Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Тарих-тәзкирә «2»

Тарих-тәзкирә «2» 19

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Йәһуда падишаһи Йәһошафат аман-есән Йерусалимдики ордисиға қайтип кәлди.
2Алдин көргүчи Һананиниң оғли Йәһу падишаһ Йәһошафатниң алдиға чиқип: — Сениң рәзилләрниң ярдимидә болуп, Пәрвәрдигарға өч болғанларни сөйгиниң дурусму? Шу сәвәптин Пәрвәрдигарниң ғәзиви бешиңға чүшидиған болди.
3Һалбуки, сән ашәраһ бутлирини зиминдин йоқитип ташлиғиниң вә Худани издәшкә нийәт қилғиниң үчүн сәндиму яхшилиқ тепилди, деди.
4Йәһошафат Йерусалимда олтиратти; кейинки вақитларда у хәлиқ арисиға чиқип, Бәәр-Шебадин тартип Әфраим тағлириғичә сәпәр қилип, хәлиқни товва қилдуруп ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарға яндурди.
5У йәнә Йәһуда тәвәсидики барлиқ қорғанлиқ шәһәрләрдә сорақчиларни тайинлиди;
6у сорақчиларға: — Өз қилғанлириңларға еһтиятчан болуңлар; чүнки силәрниң һөкүм чиқиришиңлар инсан үчүн әмәс, бәлки Пәрвәрдигар үчүндур; силәр һөкүм чиқарғиниңларда у чоқум силәр билән биллә болиду.
7Әнди Пәрвәрдигарниң вәһимиси көз алдиңларда болсун; өз қилғанлириңларға еһтиятчан болуңлар; чүнки Пәрвәрдигар Худайимизда наһәқлиқ йоқ, йүз-хатир қилиш йоқ, пара йейишму йоқтур, деди.
8Йәһошафат Лавийлардин, каһинлардин вә Исраил җәмәтлириниң башлиридин бәзиләрни Йерусалимға қайтуруп келип, уларни Йерусалимдиму Пәрвәрдигарниң һөкүмлирини чиқириш вә хәлиқниң әрз-дәвалирини бир тәрәп қилишқа тайинлиди.
9Йәһошафат уларға: — Силәр бу ишларни Пәрвәрдигарниң қорқунучида болуп садақәтлик билән чин көңлүңлардин беҗириңлар.
10Һәр қайси шәһәрләрдә туридиған қериндашлириңларниң алдиңларға елип кәлгән барлиқ әрз-дәваси, мәйли у хун дәваси болсун, қанун-әмир вә һөкүм-бәлгүлимиләр тоғрисидики әрз-дәва болсун, уларниң Пәрвәрдигар алдида гунакар болуп қалмаслиғи үчүн, шундақла Пәрвәрдигарниң ғәзиви өз бешиңларға вә қериндашлириңларниң бешиға келип қалмаслиғи үчүн, уларни һаман агаһландуруп туруңлар; шундақ қилсаңлар, гунакар болмайсиләр.
11Пәрвәрдигарға тәәллуқ ишларда силәрни баш каһин Амария башқуриду; падишаһқа даир ишларда, силәрни Йәһуда җәмәтиниң йолбашчиси Исмаилниң оғли Зәбадия башқуриду; силәрниң хизмитиңларда туридиған Лавийлар бар. Җасарәтлик болуп ишлириңларни қилиңлар вә Пәрвәрдигар ишни дурус қилғучилар билән биллә болиду! — деди.