1Шебаниң аял падишаһи болса Сулайманниң даңқ-шөһритини аңлап, уни қийин чигиш-соаллар билән синиғили Йерусалимға кәлди. У хушбуй буюмлар, интайин тола алтун вә яқут-гөһәрләр артилған төгиләрни елип, чоң дәбдәбә билән кәлди. Сулайманниң қешиға кәлгәндә өз көңлигә пүккән һәммә иш тоғрилиқ униң билән сөзләшти.
2Сулайман униң һәммә сориғанлириға җавап бәрди. Һеч немә Сулайманға қараңғу әмәс еди, бәлки һәммисидә униңға җавап бәрди.
3Шебаниң аял падишаһи Сулайманниң даналиғиға, ясиған орда-сарайға,
4дәстихандики таамларға, әмәлдарларниң қатар-қатар олтиришлириға, хизмәткарлириниң қатар-қатар турушлириға, уларниң кийгән кийимлиригә, униң сақийлири вә уларниң кийгән кийимлиригә вә униң Пәрвәрдигарниң өйидә атап сунған көйдүрмә қурбанлиқлириға қарап, үни ичигә чүшүп кәтти.
5У падишаһқа: — Мән өз жутумда силиниң ишлири вә даналиқлири тоғрисида аңлиған хәвәр раст екән;
6амма мән келип өз көзлирим билән көрмигичә бу сөзләргә ишәнмигән едим; вә мана, мән һәтта йериминиму аңлимиған екәнмән; силиниң даналиқлири билән бәрикәт-баяшатлиқлири мән аңлиған хәвәрдин зиядә екән.
7Силиниң адәмлири немидегән бәхитлик-һә! Һемишә силиниң алдилирида туруп даналиқлирини аңлайдиған бу хизмәткарлири нәқәдәр бәхитликтур!
8Силидин сөйүнгән, силини өзи үчүн Исраилниң тәхтигә олтарғузған Пәрвәрдигар Худалири мубарәктур! Худалири Исраилға бағлиған муһәббити үчүн, уларни мәңгү мәзмут турсун дәп У силини тоғра һөкүм вә адаләт сүргили улар үстигә падишаһ қилди, деди.
9У падишаһқа бир йүз жигирмә талант алтун, интайин көп хушбуй буюмлар вә яқут-гөһәрләрни соға қилди. Шебаниң аял падишаһи Сулайман падишаһқа сунған шунчә зор миқдардики хушбуй буюмлар шуниңдин кейин һеч көрүнгән әмәс
10(Офирдин алтунларни әпкелидиған Һурамниң хизмәткарлири вә Сулайманниң хизмәткарлири йәнә интайин зор миқдардики сәндәл яғичини вә яқут-гөһәрләрниму елип кәлди.
11Падишаһ сәндәл яғичидин Пәрвәрдигарниң өйи үчүн вә падишаһниң ордиси үчүн пәләмпәйләр ясап һәм нәғмә-навачилар үчүн чилтарлар вә сазларни шуниңдин ясатти. Шундақ есил сәндәл яғичи Йәһуда зиминида бу вақитқичә һеч көрүлүп бақмиған еди).
12Сулайман падишаһ Шебаниң аял падишаһиға униң өзигә қилған соғилиридин ашуруп соға тутти, аял падишаһниң көңли тартқан һәммини — немә сориса, шуни бәрди; андин у хизмәткарлири билән йолға чиқип өз жутиға қайтип кәтти.
13Сулайманға һәр жили кәлтүрүлгән алтунниң өзи алтә йүз атмиш алтә талант еди.
14Бу киримдин башқа, оқәтчи-тиҗарәтчиләр, барлиқ әрәб падишаһлар вә өз зиминидики әмәлдарларму алтун-күмүчләрни елип Сулайманға тапшуратти.
15Сулайман падишаһ икки йүз чоң сипарни соқтурди вә һәр сипарға алтә йүз шәкәл алтун кәтти .
16Шундақла үч йүз қалқанни япилақланған алтундин ясиди; һәр бир қалқанни ясашқа үч йүз шәкәл алтун ишлитилди; падишаһ уларни «Ливан ормини сарийи»ға есип қойди.
17Падишаһ пил чишлиридин чоң бир тәхт ясап, уни сап алтун билән қаплатти.
18Тәхтниң алтә қәвәтлик пәләмпийи бар еди, униң бир алтун путпәриси тәхт билән тутишип туратти; орундуқниң икки йенида таянғучиси бар еди, һәр бир таянғучниң йенида бирдин өрә турған ширниң һәйкили бар еди.
19Алтә қәвәтлик пәләмпәйниң үстидә, оң вә сол тәрипидә өрә турған он икки ширниң һәйкили болуп, һәр бир басқучниң оң-сол тәрипидә бирдин бар еди; башқа һеч қандақ әлдә униңға охшаш ясалғини йоқ еди.
20Сулайман падишаһниң барлиқ җам-пиялилири алтундин ясалған; «Ливан ормини Сарайи»дики барлиқ қача-қучилар тавланған алтундин ясалған; Сулайманниң күнлиридә күмүч һеч немә һесаплинатти.
21Чүнки падишаһниң кемилири Һурамниң хизмәткарлири билән биллә Таршишқа берип туратти; «Таршиш кемә»ләр һәр үч жилда бир қетим келип алтун-күмүч, пил чишлири, маймунлар вә тозларни әкеләтти.
22Сулайман падишаһ йәр йүзидики барлиқ падишаһлардин байлиқта вә даналиқта үстүн еди.
23Худаниң Сулайманниң көңлигә салған даналиқини аңлаш үчүн йәр йүзидики барлиқ падишаһлар униң билән дидарлишиш арзуси билән келәтти;
24кәлгәнләрниң һәммиси өз соғитини елип келәтти; йәни күмүч қача-қучилар, алтун қача-қучилар, кийим-кечәкләр, дубулға-савутлар, тетитқулар, атлар вә қечирларни елип келәтти. Һәр жили улар бәлгүлик миқдарда шундақ қилатти.
25Вә Сулайманниң җәң һарвусиға қатидиған атлири үчүн төрт миң еғили бар еди, шуниңдәк он икки миң атлиқ әскири бар еди; у уларни «җәң һарвуси шәһәрлири»гә вә өзи туридиған Йерусалимға орунлаштурди.
26Сулайман Әфрат дәриясидин Филистийә зиминиғичә таки Мисирниң чегарисиға қәдәр болған барлиқ падишаһлиқлар үстидин һөкүмранлиқ қилди.
27Падишаһ Йерусалимда күмүчни таштәк көп, кедир дәрәқлирини җәнубий түзләңликтики үҗмә дәрәқлиригә охшаш нурғун қилди.
28Кишиләр атларни Мисирдин вә һәр қайси жутлардин Сулайманға йәткүзүп берип туратти.
29Сулайманниң башқа әмәллири баштин ахириғичә «Натан пәйғәмбәрниң баянлири», «Шилоһлиқ Ахияһниң бишарити», шундақла Нибатниң оғли Йәробоам тоғрилиқ «Алдин көргүчи Иддо көргүн аламәт көрүнүшләр» дегән китапларға пүтүлгән әмәсмиди?
30Сулайман Йерусалимда туруп пүтүн Исраилниң үстидин қириқ жил сәлтәнәт қилди.
31Сулайман ата-бовилири арисида ухлиди; халайиқ уни атиси Давутниң шәһиридә дәпнә қилди; униң оғли Рәһобоам униң орниға падишаһ болди.