Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Тарих-тәзкирә «2»

Тарих-тәзкирә «2» 23

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Йәттинчи жили, Йәһояда җасарәткә келип, Йәроһамниң оғли Азария, Йәһоһананниң оғли Исмаил, Обәдниң оғли Азария, Адаяниң оғли Маасеяһ вә Зикриниң оғли Әлишафат қатарлиқ бир қанчә йүз бешини чақирип улар билән әһдә түзди.   
2Улар Йәһуда зиминини арилап, Йәһудадики һәр қайси шәһәрләрдин Лавийларни вә Исраилдики чоң йолбашчиларни жиғди; улар Йерусалимға келишти.
3Пүткүл җамаәт Худаниң өйидә падишаһ билән әһдиләшти. Йәһояда уларға: — Падишаһниң оғли Пәрвәрдигарниң Давутниң әвлатлири тоғрилиқ вәдә қилғинидәк чоқум сәлтәнәт қилиду.
4Мана силәр қилишиңлар керәк болған иш шуки: — Шабат күнидә пасибанлиқ нөвити кәлгән каһинлар билән Лавийларниң үчтин бири һәр қайси дәрвазиларни муһапизәт қилсун;
5үчтин бири падишаһ ордисини, үчтин бири «Һул дәрвазиси»ни муһапизәт қилсун; башқиларниң һәммиси Пәрвәрдигар өйиниң һойлилирида болсун.
6Лекин каһинлар һәм вәзипә өтәйдиған Лавийлардин бөләк һеч кимни Пәрвәрдигарниң өйигә киргүзмисун (каһин-лавийлар пак-муқәддәс дәп һесапланғачқа киришигә болиду). Башқа хәлиқниң һәр бири Пәрвәрдигар өзигә бекиткән җайларни күзәт қилсун.
7Лавийларниң һәр бири қолиға қураллирини елип падишаһни орап турсун; өз мәйличә муқәддәс өйгә киришкә урунған һәр ким өлтүрүлсун; силәр падишаһ кирип-чиқип жүргинидә униң йенидин айрилмаңлар, — деди.
8Лавийлар билән Йәһудаларниң һәммиси каһин Йәһояданиң барлиқ тапилиғанлирини беҗа кәлтүрүшти. Лавийларниң һәр бири шабат күни нөвәтчиликкә киргән вә нөвәтчиликтин чүшкәнләрни өз йенида қалдуруп қалди; чүнки каһин Йәһояда һеч кимни нөвәтчиликтин чүшүшкә қоймиди.
9Андин Йәһояда каһин Давут падишаһниң Пәрвәрдигарниң өйидә сақлақлиқ нәйзә вә қалқан-сипарлирини йүз бешиларға тарқитип бәрди.
10У йәнә көпчиликни, һәр бири қолиға өз нәйзисини тутқан һалда, ибадәтханиниң оң тәрипидин тартип сол тәрипигичә, қурбангаһ билән ибадәтханини бойлап падишаһниң әтрапида турғузди.
11Андин улар шаһзадини елип чиқип, униң бешиға таҗни кийгүзүп, униңға гуванамиләрни берип, уни падишаһ қилди; Йәһояда вә униң оғуллири хушбуй май билән уни мәсиһ қилди вә «Падишаһ яшисун!» дәп товлашти.
12Аталия хәлиқләрниң чепишип жүргәнлигини вә падишаһни тәрипләватқанлиғини аңлап, Пәрвәрдигарниң өйигә кирип, көпчиликниң арисиға кәлди.
13У қариса, мана падишаһ өйниң дәрвазисида, түврүкниң йенида туратти; падишаһниң йенида әмәлдарлар билән канайчилар тизилған еди, барлиқ жутниң хәлқи шатлинип канай челишатти, нәғмичиләр һәр хил сазларни челип, җамаәтни башлап мәдһийә оқутувататти. Буни көргән Аталия кийимлирини житип: — Асийлиқ, асийлиқ! — дәп вақирди.
14Амма Йәһояда каһин қошунға мәсул болған йүз бешиларни чақиртип уларға: — Уни сәплириңлар оттурисидин сиртқа чиқириветиңлар; кимдәким униңға әгәшсә қиличлансун, дәп буйруди. Чүнки каһин: — Уни Пәрвәрдигарниң өйи ичидә өлтүрмәңлар, дәп ейтқан еди.
15Шуниң билән улар униңға йол бошитип бәрди; у ординиң «Ат дәрвазиси» билән падишаһниң ордисиға киргәндә ләшкәрләр уни шу йәрдә өлтүрди.
16Йәһояда, пүткүл җамаәт вә падишаһ бирликтә: «Пәрвәрдигарниң хәлқи болайли» дегән бир әһдини түзүшти.
17Андин барлиқ хәлиқ Баалниң бутханисиға берип уни бузуп ташлиди; униң қурбангаһлири билән мәбудлирини чеқип парә-парә қилип, Баалниң каһини Маттанни қурбангаһларниң алдида өлтүрди.
18Андин кейин Йәһояда каһин Пәрвәрдигарниң өйидики барлиқ мәсулийәтләрни Лавий қәбилисиниң каһинлириниң қолиға тапшурди. Каһинларни болса, әслидә Пәрвәрдигарниң өй ишлириға нөвәт билән қарашқа, Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқ сунушқа Давут тайинлиған еди. Улар қурбанлиқларни Давутниң көрсәтмилири бойичә, хошал-хурамлиқ ичидә нәғмә-нава оқуған һалда Мусаға тапшурулған Тәврат-қанунида пүтүлгинидәк сунушқа мәсул еди.

19Йәһояда йәнә Пәрвәрдигар өйиниң һәр қайси дәрвазилириға дәрвазивәнләрни тайинлидики, һәр қандақ ишлардин напак қилинған адәмләр киргүзүлмәйтти.
20У йәнә йүз бешилири, ақсүнәкләр, хәлиқ ичидики йолбашчилар вә жутниң һәммә хәлқини башлап келип, падишаһни Пәрвәрдигар өйидин елип чүшүп, «Жуқириқи дәрваза» арқилиқ ордиға әкирип, падишаһлиқ тәхтигә олтарғузди.
21Жутниң барлиқ хәлқи шатлинатти; улар Аталияни қиличлап өлтүргәндин кейин, шәһәр тинич болуп қалди.