1Йосия Пәрвәрдигарни сеғинип өтүп кетиш һейтини Йерусалимда өткүзмәкчи болди; биринчи айниң он төртинчи күни улар өтүп кетиш һейтиға аталған қозиларни сойди.
2Падишаһ каһинларниң вәзипилирини бәлгүлиди, уларни Пәрвәрдигарниң өйидики хизмәтни қилишқа риғбәтләндүрди.
3У йәнә пүткүл Исраил хәлқигә өзлирини Пәрвәрдигарға атап пак-муқәддәс болушқа тәлим бәргүчи Лавийларға: — Силәр муқәддәс әһдә сандуғини Исраил падишаһи Давутниң оғли Сулайман салдурған өйгә әкирип орунлаштуруңлар; әнди уни мүрәңләрдә көтирип жүрүш вәзиписи қалмиди. Әнди силәр Худайиңлар Пәрвәрдигарниң хизмитидә, шундақла Униң хәлқи Исраилниң хизмитидә болуңлар.
4Шуниң үчүн җәмитиңлар вә нөвәт-гуруппаңлар бойичә, Исраилниң падишаһи Давутниң язғини вә униң оғли Сулайманниң язғиниға асасән, өзүңларни убдан тәйярлаңлар.
5Силәр өз ата җәмәтлириңларниң нөвәт-гуруппа тәртиви бойичә қериндашлириңлардин ибарәт шу аддий хәлиқ-пухралар җәмәт-җәмәтлиригә вәкил болуп, муқәддәсгаһта турисиләр; һәр бир гуруппида Лавий җәмәтидин бир нәччә адәм болсун.
6Силәр өтүп кетиш һейтиға аталған қозиларни союсиләр, өзүңларни паклаңлар, Исраилдики қериндашлириңлар үчүн, йәни уларниң Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән тапилиған сөз-каламиға беқиниши үчүн, һәммә ишни тәйяр қилиңлар, деди.
7Йосия шу йәрдә һазир болған барлиқ хәлиқ-пухраларниң өтүп кетиш һейтиға атиған қурбанлиғи болсун дәп, җәмий оттуз миң қоза вә оғлақ, вә йәнә үч миң буқа һәдийә қилди; бу малларниң һәммиси падишаһниң мелидин чиқирилған еди.
8Униң әмәлдарлириму өз ихтиярлиғи билән хәлиққә вә каһинлар билән Лавийларға қурбанлиқ мели «көтәрмә һәдийә» қилди; Пәрвәрдигарниң өйини башқурғучилардин Һилқия, Зәкәрия вә Йәһийәлму икки миң алтә йүз қоза-өшкә билән үч йүз буқини каһинларға өтүп кетиш һейтиға атап қурбанлиқ қилиш үчүн һәдийә қилип тапшурди.
9Лавийларниң йолбашчилири болған Конания вә униң қериндашлиридин Шемая билән Нәтанәл, шундақла Һашабия, Җәийәл вә Йозабадму бәш миң қоза билән бәш йүз буқини Лавийларниң һейтқа атап қурбанлиқ қилишиға «көтәрмә һәдийә» қилди.
10Шундақ қилип, өтилидиған вәзипиләр орунлаштуруп болунғандин кейин, падишаһниң тапилиғини бойичә, каһинлар өз орнида турди, Лавийларму өзлириниң нөвәт-гуруппа тәртиви бойичә турушти.
11Лавийлар өтүп кетиш һейтиға аталған қозиларни боғузлиди; каһинлар уларниң қолидин қанни елип қурбангаһқа сәпти вә шуниң билән бир вақитта Лавийлар қурбанлиқ малниң терисини сойди.
12Көйдүрмә қурбанлиққа сунулидиған малларни болса, улар хәлиқ-пухраларға вәкил болған җәмәтләр бойичә хәлиққә бөлүп берип, уларни Мусаниң китавида йезилғиниға мувапиқ, Пәрвәрдигарға сунушқа тәйярлиди. Сунулидиған буқиларниму шундақ қилди.
13Андин бәлгүлимә бойичә улар өтүп кетиш һейтиға аталған қоза-өшкиләрни отқа қақлап кавап қилди; башқа қурбанлиқлардин қалған, йәни Худаға аталған қисимларни қазанда, даңқанда яки даста пиширип тездин хәлиқ-пухраларға үләштүрүп бәрди;
14шуниңдин кейин өзлиригә вә каһинларға қурбанлиқлардин тәйярлиди, чүнки каһинлар, йәни Һарунниң әвлатлири кәч киргичә көйдүрмә қурбанлиқ қилиш вә майларни көйдүрүш билән алдираш болуп кәткән еди; шуңа Лавийлар өзлиригә вә каһинлар болған Һарунниң әвлатлириғиму қурбанлиқлардин гөш тәйярлап қоюшти.
15Нава-нәғмичиләр, йәни Асафниң әвлатлири Давут, Асаф, Һеман вә Давут падишаһниң алдин көргүчиси Йәдутунниң тапшуруғи бойичә өз орунлирида турушти; дәрвазивәнләр һәр қайсиси өз дәрвазиси алдида турди; уларниң иш орнидин аҗришиниң һаҗити болмиди, чүнки уларниң қериндашлири болған Лавийлар қурбанлиқлардин тәйярлап қоятти.
16Шундақ қилип, шу бир күн ичидә Йосия падишаһниң тапшуруғи бойичә, өтүп кетиш һейти өткүзүлүп, Пәрвәрдигарниң қурбангаһиға көйдүрмә қурбанлиқлар сунулуши билән Пәрвәрдигарға беғишлап өткүзүлгән ибадәт толуқ орунланди.
17Шу чағда һазир болған Исраиллар өтүп кетиш һейтини өткүзүп болғандин кейин, йәттә күн петир нан һейтини өткүзди.
18Самуил пәйғәмбәрниң заманидин буян Исраилда өтүп кетиш һейти мундақ өткүзүлүп бақмиған еди; Исраил падишаһлириниң һеч қайсисиму Йосия, каһинлар, Лавийлар вә шу йәрдә һазир болған Йәһудалар билән Исраиллар вә Йерусалимда туруватқанлар өткүзгәндәк мундақ өтүп кетиш һейти өткүзүп бақмиған еди.
19Бу қетимқи өтүп кетиш һейти Йосияниң сәлтәнитиниң он сәккизинчи жили өткүзүлди.
20Йосия муқәддәс өйниң һәммә ишини мушундақ тәртипкә селип болғандин кейин, Мисир падишаһи Нәқо Әфрат дәриясиниң бойидики Каркемиш шәһиридә урушқа чиқти, Йосия униң алдини тосқили чиқти.
21Нәқо Йосияниң алдиға әлчиләрни әвәтип униңға: «И Йәһуда падишаһи, өзлириниң мениң билән немә карлири бар? Бүгүн мән сили билән урушқили әмәс, бәлки мениң билән уруш қиливатқан җәмәт билән урушқили чиққанмән; йәнә келип, Худа мени тез һуҗум қил, деди; Худаниң силини һалак қиливәтмәслиги үчүн, Униң ишиға кашила қилмисила, чүнки У мениң билән биллидур» деди.
22Лекин Йосия униң билән қаршилишиштин янмиди, әксичә өзини ниқаплап униңға җәң қилғили чиқти; у Худаниң Нәқониң вастиси билән ейтқан гепигә қулақ салмай, Мәгиддо түзләңлигигә келип Нәқо билән тутушти.
23Оқячилар Йосия падишаһқа оқ етип униңға тәккүзди; падишаһ хизмәткарлириға: — Мән еғир яриландим, мени елип кетиңлар, деди.
24Униң хизмәткарлири уни җәң һарвусидин йөләп чүшүрүп, униң иккинчи җәң һарвусиға ятқузуп Йерусалимға елип меңивиди, у шу йәрдә өлди. У ата-бовилириниң қәбирстанлиғиға дәпнә қилинди; барлиқ Йәһуда вә Йерусалимдикиләр Йосияға тәзийә тутушти.
25Йәримия пәйғәмбәр Йосия үчүн мәрсийә оқуйди; нәғмә-навачи әр-аялларниң һәммиси таки бүгүнгичә Йосияни тәрипләп мәрсийә оқуп кәлмәктә; у иш Исраилда бәлгүлимигә айланди. Мана булар «мәрсийиләр» дегән китапқа пүтүлгәндур.
26Йосияниң қалған ишлири, униң Пәрвәрдигарниң Тәврат китавида йезилғанлириға әгәшкән яхши әмәллири,
27қилғанлири баштин-ахириғичә һәммиси «Йәһуда вә Исраил падишаһлириниң Тарих-Тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгәндур.