Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Тарих-тәзкирә «2»

Тарих-тәзкирә «2» 17

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Оғли Йәһошафат Асаниң орниға падишаһ болди; у Исраил падишаһлиғиға тақабил туруш үчүн өзини күчәйтти.
2У һәрбий күчлирини Йәһуданиң һәммә қорғанлиқ шәһәрлиригә орунлаштурди һәмдә Йәһуда зиминиға вә атиси Аса ишғал қилған Әфраимдики һәр қайси шәһәрләргә мудапиә күчлирини турғузди.
3Пәрвәрдигар Йәһошафат билән биллә болди, чүнки у атиси Давутниң башта жүргүзгән йоллирида меңип Баал бутлирини издимиди,
4бәлки атисиниң Худасинила издәп, Униң әмирлиридә меңип, Исраилларниң қилмишлирини доримиди.
5Шуңа, Пәрвәрдигар униң падишаһлиқтики һөкүмранлиғини мустәһкәмлиди; пүткүл Йәһудадикиләр униңға салам-соғиларни сунуп турди; шуниң билән униң мал-мүлки наһайити көп, шан-шөһрити наһайити жуқури болди.
6У Пәрвәрдигарниң йоллирида маңғачқа, ғәйрәтлик болди; униң үстигә у Йәһуда зиминидин «жуқури җайлар»ни вә Ашәраһ бутлирини йоқатти.
7Униң сәлтәнитиниң үчинчи жили өзиниң әмәлдарлиридин Бән-Һайил, Обадия, Зәкәрия, Нәтанәл, Микаяларни Йәһуданиң шәһәрлиридә хәлиққә тәлим беришкә әвәтти.
8Улар билән биллә барғанлардин йәнә Шемая, Нәтания, Зәбадия, Асаһәл, Шәмирамот, Йонатан, Адония, Тобия, Тоб-Адония қатарлиқ бир қанчә Лавийлар, шундақла йәнә Әлишама билән Йәһорам дегән икки каһинму бар еди.
9Улар Пәрвәрдигарниң Тәврат қануни китавини алғач берип, Йәһуда зиминидики барлиқ шәһәрләрни арилап жүрүп хәлиқ арисида тәлим берәтти.
10Йәһуданиң әтрапидики мәмликәтләрниң һәммисини Пәрвәрдигарниң қорқунучи басти вә улар Йәһошафат билән уруш қилишқа петиналмайтти.
11Филистийләрдин бәзилири Йәһошафатқа соға-саламлар вә күмүч олпанлирини тапшурди; Әрәбләрму падилиридин униңға йәттә миң йәттә йүз қочқар, йәттә миң йәттә йүз текә соға қилди.
12Йәһошафат барғансери карамәт қудрәт тепип, Йәһудада бир нәччә қорған вә амбар шәһири бена қилди.
13У Йәһуданиң һәр қайси шәһәрлиридә нурғун маддий әшя записи тәйярлиди; Йерусалимдиму униң зәбәрдәс батур җәңчилири бар еди.
14Җәмәтлири бойичә уларниң сани төвәндикичә: — Йәһуда қәбилисидики миңбашлири ичидә Аднаһ сәрдар болуп, батур җәңчиләрдин үч йүз миңға башламчилиқ қилатти;
15Аднаһниң қол астида Йәһоһанан сәрдар болуп, икки йүз сәксән миң адәмгә башламчилиқ қилатти;
16Йәһоһананниң қол астида Зикриниң оғли Амасия бар еди; у Пәрвәрдигарға өзини ативәткән адәм болуп, икки йүз миң батур җәңчигә башламчилиқ қилатти.
17Бинямин қәбилиси ичидә Елияда дегән батур бир җәңчи болуп, оқя вә қалқан билән қуралланған икки йүз миң батур җәңчигә башламчилиқ қилатти;
18Елияданиң қол астида Йәһозабад болуп, җәңгә тәйяр қошундин бир йүз сәксән миң адәмгә башламчилиқ қилатти.

19Буларниң һәммиси падишаһниң хизмитидә һазир туратти; падишаһниң йәнә пүтүн Йәһуда зиминидики қорғанлиқ шәһәрләргә орунлаштурулған адәмлири болса, уларниң сиртида еди.