Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Тарих-тәзкирә «2»

Тарих-тәзкирә «2» 16

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Шу вақиттин тартип таки Асаниң сәлтәнитиниң оттуз бәшинчи жилиғичә уруш болуп бақмиди. Асаниң сәлтәнитиниң оттуз алтинчи жили, Исраилниң падишаһи Бааша Йәһудаға қарши һуҗум қилди; һеч ким Йәһуданиң падишаһи Аса билән барди-кәлди қилмисун дәп, Рамаһ шәһирини мәһкәм қилип ясиди.
2У вақитта Аса Пәрвәрдигарниң өйидики ғәзниләрдин вә падишаһниң ордисидики ғәзниләрдин алтун-күмүчни елип уларни Дәмәшиқтә турушлуқ Сурийә падишаһи Бән-Һададқа әвәтип вә бу хәвәрни йәткүзүп: —
3«Мениң атам билән силиниң атилириниң арисида болғандәк мән билән силиниң арилирида бир әһдә болсун. Мана, силигә күмүч билән алтун әвәттим; әнди Исраилниң падишаһи Бааша билән болған әһдилиридин қоллирини үзсилә; шуниң билән у мени қамал қилиштин қол үзсун» — деди.
4Бән-һадад Аса падишаһниң сөзигә кирип, өз қошуниниң сәрдарлирини Исраилниң шәһәрлиригә һуҗум қилишқа әвәтип, Иҗон, Дан, Абәл-майим, Нафталидики барлиқ амбар шәһәрлирини беқиндурди.
5Бааша бу хәвәрни аңлап, Рамаһ истиһкамини ясаштин қолини жиғип, қурулушларниң һәммисини тохтатти.
6Аса падишаһ болса пүткүл Йәһуданиң адәмлирини башлап, Бааша Рамаһ шәһирини ясашқа ишләткән ташлар билән яғачларни Рамаһтин тошуп елип кәтти. У мушуларни ишлитип Гебани вә Мизпаһни мәһкәм қилип ясиди.
7У чағда, алдин көргүчи Һанани Йәһуда падишаһи асаниң йениға келип униңға: — Өзүң Пәрвәрдигар Худайиңға әмәс, бәлки Сурийә падишаһиға таянғанлиғиң үчүн Сурийә падишаһиниң қошуни өз қолуңдин қутулди.
8Ефиопийләр билән Ливийәликләр чоң бир қошун әмәсмиди? Җәң һарвулири вә атлиқ әскәрлири интайин көп әмәсмиди? Лекин сән пәқәт Пәрвәрдигарға таянғанда, у уларни қолуңға тапшурған еди.
9Чүнки Пәрвәрдигар көңли Маңа тамамән садиқ болғанларға ярдәмдә болуп, Өзүмни қудрәтлик көрситәй дәп, көзлирини пүтүн йәр йүзидә уян-буян жүгүртиду. Сән бу ишта бәк ахмақлиқ қилдиң. Әнди буниңдин кейин урушлардин халас болалмайсән, деди.
10Буни аңлапла Аса алдин көргүчигә интайин ғәзәплинип, уни зинданға солап қойди; униң бу сөзигә қәһри қайнап кәтти. У шу вақитларда хәлиқтин бәзилиригә зулум селишқа башлиған еди.
11Мана, Асаниң қилған ишлири баштин ахириғичә «Йәһуда вә Исраил падишаһлириниң тарихнамиси»да пүтүлгәндур.
12Асаниң сәлтәнитиниң оттуз тоққузинчи жилида путида бир кесәл пәйда болди; вә кесили барғансери еғирлишип кәтти; лекин у ағриғандиму Пәрвәрдигарни издимиди, бәлки пәқәт тевиплардинла ярдәм издиди.
13Аса сәлтәнитиниң қириқ биринчи жилида өлди, ата-бовилири арисида ухлиди.
14Хәлиқләр уни «Давут шәһири»дә өзигә атап тәйярлитип колиған қәбиргә дәпнә қилди. Улар уни әттарларниң усули билән тәңшәлгән һәртүрлүк дора-дәрмандин болған бир арилашма пүркәлгән җиназиға ятқузди һәмдә униңға атап нурғун хушбуй яндурди.