1Шундақ болдики, жигирмә жил өтүп, Сулайман Пәрвәрдигарниң өйи билән падишаһниң өйини ясап болғандин кейин,
2у Һирам өзигә соға қилған шәһәрләрни қайтидин қуруп чиқти; Исраиллар шу йәрдә олтирақлашти.
3Сулайман Хамат-Зобаһ шәһиригә берип уни ишғал қилди.
4У йәнә чөлдики Тадморни вә өзиниң Хаматта қурған барлиқ ғәзнә шәһәрлирини йәнә оңшитип қурди.
5У йәнә Үстүнки Бәйт-Һорон билән Астинқи Бәйт-Һоронни сепил, балдақлиқ қовуқлири болған қорғанлиқ шәһәрләргә айландурди;
6Баалатни, шундақла өзигә хас һәммә ғәзнә шәһәрлирини, «җәң һарвуси шәһәрлири»ни, атлиқларни орунлаштурған шәһәрләрни вә Йерусалимда, Ливанда вә өзи сорайдиған барлиқ зиминда халиқинини бена қилди.
7Исраилдин болмиған Һиттийлар, Аморийлар, Пәриззийләр, Һивийлар вә Йәбусийлардин Исраил зиминида қелип қалғанларниң һәммисини болса,
8Сулайман буларни, йәни Исраиллар пүтүнләй йоқатмиған әлләрниң қалған әвлатлирини қуллуқ һашаға тутти. Улар бүгүнки күнгичә шундақ болуп кәлди.
9Лекин Исраиллардин Сулайман өз ишлири үчүн һеч кимни қул қилмай, бәлки уларни ләшкәр, һөкүмдар-әмәлдар, һарву билән атлиқларниң сәрдарлири қилди.
10Булардин падишаһ Сулайманниң ишлигүчиләрниң үстигә қойған чоң назарәтчилири болуп, икки йүз әллик еди.
11Сулайман Пирәвнниң қизини «Давутниң шәһири»дин өзи униңға салдурған ордиға әкәлтүрди; чүнки у: «Аялимниң Исраил падишаһи Давутниң ордисида туруши мувапиқ әмәс; чүнки Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи барғанлиги җайларниң һәммиси муқәддәстур», — деди.
12Сулайман бу чағда Пәрвәрдигарниң қурбангаһида, йәни муқәддәс җайниң айваниниң алдиға салдурған қурбангаһта Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқ тәқдим қилатти;
13— йәни Муса пәйғәмбәрниң тапшуруғи бойичә, һәр күни, шабат күнлиридә, айниң биринчи күнлиридә вә һәр жилда үч қетим өткүзүлидиған алаһидә һейт күнлиридә — «петир нан һейти», «һәптиләр һейти» вә «кәпиләр һейти»дики күнләрдә бекитилгән бурчлуқ қурбанлиқларни қилатти.
14Сулайман йәнә атиси Давутниң бәлгүләп бәргини бойичә каһинларниң хизмәтлириниң вә Лавийларниң бурчлириниң ада қилиниши үчүн нөвәт-гуруппиларни бекитти; Лавийларниң һәр күни мәдһийә оқуш вә каһинларниң алдида хизмәтләрни ада қилиш бурчи бар еди. Сулайман йәнә дәрвазивәнләрни нөвити бойичә һәр дәрвазиниң хизмитини қилишқа бекитти; чүнки Худаниң адими Давутниң буйруғи шундақ еди.
15Каһин-лавийлар падишаһниң каһинларға вә Лавийларға буйруғанлиридин, мәйли қандақ иш болсун яки ғәзниләргә даир иш болсун һеч баш тартмайтти.
16Пәрвәрдигарниң өйини селишта, өй ули селинған күндин тартип пүткичә Сулайманниң барлиқ қурулуш ишлири пухта тамамланди. Шундақ қилип Пәрвәрдигарниң өйи пүтти.
17Андин Сулайман Едом зиминида Қизил деңиз бойидики Әзион-Гәбәргә вә Елатқа қарап маңди.
18Һурам падишаһ өз хизмәткарлири арқилиқ кемиләр вә деңиз йоллириға пишшиқ адәмлирини Сулайманниң йениға әвәтти. Улар Сулайманниң хизмәткарлири билән биллә Офирға берип, у йәрдин төрт йүз әллик талант алтун елип, уни падишаһ Сулайманниң қешиға йәткүзүп кәлди.