекин Һәзәкия вә Йерусалимдикиләр тәкәббурлиғидин йенип өзлирини төвән тутуп жүргәчкә, Пәрвәрдигарниң ғәзиви Һәзәкияниң күнлиридә уларға чүшмиди.
27Һәзәкияниң дунияси толиму көп, иззәт-һөрмити қәвәтла жуқури еди; у өзигә алтун, күмүч, гөһәр-яқут, хушбуй дора-дәрмәк, қалқан вә һәр хил қиммәтлик буюмларни сақлайдиған ғәзниләрни салдурди;
28у йәнә ашлиқ, йеңи шарап вә зәйтун мейи сақлайдиған амбарларни, йәнә һәр түрлүк маллар вә падилири үчүн еғил-қотанларни салдурди.
29У өзигә шәһәрләр бена қилдурди вә нурғун қой-калиларға егә болди, чүнки Худа униңға ғайәт көп дәпинә-дуния ата қилған еди.
30Һәзәкиядин ибарәт бу киши Гиһон еқининиң жуқури еқимидики суни тосуп, суни топтоғра Давут шәһириниң күнпетиш тәрипигә еқип келидиған қилған еди. Һәзәкия барлиқ қилған әмәллиридә ронақ тапти.
31Һалбуки, Бабил әмирлириниң әлчилири келип Һәзәкия билән көрүшүп, Йәһуда зиминида йүз бәргән бу мөҗизилик аламәт тоғрилиқ гәп сориған чағда, униң көңлидә немә барлиғини мәлум қилишқа синимақчи, Худа уни ялғуз қалдуруп, униңдин кәтти.
32Һәзәкияниң қалған ишлири вә яхши әмәллири болса, мана улар «Йәһуда вә Исраил падишаһлириниң тарихнамиси»да, Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәрниң көргән вәһийлик хатирисидә пүтүлгәндур.
33Һәзәкия ата-бовилири арисида ухлиди; улар уни Давут әвлатлири қәбирстанлиғи егизлигидә дәпнә қилди; у өлгән чағда барлиқ Йәһуда хәлқи билән Йерусалимдикиләр униңға һөрмәт билдүрди. Униң орниға оғли Манассәһ падишаһ болди.